Уйғур елидики тәрәққиятлардин йәрлик хәлқ мәнпәәтләндиму?


2005.07.11

Хитай һөкүмити уйғур аптонум райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқини дағдуғилиқ өткүзүш мунасивити билән, уйғур елиниң 50 йил мабәйнидики өзгиришлири һәққидә кәң түрдә тәшвиқат елип бармақта.

Тәрәққият вә муқимлиқ

Хитай коммунист партийисиниң уйғур елигә қойған партком секритари ваң лечуән, мушу мунасивәт билән йеқинда уйғур елидики һөкүмәт башқуришидики барлиқ радио- телевизийә һәм гезит - жорнал мухбирлириға, уйғур аптонум райони қурулған 50 йилдин буянқи өзгиришләр һәққидә мәхсус сөз қилған.

У сөзидә " хитай мәркизий һөкүмитиниң уйғур елигә болған ғәмхорлиқи вә алаһидә көңүл бөлүши нәтиҗисидә, шинҗаң 50 йил җәрянида мислисиз тәрәққиятларға еришти, иқтисади гүлләнди, җәмийәт тәрәққиятида асман- земин пәрқләр мәйданға кәлди, хәлқ турмуши барғанчә яхшиланди" дәп үч асасий нуқта бойичә тохталған.

У йәнә бу йилниң, 15 йиллиқ пиланниң ахирқи йили икәнликини, кейинки 15 йиллиқ пиланда йәни 2020 - йилғичә, уйғур елиниң тарихтики йеңи бир тәрәққият дәвригә киридиғанлиқини тәкитлигән, әмма қайси җәһәтләрдә тәрәққий қилидиғанлиқи һәққидә тәпсили тохталмиған.

Илгири ваң лечуән уйғур елини башқурушта "муқимлиқ һәммини бесип чүшиду" дегән принсип бойичә қаттиқ сиясәт йүргүзүп кәлгән иди. Уйғур ели һөкүмитиниң ишханисдин игә болушимизчә, гәрчә хитай һөкүмити уйғур елидә иқтисадий тәрәққиятни йүксәлдүримиз дәп тәшвиқ қиливатқан болсиму, бундин кейин йәнила муқимлиқни асасий нуқта қилидикән.

Йәрлик хәлқ мәнпәәтләнгини йоқ

Чәтәләрдики уйғур зиялийлири, "ваң лечуән тәкитлигәндәк, бу әллик йилда уйғур елиниң һәр қайси саһәлиридә тәрәққиятлар мәйданға кәлгәнлики көрүнүп турупту, шундақла бу әллик йилда дуня тәрәққий қилди, тәрәққиятниң болиши тәбиий әһвал, әмма уйғур хәлқиниң әмәлий әһвали шуни испатлап туруптики, гәрчә уйғур елидә һәр саһәләрдә тәрәққиятлар көрүлгән болсиму, бу тәрәққиятлардин йәрлик хәлқ мәнпәәтлинәлмәй кәлмәктә" дегән пикирләрдә болуп кәлмәктә.

Радиомиз мухбирлириниң уйғур елидики деһқанлар билән елип барған сөһбәтлиридинму, хитай һөкүмитиниң тәшвиқати билән уйғур хәлқиниң әмәмилий турмуш әһвалида нурғун пәрқләрниң мәвҗут икәнлики мәлум йәни биз уйғур аммисидин, уйғур елиниң шәһәрлиридә қәд көтәргән игиз- игиз биналар тәрәққиятни испатлап турмамду? дәп сориғинимизда, улар " шу биналарда яшаватқанларниң қанчә пирсәнти уйғурлар икән? бу биналар хитай көчмәнлири үчүн яшаш һәм хизмәт қилиш шараити яритип бериватиду" дәп җаваб бәргән иди.

Биз йәнә улардин "кәйни, кәйнидин ечилған ширкәт, кан - карханилар, тәрәққий қиливатқан һәр хил қатнаш әслиһәлири әҗәба силәргә мәнпәәт елип кәлмәмду? дәп сориғинимизда, " тоғра хитай һөкүмити шинҗаңни ечиватиду, байлиқларни ечиштин тартип пайдилинишқичә һоқуқ хитай пуқралириниң қолида, бу байлиқлар уйғур елиниң тәрәққияти үчүн әмәс хитай өлкилириниң тәрәққияти үчүн ишлитилмәктә. Қатнаш әсләһәлириниң тәрәққий қилиши болса, хитай аққунлириниң техиму көпләп юртимизға кириши һәмдә байлиқлиримизниң йәниму тез сүрәттә сиртларға тошулуши үчүндур" дегән җавабларға еришкән идуқ.

Деһқанларниң инкаси

Шуниңдәк биз йәнә уйғур деһқанлиридин, хитай һөкүмити тәшвиқатлирида хәлқ турмуши яхшиланди, бай болди, һәтта йезилардики деһқанларниң йиллиқ кирими икки миң юәндин ашти дәп тәшвиқ қилмақта. Әҗәба бу санлиқ қиммәтләр, турмушиңларниң яхшиланғанлиқиниң испати әмәсму? дәп сориғинимизда, улар хурсинған һалда :

"Бу әмәлийәт әмәс, йезилиримизда деһқанлиримиз һазирға қәдәр, пакиз су ичәлмисә, ток пулини төлийәлмигәнлики үчүн җин чирақниң йоруқида яшаватса, балилирини түзүк оқуталмиғанни аз дәп, түрлүк җәриманә төләватса, һәтта бир йил җапалиқ әмгәк қилип тапқан - тәргини қәрз төләшкиму йәтмисә буни бейиш дегили боламду?" дәп қайтуруп, соалларниму ташлиған иди.

Уйғурлар һоқуқлиридин мәһрум қалди

Хитай һөкүмитиниң уйғур ели һәм хәлқигә йүргүзүп келиватқан сиясәтлиригә наразилиқ билдүрүп келиватқан дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит әпәнди, "хитай һөкүмити, аталмиш уйғур аптонум райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқ хатирисидин пайдилинип, дуня җамаәтчиликигә йәнә бир қетим ялған ахбарат тарқитип, тәшвиқат елип бериватиду. Әмәлийәттә, уйғур хәлқи 50 йилда барлиқ һәқ- һоқуқлиридин мәһрум қалди, сиясий һоқуқи болмиған хәлқиниң башқа иқтисадий, мәдәний һоқуқлиридин сөз ечиш мумкин әмәс. Хитай һөкүмити уйғур диярини, уйғур хәлқини монопол қилиш үчүн буниңдин кейин, уйғурларға қаратқан бесимлирини йәниму күчәйтмәкчи" дегән қарашлирини оттуриға қойди. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.