Америкиниң нәзиридин сақит қилинған ташкәнт
2005.10.10

Америка ташқи ишлар министири кондализа райис ханим 10-өктәрбирдин 13-өктәбиргичә болған төт күнлүк оттура асия сәпири җәрянида афғанистанни өз ичигә алған қирғизистан, таҗикистан вә қазақистанда рәсми дөләт ишлири зиярити елип бериш арқилиқ, америка қошма шитатлири билән оттура асия җумһурийәтлири арисидики көп тәрәплимилик мәсилиләр бойичә пикир алмаштуриду. Әмма америка вә оттура асия райони үчүн муһим әһмийәтлик мәзкур сәпәрниң пиланиға ташкәнт киргүзүлмигән болуп, бу америкиниң өзбекистанға тутқан сиясити билән бивастә бағлинишлиқтур.
Кондализа райис ханимниң бу қетимқи йәни өзиниң ташқи ишлар рәһбирилик вәзиписини тапшурувалғандин кейинки тунҗи қетимлиқ оттура асияға қаратқан истратегийилик сәпиридин ташкәнтниң қалдурулуп, униң йенидики бишкәк вә дүшәнбиләрниң орун елиши көплигән мулаһизиләр вә муназириләрни мәйданға кәлтүрди.
Райис ханимниң ташкәнтни нәзәрдин сақит қилишиниң арқа көрүниши
2001-Йилидики 11-сентәбир вәқәсидин кейин өзбекистан америкиниң террорчилиққа қарши күришидики иттипақчисиға айланған болсиму, әмма бу йил қирғизистанда йүз бәргән өктичиләр инқилаби нәтиҗисидә ақайев һөкүмитиниң йимирилип, униң орниға демократик йеңи һөкүмәтниң тиклинишидин кейин ташкәнт рәһбәрлири өз истиқбалидин әнсирәшкә башлиди. 13-Майдики әнҗан вәқәсидин кейин америка дәрһал ташкәнт рәһбәрлирини тәнқид қилип, уларни демократик ислаһатқа вә әнҗан вәқәси һәққидә хәлқаралиқ тәкшүрүш елип беришқа чақирди. Америка һөкүмити, явропа иттипақи вә башқа хәлқаралиқ тәшкилатларниң үзлүксиз тәләплири ташкәнт рәһбәрлириниң рәт қилишиға учрап кәлди. Арқидинла шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати америкини оттура асиядин чиқип кетишкә вә униңдин кейин ислам керимоф америкиниң өзбекистандики һәрбий базидин 6 ай ичидә өз әскәрлирини елип кетишни тәләп қилди. Шуниңдин кейин америка тәрәп билән керимоф һөкүмити арисида бир қанчә қетимлиқ учришишлар болған болсиму, лекин бу үнүм бәрмәй, вашингтон –ташкәнт мунасивәтлири начарлишишқа қарап йүзләнди.
Өзбекистан демократик қурултийиниң рәиси ,сабиқ өзбекистан парламент әзаси җаһангир муһәммәд әпәнди кондализа райис ханимниң өзбекистанни зиярәт қилмаслиқидики сәвәб, ислам керимофниң демократийигә қарши туруп, америкиниң әнҗан вәқәсини хәлқаралиқ тәкшүрүш тәлипини рәт қилғанлиқи һәмдә әнҗан вәқәсиниң арқисида америка бар дәп даим америкини әйиблиши вә башқилар икәнликини көрсәтти.
Америка кеңәш палатаси ташкәнтни тәнқид қилди
Өткән һәптидә америка кеңәш палатасида өзбекистан мәсилиси һәққидә йиғин ечилип, өзбекистандики һәрбий базиниң ишлитилиш һәққи һесабланған 23 милйон долларни ташкәнткә беришни кечиктүрүшкә аваз берилгән.
