Қирғизистан президентиниң келиштүргүчи вәкили хитай көмүрчилик карханилирини әйиблиди
2007.10.05
Қирғизистан президентиниң келиштүргүчи вәкили (омбудосман) турсунбай бақир оғли алдинқи күни қирғизистан пайтәхти бешкәк шәһиридә ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүп, қирғизистанда мәшғулат елип бериватқан хитай мәдәнчилик карханилирини қирғизистанниң муһитини булғаш вә муһит бузғунчилиқи елип бериши сәвәбидин әйиблиди.
Қирғизистан AK прәсс ахбарат агентлиқиниң әскәртишичә, бақир оғли хитай карханилирини мәшғулат җәрянида мәсулийәтсизлик қилди вә җалалабадниң җәнубидики чатқал алтун кенини қезиш җәрянида муһит мәсилиси билән кари болмиди, дәп әйиблигән.
Турсунбай бақир оғли, йәрлик пуқраларниң шикайитигә асасән йеқинда хитай мәдәнчилик карханиси мәшғулат елип бериватқан чатқалдики алтун кенида рәсмий тәкшүрүш елип барған. Бақир оғли, чатқалдики алтун кени һөкүмәтниң рухсәтнамиси билән мәшғулат елип бериватқан болсиму, лекин йетәрлик бихәтәрлик тәдбир елинмиғанлиқини вә алтун кан үстидин лаяқәтлик тәкшүрүши елип берилмиғанлиқини билдүрди.
Униң әскәртишичә, алтун қезиш мәшғулати шу җайдики дәря - өстәңләрниң булғинишини еғирлаштуруп, ичимлик су вә су иншаатлириниң зәһәрлинишигә, дәл-дәрәх һәм гүл - гияларниң қуруп кетишигә сәвәбчи болмақта. Хитай, оттура асия дөләтлириниң ениргийә вә тәбий байлиқлар игиликигә әң көп мәбләғ селиватқан дөләтләрниң биридур. Көзәткүчиләрниң әскәртишичә, райондики дөләтләр бир тәрәптин хитайниң мәблиғи вә һәмкарлиқиға еһтияҗ болса, йәнә бир тәрәптин хитай тәсир күчиниң районда ешип бериватқанлиқидин биарам болмақта. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һәрбий даирилири русийә-хитай бирләшмә маневирға қатнашқанларни мукапатлиди
- Қирғизистан алий соти асасий қанунға киргүзүлгән өзгиришни бикар қилди
- Қирғизистан 120 дөләтниң қатнишиши билән хәлқаралиқ гүзәллик мусабиқиси өткүзмәкчи
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләт башлиқлириниң алий дәриҗилик учришиши бишкәктә башланди
- Хуҗинтав қирғизистан зияритини башлиди
- "Бишкәктә уйғур тиҗарәтчиләр тутқун қилинмақта"
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләт башлиқлири, йеңи келишимләр имзалимақчи
- Бишкәк сәнәткарлири шаңхәй һәмкарлиқиниң йиғиниға җиддий тәйярлиқ қилмақта
- Америка мудапиә министири қирғизистанни зиярәт қилмақчи