Явропа иттипақи мәркизий асия дөләтлиригә 12 милйон доллар бәрди
2007.05.27
явропа иттипақи мәркизий асия дөләтлиригә давамлиқ иқтисадий ярдәмләрни берип кәлмәктә, явропа иттипақи йеқинда мәркизий асия дөләтлиригә 2008-2009-йиллири ичидә чегрилирини мустәһкәмләп, зәһәрлик чекимликләрниң тошулушидин сақлинишни күчәйтиши үчүн 12 милйон америка доллири бәргән. Бу һәқтә 25-май күни явропа иттипақиниң мәркизий асия чегрилири программисиниң мәсули харди релинг рәсмий билдүрүш елан қилған.
"Бүгүнки қазақистан" агентлиқиниң учуридин қариғанда, харди релинг келәр йили йәнә алтә милйон доллар аҗритилидиғанлиқини әскәрткән.
явропа иттипақиниң мәркизий асия чегрилири вә зәһәрлик чекимликтин мудапиә көрүш программисиниң мәсул беҗиргүчиси амир әлчибекоф буниң явропа иттипақиниң қазақистандики әң чоң программилириниң бири икәнликини тәкитлигән, униң ейтишичә, қазақистанниң иқтисади башқа җумһурийәтләргә қариғанда, көрүнәрлик дәриҗидә тәрәққи қиливатқанлиқи сәвәбидин явропа иттипақиниң мәзкур программисиниң ярдәм пулиға еришиш нисбити иқтисадий тәрәққияти төвән һесаблинидиған қирғизистан, таҗикистан вә өзбекистанларға нисбәтән азрақ икән.
Тәһлилчиләрниң қаришичә, явропа иттипақи қатарлиқ ғәрб дөләтлириниң нәзиридә мәркизий асия болупму афғанистан-таҗикистан, афғанистан –өзбекистан чегрилири зәһәрлик чекимликниң тошулуш өткәллири җүмлидин муқимсиз районлардин ибарәт болуп, бу җайларда муқим вәзийәт яритиш явропа иттипақиниң бихәтәрлики биләнму мунасивәтликтур. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүмити оттура, ғәрбий асия мунбири йиғинида "һәмкарлишип инақ асия қуруш' ни тәшвиқ қилған
- Алма-атада, уйғур музикилик - шеир кечилики
- Назарбайефниң оттура асия дөләтлири иттипақи қуруш идийиси әмәлгә ашамду?
- Қирғизистандики вәзийәт
- Афғанистанниң пайтәхти кабулда өзини өлтүрвелиш характерлик партлитиш һуҗуми йүз бәрди
- Оттура асия райони иқтисадий һәмкарлиқ кеңишиниң йеғини үрүмчидә ечилмақчи
- японийә оттура асия әллири билән һәмкарлиқини күчәйтишкә вәдә бәрди
- Хитай өзбекистанға йәнә ярдәм қилди