Америка җумһурийәтчиләр партийисидин келип чиққан кеңәш палата әзаси җон маккейин әпәнди "базиниң һәққини беришимиз наһайити муһим, әмма америкиниң өз сөзидә туруши вә хәлқара җәмийәт алдида бир диктатурниң ғәзинисини бейитиш үчүн һәссә қошмақчи әмәсликини көрситиши техиму муһимрарқтур" деди. У йәнә, " өзбекистан истратегийилик һәмкарлиқта зиммисигә алған бир қатар мәҗбурийәтләрни беҗирмиди" дәп тәкитләш билән ташкәтниң инсан һәқлири қоғдаш вә өз пуқралирини өлтүрмәслик һәм башқа мәҗбурийәтләрни ада қилмиғанлиқини тәкитлигән.
Ташкәнтниң русийә вә хитай билән болған мунасивәтни күчәйтишиму муһим амил
Әнҗан вәқәсидин кейин ташкәнт рәһбәрлири бирдинла русийә вә хитай билән болған мунасивәтлирини қоюқлаштурушқа башлиған. Илгири русийиниң өзбекистан билән һәрбий һәмкарлиқ мунасивити орнитиш һәм колликтип бихәтәрлик тәшкилатиға ташкәтни киргүзүш тәклиплирини рәт қилип, район характерлиқ тәшкилатлардин өзини қачуруп кәлгән ислам керимоф йеқинда русийә билән һәрбий һәмкарлиқ мунасивити орнатти шуниңдәк йәнә техи өткән айда русийә билән бирләшмә һәрбий маневир өткүзди.
Ислам керимоф йәнә хитай билән болған мунасивәтниму йеңи пәллигә көтәргән болуп, әнҗан вәқәси болуп, узун өтмәйла керимоф бейҗиңни зиярәт қилип, хитай рәһбәрлири билән бир қатар келишимләрни түзди. Бейҗиң ислам керимофни ашкара һалда қоллайдиғанлиқини елан қилиш билән америкиниң әнҗан вәқәсини хәлқаралиқ тәкшүрүш тәлипи билән қарши мәйданини ипадә қилди. Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидиму хитай билән русийә америка һәрбий базилирини тақаш тәклипиниң оттуриға қоюлушида муһим рол ойниди.
Америка кеңәш палатасидики йиғинда бу мәсилә алаһидә тәкитләнгән болуп, авам палата әзаси җон маккейин әпәнди" бу тоғрисида толуқ мәлуматқа игә әмәсмән, әмма билимизки, өзбекистан русийә, хитай билән алақилирини йеңилиған вә уларға йеқин һәмкарчи сүпитидә қаримақта, керимоф әпәнди әнҗан вәқәсидин кейин хитай билән йәнә йеқинлашти. Буниң билән хитай өз хәлқиғә қарши от ачидиған һөкүмәтни қоллимақта" деди.
Җаһангир муһәммәд әпәнди ислам керимофниң өз һакимийитини сақлап қелиш үчүн хитай вә русийә билән һәмкарлишип, уларниң барлиқ шәртлиригә көнгәнлики, униң мәнпәти билән хитай вә русийиниң америкиға қарши туруш мәнпәтлириниң ортақ икәнликини көрсәтти. Униң қаришичә, өзбекистанниң америкиға қарши турушида хитай билән русийә муһим қоллиғучилиқ ролини ойниди. Шуңа райис ханимниң бу нуқтини нәзәрдин сақит қилиши мумкин әмәс.
Америкиниң оттура асия райони җүмлидин өзбекистандин көзлигән мәқсити демократийә вә әркинлик
Америка ташқи ишлар министири райис ханимниң бу қетимқи сәпириниң президент җорҗи бушниң демократийә вә әркинликни йейиш сияситини тәрғип қилишни мәқсәт қилидиғанлиқи билдүрүлмәктә. Шуниң билән бир вақитта йәнә америка һөкүмити оттура асия дөләтлири билән болған террорчилиққа қарши күрәш қилиш һәмкарлиқини мустәһкәмләшниму асасий муддиа қилған.
