Ху җинтав, астана йиғинида хитайниң оттура асиядики тәсирини мустәһкәмләшкә тиришиду
2005.07.01
Ройтерс ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай дөләт рәиси ху җинтав алдимиздики сәйшәнбә күни қазақистан пайтәхти астанида шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң башлиқлар йиғиниға қатнишип, хитайниң райондики тәсирини мустәһкәмләшкә тиришидикән. Терроризм мәсилиси шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң йиғинидики мәркизи тема.
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати баш катипи җаң дегуаңниң тәкитлишичә, әза дөләтләр терроризм, бөлгүнчилик вә диний әсәбийликкә қарши туруш тәдбирлирини алидикән. У, йиғинда тероризимға қарши туруш тәдбирлирини күчәйтиш келишими имзалайдиғанлиқини билдүрди.
Хитай һөкүмити бу йил 3 - айда йүз бәргән қирғизистандики вәқә билән әнҗандики исянниң уйғур аптоном райониға кеңийиш мүмкинчилики бар, дәп әнсиригән.
Җаң дегуаң, әнҗандики вәқә терорчилар тәрипидин пиланланған һәрикәт, дәп көрсәтти. У, " қораллар унсурларниң мәқсиди өзбекистанда радикал ислам дөлити," дәп әйиблигән.
Ройтерс ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитайниң өзбекистандики вәқәни бастурушни қоллаштики мәқсиди шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидики орнини мустәһкәмләш шундақла өзбекистандики вәқәниң хитайда йүз бәрмәйдиғанлиқиға капаләтлик қилишкән. Ройтерс ахбарат агентлиқи, "хитайниң оттура асияда нефит мәнбәәсигә еришиш үчүн, уйғур аптоном райони вә оттура асияниң муқимлиқиға иһтияҗи бар, дәп көрсәтти. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ху җинтав билән путин, оттура асияда бихәтәрлик һәмкарлиқи елип баридиғанлиқини җакарлиди
- Хитай дөләт рәиси ху җинтав русийини зиярәт қилди
- Хитай дөләт рәиси ху җинтав шотландийидики G8 ләр йиғиниға қатнишиду
- Русийә, хитай вә һиндистанниң ташқи ишлар министирлири " террорчилиққа қарши" һәмкарлиқни күчәйтмәкчи
- Хитай һөкүмити "террорчилиққа қарши күрәш" тә өзбекистан билән бир сәптә икәнликини билдүрди