Хитай- қазақистан һәмкарлиқ комитети йиғини астанидә ечилди
2005.07.14
Хитай-қазақистан һәмкарлиқ комитетиниң 2 - қетимлиқ йиғини пәйшәнбә күни қазақистанниң пайтәхти астанидә өткүзүлди. Йиғинға хитайниң муавин баш министири ву йи билән қазақистанниң муавин баш министири әхмәтҗан йесимоф риясәтчилик қилди.
Ву йи йиғинда, хитай-қазақистан икки дөләт мунасивәтлириниң йеқинқи йиллардин буян барғансери қоюқлишип, һәмкарлишиш саһәлириниңму барғансери кеңийип меңиватқанлиқини тәкитлиди. У йәнә, хитай дөләт рәиси ху җинтавниң 10 күн алдида қазақистанға қилған сәпириниң ғәлибилик болғанлиқини, шундақла икки дөләт рәһбәрлириниң ортақ хитай-қазақистан иситратегийилик һәмкарлиқ мунасивитини орнатқанлиқини әскәртти.
Қазақистанниң муавин баш министири йесимоф ву йиниң икки дөләт мунасивитидики баһасиға тамамән қошулидиғанлиқини билдүрүш билән биргә, хитай һөкүмитиниң қазақистанниң дуня сәһийә тәшкилатиға киришини қоллиғанлиқиға тәшәккүр ейтти һәмдә хитайниң тәйвән мәсилисидики принсипал мәйданини пүтүнләй қоллайдиғанлиқини тәкитлиди.
Икки тәрәп йәнә, мәзкур комитетниң буниңдин кейинки вәзипилири үстидә тохтилип, икки дөләтниң буниңдин кейин сода, қатнаш, малийә, енергийә вә бихәтәрлик қатарлиқ нурғун саһәдики һәмкарлиқни техиму күчәйтиши керәкликини билдүрди. Улар буниңдин сирт йәнә, игилик һоқуқ, бихәтәрлик вә җәмийәт муқимлиқи мәсилилиридә бир-бирини қоллап, "3 хил күчкә зәрбә бериш" җәһәттики һәмкарлиқни техиму күчәйтиш лазимлиқини тәкитлиди.
Хитай-қазақистан һәмкарлиқ комитети өткән йили қурулған болуп, икки тәрәп әмәлдарлири йилда бир қетим учришиду. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай билән қазақистан "истратегийилик һәмкарлиқ баянатнамиси" елан қилди
- Ш һ т дики дөләтләр оттура асиядики ғәрб қошунлирини чекиндүрүш вақит җәдвили бәлгиләшни тәләп қилди
- Ху җинтав, астана йиғинида хитайниң оттура асиядики тәсирини мустәһкәмләшкә тиришиду
- Ху җинтав билән путин, оттура асияда бихәтәрлик һәмкарлиқи елип баридиғанлиқини җакарлиди
- Ху җинтав техиму көп нефитқа еришиш үчүн русийә билән қазақистанға бармақчи