Қазақистан хитайниң маллирини төкмә қилип сетишиға қарита түнҗи қетим тәкшүрүш елип барди
2004.12.16
Қазақистан сода -санаәт министирлиқи йеқинда хитайниң хемир туручлириниң қазақистанда төкмә қилип сетилишиға қарши тәкшүрүш елип барди. Бу, қазақистанниң түнҗи қетим хитай мәһсулатлириниң төкмә қилип сетилишиға қарши елип барған тәкшүрүш һәрикити болуп һисаблиниду.
Хитай даирилириниң мәлуматлириға қариғанда, өткән йили ичидила қорғас чегриси арқилиқ қазақистанға1 милйон 200 миң долларлиқ хитайниң хемир туручи екиспорт қилинған. Бу йил қазақистанға екиспорт қилинған, хитайниң хемир туручлириниң миқтари йәниму көп болуп, бу мунасивәт билән, қазақистан даирилири хитай хемир туручлириниң қазақистанда төкмә қилип сетилишидин әндишә қилип, тәкшүрүш елип беришни башлиған.
Буниң алдида, қазақистан һөкүмити қорғас чегриси арқилиқ импорт қилинидиған хитай маллириға қаритилған баҗни ٪ 30 гичә өстүрүшни қарар қилған иди.
Қазақистанниң бу қетимқи тәкшүришиниң уйғур елигә келип хемир туруч завутлири қурған хитай ширкәтлиригә қанчилик тәсири йитидиғанлиқи техи ениқ әмәс. Әмма, бир қисим хемир туруч ширкәтлири әгәр маллирини қазақистанға екиспорт қилиш қийинлашса, ичкири өлкиләрдики базарға йөткәйдиғанлиқини билдүргән.(Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай, америкиниң хитай өй җаһазлириға чәклимә қойғанлиқини әйиплиди
- яврупа бирлики сахта маллар мәсилисидә хитайни агаһландурди
- Америка һөкүмитиниң хитай тоқумичилиқ маллириға чәклимә қоюш әрзини қубул қилғанлиқи, хитайниң наразилиқини қозғиди
- Хитай билән қирғизистан бирликтә хитай маллирини тарқитидиған сода мәркизи ачмақчи