Албанийидики уйғурларниң һазирқи әһвали һәққидә сөһбәт


2006.05.19

Гуәнтанамодики һәрбий түрмидин қоюп берилип, албанийигә орунлаштурулған 5 нәпәр уйғурниң адвокати сәбин вәлит әпәндим, өткән һәптә албанийигә берип, бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар идарисиниң тиранадики мусапирханисида туруватқан уйғурлар билән көрүшүп кәлгәндин кейин бәргән баянатида, америка һөкүмитиниң бу уйғурларни туюқсиздин албанийигә орунлаштурғанлиқини тоғра көрмигәнлкини билдүргән иди. Сәбин вәлит 5‏ - айниң 19 ‏- күни америкида чиқидиған бостун глоб гезитигә бәргән баянатида, албанийигә орунлаштурулған уйғурларниң хәтәрлик шәртләр астида яшаватқанлиқини билдүрди.

Уларниң вәзийити зади қандақ? немә үчүн сәбн вәлит әпәндим улар хәтәрлик шәртләр астида яшаватиду, дәйду ? бу һәқтә тәпсили мәлумат илиш үчүн, мухбиримиз өмәр қанат сәбин вәлитниң ярдәмчиси, адвокат нил магириган билән сөһбәт елип барди.

Соал: Һөрмәтлик нил магриган әпәндим. Өткән һәптә албанийигә берип, гуәнтанамо түрмисидин қоюп берилгән бәш нәпәр уйғур билән көрүшүп кәлгән себин вәлит уларниң хәтәрлик шәртләр астида яшаватқанлиқини билдүрди. Уларниң вәзийити қандақ ? бу һәқтә биз бираз мәлумат берәмсиз?

Җаваб: Себинниң улар билән көрүшүп кәлгәнликидин бир һәптә һәтта бир һәптидинму көпрәк вақит өтти. Улар албанийидики бирләшкән дөләтләр тәшкилати сиясий панаһлиқ тилигүчиләр лагирида туруватиду. Лекин бу лагир албанийә һөкүмитиниң башқурушидики мусапирхана болуп, сиясий панаһлиқ мәсилиси бир тәрәп болғанға қәдәр уларниң бу лагирдин чиқишиға рухсәт бирилмәйдиған охшайду.

Соал: Демәк уларниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати лагирдин әркин чиқип-киришигә рухсәт қилинмайду, шундақму?

Җаваб: Шундақ. Бизниң игилигән ахирқи мәлуматларға қариғанда уларниң әркин азадә лагирдин чиқип - иришгә рухсәт берилмәйдикән.

Соал: Себин вәлит әпәндим 5‏- айниң 18‏-күни бостон глоб гезитигә бәргән баянатида, албанийигә орунлаштурулған уйғурлар албанийидә хәтәрлик шәртләр астида туруватиду, дегән. Себин әпәндим бу сөзлири билән немини ипадилимәкчи, бу һәқтә бир аз тәпсилирәк мәлумат бирәмсиз?

Җаваб: Мениңчә бир қанчә мәсилини ипадилимәкчи болған. Биринчидин, әгәр уларниң сиясий панаһлиқ тәлипи албанийә һөкүмити тәрипидин қобул қилинса, улар тил вә башқа җәһәтләрдин өзлиригә пүтүнләй ят болған вә иқтисадий әһвали наһайити начар бир дөләттә һаят кәчүрүшкә мәҗбур болиду йәни улар иҗтимаий, иқтисадий вә бу йеңи җәмийәткә маслишиш җәһәтләрдә нурғун қийинчилиқларға дуч келиши мумкин. Өзиниң пуқралири иш тапалмай йүргән албанийидә, тил билмигән, бу җәмийәткә ят болған уйғуларниң иқтисадий җәһәттин өзлирини қамдиялиши мумкин әмәс.

Иккинчи мәсилә болса, хитай һөкүмитиниң бу уйғурларни қайтуруп бериши үчүн албанийә һөкүмитигә қаттиқ бесим ишлитиватқанлиқи мәсилиси. Хитай һөкүмитиниң албанийә үстидики бесимини өзлүксиз давамлаштуруватқанлиқи һәм бизни һәмдә албанийигә орунлаштурулған уйғурларни биарам қиливатиду.

Соал: Албанийә һөкүмитиниң бу бәш уйғурни хитайға қайтурувитиш еһтималлиқи барму?

Җаваб: Бизниң қаришимизчә, бундақ бир еһтималллиқиниму йоқ дегили болмайду? лекин буниңға ениқ бирнемә дейәлмәймән. Америка һөкүмити бу уйғурларни гуәнтанамо түрмисидин қоюп берип, албанийигә орунлаштурғанда, албанийә һөкүмитидин буларни хитайға қайтурмаслиқ тоғрисида вәдә алған болуши мумкин. Әмма қолимизда бу һәқтә ениқ бир мәлумат юқ. Мән албанийә һөкүмитиниң хитайниң бесимиға қанчилик бәрдашлиқ бирәләйдиғанлиқини биләлмәймән.

Соал: Себин вәлит әпәндим албанийә зиярити җәрянида албанийә һөкүмәт мәсуллири билән учрашти. Албанийә һөкүмәт мәсуллириниң бу һәқтики қариши қандақ икән?

Җаваб: Албанийә һөкүмәт мәсуллири уларға кәлгән пүтүн мәлуматларни көрүп чиқип, андин қанунларға асасән бир һөкүм чиқиридиғанлиқини билдүргән. Қисқичә қилип ейтқанда албанийә һөкүмәт мәсуллири ениқ бирнемә демигән.

Соал: Албанийә һөкүмәт мәсуллири қоллиридики мәлуматларни көрүп чиққандин кейин, уйғурларниң сиясий панаһлиқини қобул қилмайдиғанлиқи тоғрисида һөкүм чиқарса қандақ болиду?

Җаваб: У чағда улар наһайити җиддий вә начар әһвалға чүшүп қалиду. Лекин биз албанийә һөкүмитиниң уйғурларниң сиясий панаһлиқ тәлипини рәт қилмайдиғанлиқиға ишинимиз. Мән һазирғичә албанийә һөкүмити уларниң сиясий панаһлиқини қобул қилмиса қандақ болиду, дегән мәсилини ойлапму бақмидим. Лекин албанийә һөкүмитиниң уйғурларниң сиясий панаһлиқ тәлипини қобул қилмаслиқ һоқуқи бар. Буни унутмаслиқимиз керәк.

Бәргән мәлуматлириңиз үчүн көп рәһмәт магриган әпәндим.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.