Таң җяшүән қирғизистанни зиярәт қилиду


2004.12.07

Хитай дөләт ишлар коммисари таң җяшүән, алдимиздики бир қанчә күн ичидә қирғизистанни зиярәт қилиду. Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси җаң чийө, сәйшәнбә күни өткүзгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида, таң җяшуәнниң 9 - вә 10 - декабир күнлири қирғизистан һөкүмитиниң тәклипигә бинаән бешкәкни зиярәт қилидиғанлиқини елан қилди.

Бирақ җаң чийө, таң җяшүәнниң қирғизистандики зияритиниң конкрет күн тәртипи вә қирғизистан даирилири билән қандақ мәсилиләрни музакирә қилидиғанлиқи һәққидә тохталмиди.

Қирғизистан, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидики истратегийилик орни интайин муһим дөләтләрниң бири болуп, хитай һөкүмитиниң уйғур аптоном районидики миллий мустәқиллиқ күрәшлирини бастуруш тиришчанлиқи, қирғизистан даирилириниң һәмкарлиқиға еришкән.

Қирғизистан, бейҗиң һөкүмитиниң 2002 - йили шәрқий түркистан ислам һәрикитини, б д т хәвпсизлик кеңишиниң террорлуқ тәшкилатлар тизимликигә елиш тиришчанлиқини қоллиған америка, афғанистан қатарлиқ төт дөләтниң бири . Хитайниң қирғизистан билән болған иқтисади мунасивити йеқинқи йиллардин бери тез күчийишкә башлиған. Нөвәттә хитай билән қирғизистан, қәшқәр билән ош арисиға төмүр йол ятқузуш пиланлимақта. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.