Бүгүнки муһим қисқа хәвәрләр


2006.06.09

Түркийә, германийә қатарлиқ дөләтләрдә уйғурлар намайиш қилди

Бүгүн, 2006 ‏- йили 6 - айниң 9 ‏-күни түркийә, германийә, канада, әнгилийә, норвигийә, голландийиләрдә уйғурлар, хитай һөкүмити уйғур миллий һәрикитиниң йетәкчиси рабийә қадир ханимниң оғли алим абдуреһим, абликим абдуреһим вә қизи рошәнгүл абдуреһимларни 'сақчиларға һәмкарлашмиди' дегән нам билән қолға елип һазирғичә тутуп туриватқанлиқиға наразилиқ билдүрүп намайиш өткүзди. Шветисийидә вә австралийидә уйғурлар рабийә қадир ханиминиң балилири хитай һөкүмити тәрипидин қолған елинғанлиқиға даит пакитлиқ материялларни тарқатти.

Рабийә қадир ханим 1999 ‏- йили 8 ‏- айниң 13 ‏- күни 'дөләтниң бихәтәрликигә дәхл-тәруз қилди' дегән бәднам билән қолға елинип 2000 ‏- йили 3 ‏- айниң 10 ‏- күни 8 йиллиқ қамақ җазасиға мәһкүм қилинған иди. Рабийә ханим 2005 ‏- йили 3 ‏- айниң 17 ‏- күни түрмидин чиқип америкиға кәлгәндин кейин уйғур хәлқниң кишилик һоқуқини әслигә кәлтүрүш үчүн паалийәт елип бармақта. У йеқинда уйғур америка бирләшмисиниң рәисликигә сайланған иди.

Зарқави етип өлтүрүлгәндин кейин дуняда нефит баһаси азрақ төвәнлиди

Әл қаидә тәшкилати ирақ шөбисиниң рәһбири абу мусаб әл-зарқави америка әскәрлири тәрипидин етип өлтүрүлгәндин кейин, б б с ниң хәвәр қилишичә, дуня нефит базирида нефит баһаси бак өлчими бойичә 70 америка доллиридин төвәнлигән. Ню-йоркта 69 доллар 35 сентқа чүшкән, лондонда 68 доллар 42 сентқа чүшкән.

Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, зарқави ирақта етип өлтүрүлгәндин кейин , хитайдики 'җоңго хәвәр тори' әл қаидиниң ирақ шөбиси елан қилған зарқавийниң һаят вақтида әсәбилики тутқанда қилған сөзлирини рәтләп бесип тарқитиш йоли билән униңға болған қайғусини ипадилигән.

Мунасивәтлик материялларға асаланғанда, абу мусаб әл-зарқави әң вәһши террорчиларниң бири. 1980 ‏- Йилларда совет иттипақи афғанистанға һуҗум қилғанда, зарқави осама бинладин билән бирликтә мусулманларниң совет итипақиға қарши урушиға ярдәм қилған. Совет иттипақи афғанистандин чекинип чиққандин кейин, зарқави инорданийигә кәткән. 2001 ‏- Йили америка ираққа һуҗум қилип садам һакимийитини ағдурғандин кейин, зарқави ирақтики сүнниләргә вәкиллик қилип шийәләргә қарши һәрикәттә болуп кәлмәктә. Шундақла, ирақ хәлқи сайлап чиққан һөкүмәткә, бигунаһ пуқраларға қарши партлитип елип бериш, ирақтики бигунаһ чәтәлликләрни гүрөгә еливилиш, өлтүрүш қатарлиқ дәһшәтлик вәқәләрни пәйда қилип кәлмәктә. 2003 ‏- Йили түркийидә, маракәштә йүз бәргән партлитиш вәқәлириниңму пәрдиниң кәйнидики киши абу мусаб әл-зарқави.

Америкиниң хитайда турушлуқ баш әлчиханиси америка пуқралириға террорчилар һәққидә аһагландуруш чиқарди

Франсийә агентлиқиниң бейҗиңдин хәвәр қилишичә, америкиниң хитайда турушлуқ баш әлчиханиси хитайда туриватқан америка пуқралириға террорчиларниң һуҗум қилиш еһтималлиқи һәққидә аһагландуруш бәргән.

Агаһландурушта баян қилинишичә, америка һөкүмити терроечиларниң бейҗиң, шаңхәй, гуаңҗуларда америка пуқралириға һуҗум қилидиғанлиқи һәққидә мәнбәси намәлум учурларни тапшуруп алған. Бу америка пуқралири хитайдин кетиш яки бармаслиқи керәклики һәққидә чүшүрүлгән пәқәт бир агаһландуруштинла ибарәт'. Бултур 9 ‏- айдиму хитай сақчилири америка әлчиханисиға мушундақ учурларни йәткүзгән иди.

Қирғизистан президенти қурманбек бақийеф беҗиңгә келип дөләт зияритини башлиди

Қирғизистан қабар агентлиқиниң бейҗиңдин хәвәр қилишичә, қирғизистан президенти қурманбек бақийеф 9 ‏- июн күни бейҗиңгә келип өзиниң дөләт зияритини башлиған. У бейҗиңдә хитайниң баш министири вен җабав билән көрүшкән. Қурманбек бақийефниң ейтишичә, бу қетимқи зиярәт қизғиз -хитай оттурисидики йеңичә мунасивәтни тәрәққи қилдурушта муһим әһмийәткә игә.

Шинхуа агентлиқиниң хәвиригә асаланғанда, қурманбек бақийефниң бу қетим хитайни зиярәт қилиши қирғизистан билән хитайниң чегридашлиқ, дослуқ мунасивитини бурун түзүлгән 10 йиллиқ келишим асасида техиму яхшилашта наһайити зор әһмийәтлик.

Хитайниң баш министири вен җабав бу қетимқи учурушуш арқилиқ, қирғизистан билән болған мунасивәтләрдә сода органлириниң сүпитини юқури көтүрүш, асасий қурулуш түрлири бойичә һәмкарлишиш, мәдәнийәт алмаштуруш, қәрз бериш түрлирини әмилиләштүрүш, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати асасида 3 хил күчләргә зәрбә бериштә һәмкарлишишни илгири сүрүшни көзләйду.

Шветсийә сот мәһкимиси бир җуп хитай җинайәтчигә қамақ җазаси һөкүм қилди

Франсийә агентлиқиниң шветсийиниң стокголм шәһиридин хәвәр қилишичә, 9 ‏- июн күни шветсийә сот мәһкимиси икки хитайни кичик бала әткәсличилики билән шуғулланғанлиқи үчүн һөкүм чиқирип түрмигә алған. Бу икки җинайәтчи 2005 ‏- йили 2 ‏- айдин 11 ‏- айғичә болған арилиқта шветсийә вә норвигийиләргә 46 нәпәр хитай балисини йөткәп кәлгән. Бу балилар хитайдин йолға чиққанда қолиға 10 миң шветсийә кронори, (йәни 1350 америка доллири яки 1075 явро) пул вә биридн янфон берилгән. Уларға 'һәр қандақ җайда сақчилар сориса биз фалунгоңчилар, сиясий паналиқ тилигили кәлдуқ' дәңлар дәп өгәткән. Мушундақ усул билән шветсийигә сиясий паналиқ телигән кичик балиларниң сани 96 гә йәткән. Той қилмай биллә туриватқан бу бир җуп җинайәтчиниң бири 44 яшлиқ әр, йәнә бири 31 яшлиқ аял. Шветсийә сот мәһкимиси уларға 2 йил 3 айлиқтин қамақ җазаси һөкүм қилған. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.