Хитайниң ай шари орбитисиға сүний һәмраһ чиқириши асия әллири арисида аләм техникиси мусабиқисини күчәйтиветиши мумкин
2007.10.25
24- Өктәбир чаршәнбә күни, хитай ай шарини тәкшүридиған тунҗи сүний һәмраһини утуқлуқ һалда орбитиға йоллап, өзиниң 10 йиллиқ аләм қатниши пиланиниң тунҗи қәдимини басти. Хитай мәтбуатлириниң бәргән хәвәрлиригә қариғанда, хитай ривайәтлиридики айға учуп кәткән ай пәрисиниң намида аталған чаңе1 типлиқ сүний һәмраһни сичүән өлкисидики шичаң сүний һәмраһ қоюп бериш мәркизидин қоюп бәргән.
Хитай мәркизи телевизийә қанилида көрситишичә, мәзкур сүний һәмраһни хитай өзи тәтқиқ қилип ясап чиққан узун сәпәр 3а типлиқ ракета аләм бошлуқиға елип маңған болуп хитай аләм қатниши идариси бәргән мәлуматларға қариғанда һазирчә тошуш ишлирида ғәйрийлик көрүлмигән.
Хитай даирилири: "хитайниң аләм техникиси мусабиқиси һасил қилиш нийити йоқ"
Хитай тәрәпниң билдүрүшичә, мәзкур сүний һәмраһ 5 -ноябир әтрапида ай шари орбитисиға кирип, хитайниң йәр шари контрол қилиш мәркизигә ай шариниң килимати, йәр түзүлүши һәққидики мәлуматларни вә башқа мунасивәтлик сүрәтләрни әвәтишни башлайдикән.
Хитай даирилири мәзкур сүний һәмраһиниң пәқәт бир илмий тәкшүрүш үчүн ишлитилидиғанлиқини тәкитләватқан болуп, җуңго гезитидә көрситишичә, хитайниң аләм қатнишиға мәсул командири лүән әнҗйе, хитайниң һәргизму һечқандақ бир дөләт билән һәр қандақ шәкилдә аләм техникиси мусабиқиси һасил қилиш нийити йоқлуғини билдүргән вә хитайниң пәқәт аләм бошлуқидин тинч йосунда пайдилинишни истәйдиғанлиқини тәкитлигән.
Һәрбий мутәхәссис андрев яңниң : "хитайниң аләм қатниши қурулушиға һәрбий муддиасиму сиңип кәткән"
Гәрчә хитай даирилири хитайниң мәзкур сүний һәмраһиниң пәқәт илмий тәтқиқат үчүн икәнликини тәкитләватқан болсиму, әмма ғәрб мәтбуатлирида, хитайниң ай шари орбитисиға бу хилдики тәкшүрүш сүний һәмраһини чиқириши билән асия әллири арисида йошурун мәвҗуд болуп турған аләм техникиси мусабиқисини күчәйтиветиши мумкин, дегәнгә охшаш қарашлар мәйданға келишкә башлиди.
Б б с да көрситишичә, тәйвәнгә җайлашқан сиясәт тәтқиқат җәмийитидики һәрбий мутәхәссис андрев яңниң қаришичә, хитай һазир аләм бошлуқи һәрбий технологийисини тәрәққий қилдуруватқан болуп, хитайниң аләм қатниши қурулушиға дөләт мудапиә санаити вә һәрбий муддиасиму сиңип кәткән икән.
Асия әллири арисида "технологийә милләтчилики" мәвҗут
5- Өктәбир японийә аләм бошлуқи експедитсийә идариси, японийиниң ай шарини тәкшүридиған сүний һәмраһни утуқлуқ һалда ай шари орбитисиға киргүзгәнликини хәвәр қилған болуп, аридин икки һәптә өтмәй, хитайму өзиниң айни тәкшүрүш үскүнисини қоюп бәргән. Бирләшмә агентлиқида көрситилишичә, һиндистан келәр йили апрелғичә ай шари орбитисиға тәкшүрүш сүний һәмраһини чиқиришни пилан қиливатқан икән.
Христиан илми көзәтчиси гезити мухбири сиясий тәһлилчи петир фордниң билдүрүшичә, хитай, һиндистан, японийә қатарлиқ дөләтләрниң шундақ техникиларни бәс-бәстә тәрәққий қилдурушидики һәрикәтләндүргүч күчни “технологийә милләтчилики” дәп атайдиған лиқини көрсәтти.
