Хәлқараниң хитай коммунист партийисиниң 17 ‏- қурултейи һәққидики инкаслири


2007.10.22

Ху җинтав сөздә. AFP Photo

Хитай коммунист партийисиниң 17 ‏- қурултейи 8 күн давам қилип 10 ‏- айниң 22 ‏- күни аяқлашти. Йиғин аяқлашқанда, хитай коммунист партийә мәркизи комитет сиясий бюросиниң 9 нәпәр даимий әзаси һәммиси бирдәк қениқ рәңлик ғәрбчә кийинип тизилип сәһнигә чиқип өзини ашкарилиғандин кейин, андин хитай хәлқи вә хәлқара җәмийәт хитай коммунист партийисиниң кәлгүси йөнилишидин хәвәр тапти.

Б б с ниң хәвәр қилишичә, хуҗинтав бу қетимқи қурултай аяқлашқанда, имзасиз беләт ташлаш арқилиқ сайлам өткүзүлгәнликини, өзиниңму бу қетим йәнә коммунист партийә мәркизи комитетиниң баш секритарлиқиға сайланғанлиқини, 9 кишиниң сиясий бюрониң даимий әзалиқиға сайланғанлиқини, буниң ичидә 4 кишиниң йеңидин сайлап чиқилғанлиқини, буниң иккиси әллик нәччә яшлиқ мунәввәр яш рәһбәр икәнликини елан қилған иди.

Хуҗинтав хитайда инақ җәмийәт қурушни коммунист бәг - ханзадилири арқилиқ әмәлгә ашурушқа вә бәрди

Ройтрс агентлиқиниң баян қилишичә, бу қурултай хитай коммунист партийисиниң йеңи әң юқири рәһбәрлик қатлимини тәстиқлиди.

Буниң ичидә 4 киши 1949 ‏- йилидики 'инқилабий өзгириш'тин кейин туғулған коммунист бәгзадилиридин талливелинған. Хуҗинтав бу қурултайда, мәркизи комитетқа киридиған 204 кишини вә униңдин сиясәт бәлгиләйдиған әң юқирии орган ‏-‏ сиясий бюроға киридиған 25 кишини сайлап чиқип, бу арқилиқ өзиниң һоқуқини мустәһкәмлиди. Шундақла у хитайда қуруп чиқилидиған 'инақ җәмийәт'ни вә адил булушқа әһмийәт беришни сирлиқ сипилниң ичидә чоң болған имтиязлиқ коммунист бәг - ханзадилири арқилиқ әмәлгә ашурушқа вәдә бәрди.

Рәһбәрлик қатлимида җаң земинниң тәсири аҗизлиди

Франсийә агентлиқиниң баян қилишичә, хуҗинтав дүшәнбә күни, хитайда буниңдин кейинки бәш йилда сиясәт бәлгиләйдиған сиясий бюрониң 9 нәпәр даимий әзалириниң чүмпәрдисини ечиш арқилиқ, һазир җаң земинниң тәсирини аҗизлатқанлиқини намайән қилди.

Буниңдин кейинки мәсилә

Бирләшмә агентлиқниң баян қилишичә, хитай коммунист партийиисниң баш секритари хуҗинтав бу қетимқи қурултайда йәнә келәрки бәш йил ичидә давамлиқ һоқуқ тутушқа еришти шундақла у өзиниң йеңи из басарини бәлгиләштә җиддий һоқуқ көрүши партлашниң алдини алалиди.

Гәрчә хуҗинтав сәккиз күнлүк қурултайда, җиддий давамлашқан һоқуқ тәқсимати арқилиқ өзиниң сиясий үстүнлүкини тиклигән болсиму, әмма буниңдин кейинки мәсилә йәнила униң арқа көрүнүши бир -биригә охшимайдиған кишиләрдин тәркип тапқан бундақ сиясий гәвдини қандақ башқурушиға , байлар билән намратларниң оттурисидики ғайәт зор пәрқ пәйда қилған җиддийликни қандақ пәсәйтишигә вә хитайниң 'тинч баш көтүрүп чиқиш' дегән шуари башқа дөләтләрдә пәйда қилған қаршилиқни қандақ йоқ қилишиға бағлиқ.

