Әндишә вә зәрбә астидики 50 йиллиқ мурасим (3)
2005.09.29

Хитайниң тәңри тағ ториниң учуриға қариғанда, уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқини хатириләш мунасивити билән уйғур елиға кәлгән хитай мәркизий һөкүмәт вәкилләр өмикиниң башлиқи, хитай компартийиси сиясий бюросиниң даимий һәй әт әзаси, мәркизий сиясий қанун комитетиниң секритари һесабланған ло гән үрүмчидә сиясий қанун систәмисидики кадирларниң вәкиллирини қобул қилип, шуниңдәк йәнә қораллиқ сақчи қисимлири вә хитай азадлиқ армийисиниң вәкиллири билән көрүшүп, уларниң аталмиш миллий бөлгүнчиликкә қарши туруп, шинҗаңниң җәмийәт вә сиясий муқимлиқини қоғдашта алаһидә төһпә яратқанлиқиға юқири баһа бәргән.
Бу мунасивәт билән хәлқара уйғур кишилик һоқуқ вә демократийә фонди җәмийитиниң президенти рабийә қадир ханим мухбиримиз үмидварниң зияритини қобул қилип, өзиниң буниңға болған қарашлирини оттуриға қойди. (Үмидвар)