"Ач әрваһлар ‏- мав зедоң дәвридики чоң ачарчилиқ" (1)


2006.01.27

Әнглийилик мухбир язғучи җәспер бейкер әпәндиниң "ач әрваһлар ‏- мав зедоң дәвридики чоң ачарчилиқ" намлиқ 476 бәтлик китаби 2005 ‏-йили 10 ‏-айда нәшр қилинди. Бейкир әпәндиниң хитайда әсли вәқәни бешидин көчүргән көп кишини нәқ мәйданда зиярәт қилип хатириләп, рәтләп чиққан бу риял тарихй хатириси голландийидә кишилик һоқуқ мукапатиға еришти. Бу китаб чәтәлләрдә кишиләрниң мав зедоң дәвридә хитайда йүз бәргән ачарчилиқла әмәс, пүтүн коммунизм лагерида йүз бәргән барлиқ чоң ачарчилиқлар һәққидики әс -хатирисини қозғатти. Бу китабни америкиниң принстон университетидики бир муәллим ханим хитайчиға тәрҗимә қилип, хоңкоңда чиқидиған "алдинқи пост" журнилида елан қилди.

Кишилик һоқуқ мәсилилири көпрәк муһакимә қилинидиған "көзитиш журнили" қатарлиқ учур вастилирида һазир бу китабтики баянлар һәққидә йеңи мулаһизиләр елан қилинишқа башлиди.

Коммунизм пәйда қилған ач әрваһлар

Әнглийилик мухбир язғучи җәспер бейкер әпәндиниң "ач әрваһлар ‏- мав зедоң дәвридики чоң ачарчилиқ" намлиқ китаби 3 қисимға бөлүнгән болуп, униң биринчи баби: дуняда йүз бәргән чоң ачарчилиқ; иккинчи баби: хитайда йүз бәргән чоң ачарчилиқ; үчинчи баби: аләмни қаплиған ялған. Бу китабниң биринчи бабида баян қилинишичә, аптор дуняда йүз бәргән чоң ачарчилиқларни тилға алғанда, хитайда милләтчи партийә )гоминдаң( чоң қуруқлуқтин тәйвәнгә чекингән вақитта, америкиниң ташқи ишлар министирлиқи елан қилған "ақ ташлиқ китаб" та хитайдики "қосақни тойғузуш" мәсилиси дегән мәсилә тоғрисида алаһидә тохталған. Мав зедоң "хәлқ гезити"да елан қилған мақалисидә, америкиниң ақ ташлиқ китабида оттуриға қоюлған әмәлий мәсилә һәққидики тәһлилни "идеализмчә тарихий нуқтии нәзәр" дәп тәнқид қилип, "җуңгода қосақни тойғузуш мәсилисини инқилап билән ишләпчиқиришни тәң тутуш арқилиқ һәл қилғили болиду. Бизниң хәлқ һөкүмитимиз йеқинқи бир нәччә йил ичидила шимали җуңго, шәрқи җуңго районлириниң һәммисидә қосақни тойғузуш мәсилисини һәл қилип болиду" дәп җакарлиған. Буниңдин 10 йил өтмәйла, хитайда нәччә он милйон дөләт пуқраси "ач әрваһлар"ға айланди. Мав зедоңниң бу "дана һөкүми" тәлтөкүс бәрбат болди.

Украинийидә йүз бәргән ачарчилиқ

Әнглийилик мухбир язғучи җәспер бейкер әпәнди хитайдики чоң ачарчилиқ билән совет иттипақида 1930 ‏- йилларда йүз бәргән чоң ачарчилиқниң мунасивити үстидә тохтилип баян қилишичә, совет иттипақиниң бир иттипақдаш җумһурийити болған украинада йүз бәргән чоң ачарчилиқни совет коммунист партийисиниң баш секретари херошев әпәнди "ачарчилиқта өлгән адәм санини миң, онмиң дегән сан билән әмәс, бәлки милйон дегән сан билән һесаблашқа болиду. Бу санни һечким һесаблап чиқмиған, һесаблап чиқиштин қорққан, шуңлашқа мән бу санни ейтип берәлмәймән. Бирақ миниң билишимчә украинада өлгән адәм сани кишини чүчитиду" дегән.

Әнглийилик мухбир язғучи җәспер бейкер әпәндиниң баян қилишичә, совет иттипақида ачарчилиқ вәқәлири сталин дәвридә пәйда болған. Болупму сталин өзиниң йолға қоймақчи болған сиясәтлиригә қошулмайдиған бухаринчиларни йоқатқандин кейин, тосалғусиз һалда йеза игиликини колликтиплаштуруш дегән һәрикәтни йолға қоюп ачарчилиқ пәйда қилған. 1930 ‏- Йилидин 37 ‏- йилиғичә коллектиплишиш мәҗбурий йолға қоюлған шу бир нәччә йил йил ичидила 10 нәччә милйон адәм ачлиқта өлгән. Украинадила 5 милйон адәм өлгән. Кейин бәзи мутәхәссисләр украинада өлгән адәм санини 8 милйон 100 миң дәп тәхминлигән. 1988 ‏-Йили америка дөләт мәҗлисиниң тәкшүрүш өмики "сталин вә униң ғалчилири украинада ачарчилиқ пәйда қилип, украинлиқларға қарши чоң миллий қирғинлиқ елип барди" дәп баян қилди.

Әнглийилик мухбир язғучи җәспер бейкер әпәндиниң баян қилишичә, хитайда мав зедоңниң совет иттипақиға қанчилик йеқиндин әгәшкәнликини мав зедоң ейтқандәк растинла "совет иттипақниң бүгүни хитайниң әтиси " болған иди. Мав зедоң хитайдиму, биринчидин, коммуналишиш дегән һәрикәтни мәҗбурий йолға қойди; иккинчидин, ачарчилиқ йүз бәргәнликини билип турсиму, әмма пакитни етирап қилмай, уни "оңчил пурсәтпәрәслик кәлтүрүп чиқарди" дәп, пең дехуәйдәк йетәкчиләрни җазалиди. Бундақ адаләтсизликкә қошулмиған люшавчидәк башқа рәһбәрләрниму йоқатти. Әмәлийәттә, мав зедоң ачарчилиқ пәйда қилиш арқилиқ өз хәлқиғә қарита чоң қирғинчилиқ йүргүзди. Мавзедуңниң бундақ җинайәтни садир қилишиға җуенләй янтаяқ болған. (Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.