Дуня банкиси қирғизистанға ярдәм бәрди
2005.12.18
Қирғизистан дөләтлик "қабар" агентлиқиниң учуридин қариғанда дуня банкиси қирғизистанниң сақлиқни сақлаш вә иҗтимаий капаләт ишлирини яхшилаш пилани үчүн 15 милйон америка доллири беридиғанлиқини елан қилған.
Мәзкур ярдәм дөләтниң сақлиқни сақлаш вә иҗтимаий параванлиқ ишлирини тәрәққи қилдуруш үчүн иш елип бериватқан дөләтлик " манас тәлими" дәп аталған программиға берилгән болуп, америка қошма шитатлириму буниң үчүн 13 милйон доллар аҗритишни қарар қилған.
"Қабар" агентлиқиниң ашкарилишичә, қирғизистанниң демократик инқилабидин кейин, һөкүмәтниң хәлқ турмушини яхшилаш, иҗтимайи параванлиқ вә сақлиқни сақлаш саһәсини тәрәққи қилдуруш тәшәббуси хәлқара җәмийәтниң диққитигә сазавәр болған. Шу сәвәбтин йәнә әнгилийә, германийә, шиветсийә қатарлиқ дөләтләрму ярдәм көрситиш ишлирини башлиған.
Қирғизистанниң дөләт иқтисадий күчи аҗиз болғанлиқтин өзиниң мәзкур тәрәққият пилани үчүн аран икки милйон доллар аҗритишқа мувәппәқ болған болуп, асасий ярдәм чәтәлләрдин келидикән. Қирғизистан өктичилириниң билдүрүшичә, әсқәр ақайев дәвридә бундақ ярдәмләр дөләттики парихорлуқ түпәйлидин тохтитилған болуп, мана әмди қайтидин башланған. (Үмидвар)