Әндишә вә зәрбә астидики 50 йиллиқ мурасим (2)


2005.09.28
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

wanlequan.jpg
Уйғур аптонум райониниң әң юқири һоқуқи хитай миллитидин болған ваң лечүән қолида. AFP

Хитай һөкүмити уйғур елини ишғал қилип бәш йилдин кейин қурған "шинҗаң" уйғур аптоном райониға 50 йил тошти. Хитай һөкүмити шинҗаң уйғур аптоном райониниң қурулушиға җуңго компартийисиниң миллий сияситиниң ғәлибиси дәп тәбир бериш билән бу мурасимни дағдуғилиқ өткүзүшкә пүтүн имканийәтлири билән тиришмақта.

Хитай һөкүмити йеқинда йәнә мәхсус миллий аптономийә ақ ташлиқ китаби елан қилип, өзлириниң 50 йиллардин буян йүргүзүп келиватқан аптономийә сияситини мәдһийиләп, аз санлиқ милләтләрниң аптономийә һоқуқлириниң һәқиқий җари болғанлиқини тәкитлигән иди.

Хитай һөкүмити хитай асасий қануни вә миллий территорийилик аптономийә қанунида һәр милләт хәлқиниң сайлаш вә сайлиниш һоқуқлири йолға қоюлуп, һәр қайси аптономийилик җайларни шу җайниң миллитиниң өзлири идарә қилиши, уларниң өз райониниң ички ишлирини өзлири башқуруштәк демократик һоқуқлириниң капаләткә игә қилғанлиқини изчил тәшвиқ қилип кәлмәктә.

Уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқи мунасивити билән хитай даирилири уйғурларниң аптономийә һоқуқлириниң капаләткә игә болғанлиқи, уйғурларниң өз ишлирини өзлири беҗирип, өз аилисигә өзлири игә болғанлиқини һә дәп тәшвиқ қилмақта. Ундақта, аталмиш шинҗаң уйғур аптоном районида уйғурларниң аптономийилик һоқуқлири һәқиқәтән капаләткә игә болдиму? у җайдики әмәлий әһвал һәққидә уйғурларниң инкаслири қандақ?

Бу һәқтә дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса вә техи йеқиндила уйғур елидин америкиға кәлгән ғунчәм ханимлар өз инкаслирини билдүрүшти.

Бу һәқтики тәпсили мәлуматларни, мухбиримиз үмидварниң мәхсус программисидин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.