Хитай мәтбуатлири, қирғизистанниң сиясий вәзийитини йеқиндин күзәтмәктә
2005.03.24
Хитай ташқи ишлар министирликиниң баянатчиси лю җәнчавниң билдүрүшичә, қирғизистанниң җәмийәт вә иқтисадий муқимлиқи, районниң бихәтәрлики билән бивастә мунасивәтлик икән.
Әнгилийә б б с радио - телевизийә ширкитиниң бу һәқтә бәргән хәвиридә көрситилишичә, қирғизистан билән хитайниң ғәрбий шималидики районлири чегридаш болуп, истратегийилик орни интайин муһим һесаблиниду. Хитайниң бу районида изчил түрдә бөлгүнчилик қалаймиқанчилиқлири давамлиқ йүз берип туридикән.
Хитай һөкүмәт даирилири қирғизистанниң нөвәттә йүз бериватқан вәзийити һәққидә һечқандақ ипадә билдүрмәйватқан бир пәйттә, хитайниң орган мәтбуатлири бу һәқтә түрлүк қарашларни оттуриға қоюшмақта.
Бейҗиңда чиқидиған "вин хуй" гезитиниң бу һәқтә елан қилған мақалисда ейтилишичә, әгәр қирғизистан һөкүмити ағдурулса, мәзкур дөләт шаңхәй һәмкарлиқиға әзалиқ салаһитини сақлап қалалмайдикән.
Мақалида йәнә, "һазир, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң интайин чоң риқабәткә дуч келиватқанлиқи, болупму америкиниң нөвәттә оттура асия районидики истратегийилик орунда бир қорған қурувелишидин әндишә қиливатқанлиқи" тәкитләнгән. (Қанат)