Асия әллири бир-биридин әнсирәйду
Дәрвәқә, мәзкур сүний һәмраһиниң утуқлуқ қоюп берилиши хитайларниң милләтчилик идийисини йәнә бир қетим намаян қилған болуп, хитайниң 2003- йили адәм селинидиған аләм кемиси билән аләмни айлинип қайтип кәлгән учқучиси яң ливей хитайниң миллий қәһриманиға айланған иди. Униңдин башқа хитай бу йил 19- январда хитай өзиниң йәршари орбитисидики сүний һәмраһини, башқа дөләтләрни хәвәрләндүрүп қоймайла етип чүшүргән болуп, хитайниң мәзкур қилмиши дуня характерлик наразилиқ қозғиған иди.
Христиан илмий көзәтчиси гезитидә көрситилишичә, һазир һиндистан хитайниң интилишлиридин, болупму бу йил январда елип барған һаварайи сүний һәмраһини башқурулидиған бомба билән етип чүшүргәнликидин сәл җиддийлишиватқан, японийиниң башқурулидиған бомба қалқан системиси җәһәттә америка билән болған һәмкарлиқи хитайниң мәнпәәтигә тәһдит елип кәлгән болса, японийә шималий корийиниң башқурулидиған бомба иқтидаридин әнсирәйдикән.
Христиан илми көзәтчиси гезитидә, америка деңиз армийә институтидики аләм бошлуқи мутәхәссиси җоан җонсон-фрисиниң ейтқанлиридин нәқил елип көрситишичә, асия әллириниң аләм қатниши техникиси " технологийә милләтчилики" билән юғурулуп кәткән болуп, асия әллири вәтән ичидә пәхирлиниш туйғусида болса, хәлқараға дөләт күчини намаян қилмақта икән.
Тәһлилчиләр: " асияда аләм техники мусабиқиси йүз бериватиду "
Тәһлилчиләрниң қаришичә, бу дөләтләр аләм техникиси арқилиқ өз дөләт күчи һәққидә давраң селиватқан болуп, америка дөләтлик аммиви радио қанилида хитайниң аләм қатниши техникиси мутәхәссиси дин чаңниң көрситишичә, һазир асия әллири арисида көрүлүватқан бу хил хаһишни бирхил аләм техникиси мусабиқиси дәп аташқа болидикән.
Дин чаң: " мән асияда аләм техники мусабиқиси йүз бериватиду дейәлмәймән " дәйду. У йәнә, асиядики бу дөләтләрниң, ай шари орбитисиға сүний һәмра чиқириш, аләм кемиси ясаш вә ахирида айға адәм чиқириш қатарлар арқилиқ, аләм техникиси буйичә асиядики йетәкчи күч болуш үчүн мусабиқилишиватқанлиқини вә шуниңдин асия әллири арисида аләм бошлуқ техникисида мусабиқисиниң юқири чәккә йәткәнликини көривалғили болидиғанлиқини оттуриға қойди.
Хитай тәрәпниң билдүрүшичә, хитайниң ай шари орбитисиға мәзкур сүний һәмраһни қоюп бериши хитайниң ай шарини тәкшүрүштики тунҗи қәдими болуп, хитай 2012 - йили ай йүзигә тәкшүрүш үскүниси қондуруш, 2017- йилға кәлгәндә ай йүзигә аләм учқучиси чиқиришни пилан қилмақта икән. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Електир қуввитини симсиз йәткүзүш техникиси америкида синақтин өтти
- Америка - японийә башқурулидиған бомба мудапиә сестимиси тәтқиқат сепигә һазир австралийә қетилди
- Русийә -түркмәнистан -қазақистан сөһбити вә енергийә күриши
- Хитайниң суний һәмраһқа қарши башқурулидиған бомбиси дуняға тәһдит елип келиду
- Канада мәтбуатлири хитайниң һәрбий күчи һәққидә тохталмақта
- Шималий корийиниң башқурилидиған бомба синиқи хәлқара җәмийәтниң диққитини тартмақта
- Канада америкиниң башқурулидиған бомбидин мудапиәлиниш системисиға қатнашмайдикән