17 - Қурултай вә уйғурлар
2007.10.19
Бүгүн, хитай коммунист партийисиниң 17 -нөвәтлик қурултийиниң 5 - күни. Бу програмимизда, уйғурларниң бу қурултайға қарита диққәт - етибари қанчилик? диққәт қилғанлар қурултайдин немиләрни күтүватиду? дегән мәзмунлар тоғрисида, канадада яшаватқан уйғур язғучи зулпиқар билән түркийидә яшаватқан уйғур зиялийси оғузхан, мухбиримизниң соалиға елхәт арқилиқ җаваб қайтуруп, 17 - қурултайға диққитини һеч бәрмигәнликини, сәвәбиниң болса, бу қурултайда йеңи гәп болидиғанлиқиға ишәнмәслики икәнлигини билдүрүшти. Бу хилдики инкас, вәтән ичидики бир деһқан тәрипидинму тәкрарланди.
Игилишимизчә, вәтән ичидикиләр пәқәт оюштурулған сорунлардила қурултай программилирини көрүватиду; әмма мундақ тәшкиллиништин халий кишиләр, бу йиғинға диққәт - етибарини бәрмәйду, пәқәт бир қисим зиялийларла, бу қурултайни диққәт билән көзитиватиду. Соаллиримизға берилгән җаваблардин қариғанда, буларниң көзитишиму, қурултайдин, алаһидә нәтиҗә күтүш әмәс, пәқәт, вәзийәтни чүшинип меңиш мәқситидә болған. Бу, йәнә бир түрдики инкас қилғучи кишиләр болуп, бу хилдики көзәткүчи кишиләрдин бири, уйғур елидә 15 йил алий мәктәп оқутқучиси болған, һазир америкида яшаватқан, илшат һәсәнҗан әпәндидур.
Һөрмәтлик оқурмәнләр, немә үчүн уйғурлар 17 - қурултайға қизиқмайду? бу сиясәткә қизиқмаслиқтинму? яки өз сиясий тәқдири үстидә баш қатурмиғини үчүнму? илшат һәсәнҗан әпәндиниң мулаһизиси юқири соалларға "яқ" дәп җавап бериду.
юқиридики улиништин, мухбиримиз шөһрәт һошурниң хитай коммунист партийисиниң 17 - нөвәтлик қурултийиға қарита икки хил көз қараштики кишиләр билән елип барған сөһбәтлириниң тәпсилатини аңлайсиләр.
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка дөләт мәҗлиси вә һөкүмитиниң хитай ишлар бирләшмә комитети 2007- йиллиқ кишилик һоқуқ доклати елан қилди (2)
- Хитайниң чиқиш йоли бирла: демократийә
- Ғәрб мәтбуатлири вә мутәхәссисләр хитай компартийиисниң 17 - нөвәтлик қурултийиға қандақ баһа бәрди?
- 17 - Қурултайниң сигнали: хитай ғәрб йолида маңмайду
- Ху җинтав һоқуқини мустәһкәмләп кетәләмду?
- Америкилиқ алимлар уйғур райониниң тәрәққияти тоғрисида тохталди
- Хәлқ намрат җайда коммунист партийә күчлүк
- Хитай коммунист партийисиниң 17 - қурултейидин бурунқи аламәтләр(4)
- Хитай коммунистик партийисиниң 17 - қурултейидин бурунқи аламәтләр (3)
- Хитай коммунистик партийисиниң 17 - қурултейидин бурунқи аламәтләр(2)
- Хитай коммунистик партийисиниң 17 - қурултийидин бурунқи аламәтләр(1)
- Асия -тинч окян һәмкарлиқ тәшкилати йиғини һәққидики йеңи учурлар