Абдуллаһ гүл түркийиниң 11 - президенти болуп сайланди


2007.08.28

Түркийидә йеңи җумһур рәиси сайлап чиқилди. Сайламда адаләт вә тәрәққият партийисиниң намзати болған қәйсири парламент әзаси, ташқи ишлар министири абдуллаһ гүл түркийә җумһурийитиниң 11 - җумһур рәиси болуп сайланди.

Абдуллаһ гүл 339 аваз алди

Сайлам бүгүн чүштин кейин саәт үчтә елип берилған болуп, сайламға җәмий 448 парламент әзаси қатнашти. Сайламға қатнашқан 3 намзат ичидин абдуллаһ гүл 339 аваз алди, милләтчи һәрикәт партийисиниң намзати сабаһәттин чақмақоғли 70 аваз , демократик сол партийиниң намзати тайфун ичли болса 13 аваз алди. Сайламда 24 киши аваз бәрмигән болуп, икки аваз инавәтсиз болған.

Абдуллаһ гүлниң қәсими

Абдулла гүл рәис җумһури болуп сайланғандин кейин ахшам саәт 6дә, түркийә парламентида қәсәм бериш мурасими өткүзүлди. Мурасимға пүтүн парламент әзалири вә һәр саһәдин кәлгән вәкилләр шундақла һәрбийләр қатнашқан болуп, абдуллаһ гүл мундақ дәп қәсәм бәрди : " җумһур рәиси болуш сүпитим билән дөләтниң барлиқи вә мустәқиллиқини, вәтән вә милләтниң парчиланмас пүтүнлүкини, милләтниң шәртсиз һакимийитини қоғдайдиғанлиқимға, асасий қанунға, қанунниң үстүнликигә, демократийигә, ататүркниң идийә вә инқилаблириға, җумһурийәтниң пиринсиплириға садиқ болудиғанлиқимға , милләтниң һозур-һалавити вә параванлиқи, миллий таянч вә инсан һәқлиридин бәһримән болушиға капаләтлик қилидиғанлиқимға, түркийә җумһурийитиниң шан - шәрипини қоғдаш, йүксәлдүрүш вә маңа берилгән вәзипини тәрәпсиз һалда иҗра қилидиғанлиқимға, пүтүн күчүм билән хизмәт қилидиғанлиқимға бүйүк түрк миллити вә тарих алдида қәсәм беримән. "

Қәсәмдин кейин түркийиниң дөләт марши орунланди. Кейин, җумһур рәис абдуллаһ гүл тәшәккур сөзи қилди. Мурасим аяғлашқандин кейин абдуллаһ гүл җумһур рәиси гириби тақалған машинида һәрбий мурасим билән ататүркниң хатирә сарийиға қарап маңди.

Бүгүн түркийиниң һәрқайси җайлирида абдуллаһ гүлниң рәис җумһури болғанлиқ мунасивити билән тәнтәнилик мурасимлар өткүзүлмәктә , абдуллаһ гүлниң юрти болған қәйсири вилайити болса аллиқачан байрам тәнтәнисигә чөмгән иди. 10Миңларчә киши кочиларға чиқип буни тәбриклиди. Буларниң ичидә қәйсиридә яшаватқан уйғурларму бар . Биз қәйсиридики тәбрикләш мурасими вә уйғурларниң һессиятлирини билиш үчүн улар билән сөһбәт елип бардуқ.

Абдуллаһ гүлниң қисқичә тарихи

Түркийиниң 11. Нөвәтлик җумһур рәиси абдуллаһ гүл 1950-йили 10-айниң 29-күни түркийиниң қәйсири вилайитидә дуняға кәлгән. У университетни истанбулда пүттүргәндин кейин, лондонда иқтисад бөлүмидә докторлуқта оқуған. У доктурлуқини пүттүргәндин кейин сакаря универстетида оқутқучилиқ қилишқа башлиған. У, 1983-йилидин 1991-йилиғичә мәркизи сәуди әрәбистанниң җидди шәһиридики ислам тәрәққият банкисида мутәхәссис болуп ишлигән. Абдуллаһ гүл сиясий ишларға арилашқандин кейин , һөкүмәт баянатчиси вә түркий җумһурийәтләргә мәсул дөләт министирилиқ вәзипилирини иҗра қилған. У, 2002-йилидики сайламда адаләт вә тәрәққият партийисидин парламентқа кирип, баш министир муавини вә ташқи ишлар министири вәзипилирини өтигән иди.(Әркин тарим)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.