Буниңдин кейин хуҗинтав азадлиқ армийини өзи контрол қилмақчи

Та с с р ниң баян қилишичә, хуҗинтавниң бу қетим йәнә мәркизи комитет һәрбий комитет рәиси болғанлиқи униң дунядики сани әң көп қораллиқ қошунни ‏-‏ хәлқ азадлиқ армийисини давамлиқ түрдә өзи ялғуз контрол қилишқа бәл бағлиғанлиқидин дерәк бериду.

Йәнила қара пәрдә тартилған сиясий сәһнә

Америка авазиниң баян қилишичә, бейҗиң университетиниң сиясәтшунас мутәхәссиси җаң зухуа әпәнди мулаһизисидә "он йәттинчи қурултайниң пүтүн ишлири сиясий қара пәрдә кәйнидә орунланди, бу очуқ-йоруқ болмиғанлиқниң тепик мисали. Бу қурултайда елип берилған мәркизи комитет сайлиминиң һәқиқий җәрянини һечким билмәйду, бу алға басқанлиқниң бәлгиси әмәс" дегән. Униң ейтишичә, 17‏- қурултайда гәрчә 'демократийә' дегән сөз тилға елинип турған болсиму, әмма униңда демократийә дегән нәрсә мәвҗут әмәс.

Җав зияң заманида өткүзүлгән 13 ‏- қурултайда сияисй бюро әзалири мухбирлар билән бивастә сөзләшкән иди, әмма бу қетим улар сәһнигә чиқип бир көрүнүп қоюпла көздин йоқалди.

Бейҗиңдики сиясий мулаһизичи чен зиминниң баян қилишичә, 17 ‏- қурултайда яшанғанларни арамға чиқиридиған түзүм бәрпа қилинғандәк қилиду, бу бир юруқ ноқта болуп қалди, лекин буниң билән уни 'демократийә' дегили болмайду. Демократийиниң әң ениқ бәлгиси сайлам, әмма бу бәлгә бу қурултайда бир қараңғу ноқта. Йиғинда сайлам қара пәрдә тартип өткүзүлди, йиғин залидин мухбирлар қоғлап чиқирилди.

Хитай коммунист партийиси йәнила сепи өзидин коммунист партийә

Хитайниң әтрапидики башқа дөләтләрдә сақлиниватқан коммунист партийиләр, мәсилән, һиндонезийә коммунист партийиси, малайшия коммунист партийиси, австралийә коммунист партийиси қатарлиқ партийиләрниң инкасиға қариғанда, хитай коммунист партийиси бу қетимқи қурултай арқилиқ өзиниң сепи өзидин коммунист партийә икәнликини, давамлиқ түрдә маркисизм принсипида туридиғанлиқини ипадилиди.

"ядро" дәп атилидиған кишиләрниң болмиғанлиқи алға басқанлиқ әмәс

Көзитиш журнилида елан қилинған "он йәттинчи қурултай һәққидики ғәйри көз қарашларға рәддийә" дегән обзорда баян қилинишичә, 17 ‏- қурултайда 'ядро' дәп атилидиған киши йоқ, кимниң ядро болидиғанлиқиму бәлгиләнмигән шуңлашқа бәзи кишиләр буни алға басқанлиқ , бир мустәбитниң контроллуқиға қалмиғанлиқ, коллектип рәһбәрлик йолға қоюлғанлиқ , дәватиду.

Әмәлийәттә, бу қурултайдики ишлар худди падишаһниң йеңи кийими дегән һекайиға охшайду, униң һәммә әпти-бәшириси очуқ көрүнүп туриду. Бу һечқачан алға басқанлиқ әмәс, бәлки униң мәқсити пәқәт демократийини йолға қоймай муқимлиқни сақлаштинла ибарәт. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.