Америкиниң өзбекистандин күтидиған үмиди вә көзлигән мәқсиди һәққидә; җаһангир әпәнди өз қаришини оттуриға қойди. Униң қаришичә, ислам керимоф һечқачан демократийини тәрғип қилидиған вә уни қоллайдиғанлар билән дост болмайду. Әксичә хитай вә русийидәк демократийигә қарши күчләр билән дост болиду. Униң әмәлийити буни испатлиди. Әмма америка қошма шитатлири өзбекистанниң демократик җәмийәт қурушини, хәлқниң параван вә тинч яшиши, диктатурулуққа хатимә беришни үмид қилиду. Бу өзбекистан хәлқиниң тәлипигә уйғун болсиму, әмма керимофниң арзусиға хилап, чүнки керимоф йәнила өз һакимийитини сақлап қелишни яки болмиса, һакимийәтни қизиға вә яки йеқин адәмлиригә өткүзишини халайду. Чүнки, 2007-йили сайлам болиду. У өз орниниң йоқилип, хәлқниң сот қилиши, әнҗан вәқәсидә өлтүрүлгәнләр үчүн сотлинишидин наһайити әндишә қилиду. Шу вәҗидин у русийиниң қойниға өзини етип, һәтта владимир путиниң туғулған күнигә соға тәриқисидә өзбекистанни русийә билән иттипақдаш қилиш тәклиплириниму қойған. Ислам керимоф һечқачан өзбәк хәлқиниң мәнпәәтлирини көзлимигән, у пәқәт өз мәнпәәтлиринила көзләйду халас!
Ислам керимофниң ақивити мәвһум
Америка қошма шитатлири, явропа иттипақи һәтта бирләшкән дөләтләр тәшкилати ислам керимофни әнҗан вәқәси һәққидә мустәқил хәлқаралиқ тәкшүрүш елип беришни шуниңдәк инсан һоқуқлирини һимайә қилип, демократийилишишни илгири сүрүшни изчил тәләп қилди. Лекин ташкәнт рәһбәрлири бу тәләпләрни иҗра қилмастин әксичә, хитай билән русийиниң қоллиши арқилиқ ғәрб дунясиниң тәлипигә қарши чиқти. Нәтиҗидә, америка-өзбекистан мунасивәтлиридә бүгүнкидәк йириклишиш вәзийити шәкилләнди. Җаһангир әпәндиниң қаришичә, бу ислам керимофниң келәчикигә нисбәтән пассип амиллардур. Шуңа өзигә чиқиш йоли издимәктә.
Америка ташқи ишлар миниситири кондализа райистин илгири америка дөләт мудапиә министири доналд румсфәлдму өзиниң оттура асия зиярити җәрянида өзбекистанни ташлап өтүп кәткән . Йеқинда ярдәмчи ташқи ишлар министир даниәл фрид ташкәнтни зиярәт қилип, керимоф билән көрүшкәндин кейин райис ханимниң өзбекистанни зиярәт қилишиниң керики йоқлиқини билдүргән.
Өткән һәптидә болса, русийиниң санкит петирбург шәһиридә өзбекистанни өз ичигә алған оттура асия һәмкарлиқ тәшкилатиниң йиғини болуп өтти, буниңға өткән йили бу тәшкилатқа қошуливалған русийә президенти путин саһипханлиқ қилди. Оттура асия һәмкарлиқ тәшкилати қайтидин русийә билән болған һәмкарлиқларни кеңәйтишни зөрүр дәп билди.Һәтта назарбайевниң явро-асия иттипақи қуруш идийисиниң реяллиққа айлиниватқанлиқи , керимоф вә назарбайевларниң русийә билән иттипақдашлиқ мунасивәт орнитип, йеңичә система бәрпа қилиш идийилириниң оттуриға қоюлғанлиқи һәққдиму учур тарқалмақта. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Кондилиза райис оттура асия зияритидә өзбекистанға бармайду
- Америка өзбекистанға бәрмәкчи болған ярдәм пулни тоңлатти
- Таҗикистан, өзбекистандин чекинидиған америка қошунлирини күтүвелишқа тәйяр
- Америка өзбекистанни тәнқид қилди
- Өзбекистан һөкүмити бу йәрдики америка қошунлириниң чиқип кетишини тәләп қилиши мумкин
- Кондилиза райис, қазақистан билән енергийә вә бихәтәрлик мәсилилирини музакирә қилди
- Өзбекистандин қошун чекиндүрүш афғанистандики һәрбий паалийәтләргә тәсир йәткүзмәйду