Назарбайев америка зияритини башлиди


2006.09.27

nazarbayev-200.jpg
Қазақистан президенти нурсултан назарбайев. www.president.kz

Қазақистан президенти нурсултан назарбайев 26-сентәбир күни испанийидики зияритини ахирлаштуруп болуп, америка сәпирини башлиди һәмдә сәйшәнбә күни америкиға йетип кәлди. "Бүгүнки қазақистан" агентлиқиниң тарқатқан учуридин мәлум болушичә, нурсултан назарбайев шу күни кәчтә алди билән һазирқи президент җорҗи бушниң дадиси бушниң атлантик окян қирғиқиға җайлашқан майин шитатидики кеннен банкпорт дәгән җайидики туралғу өйини зиярәт қилип, чоң буш билән кәчлик зияпәттә болғач кәлгүси америка-қазақистан һәмкарлиқ мунасивәтлирини музакирә қилди.

Мунасивәтлик баһалиғучиларниң тәһлил қилишичә, нурсултан назарбайевниң алди билән җорҗи бушниң дадисиниң шәхсий туралғу җайида көрүшиши америка президентиниң назарбайевқа һәм униң зияритигә нисбәтән юқири дәриҗә билән қариғанлиқи билән мунасивәтликтур.

Kazakhstan Today Ниң хәвәр қилишичә, президент назарбайев билән сорунда биргә болған қазақистанниң америкидики баш әлчиси саудабайев нурсултан назарбайев билән чоң бушниң учришишиниң наһайити иллиқ кәйпият ичидә өткәнликини көрситип, "бу бир-бирини бурундин тартип яхши билишидиған икки шәхсниң иллиқ һәм достанә учришиши болуп, бундақ күтүвелиш нурсултан назарбайевқа болған алаһидә һөрмәт һәм қазақистанниң мустәқиллиқидин буян қолға кәлтүргән нәтиҗилиригә болған әтирап қилишниң бәлгисидур" дәп изаһат бәргән.

Саудабайевниң әскәртишичә, әнә шу чоң буш әйни вақтида америкиниң президенти сүпитидә өзи биваситә қазақистанниң мустәқиллиқини әтирап қилған һәм икки мәмликәт һәмкарлиқлириниң асасини салған болуп, демәк улар арисида биргә әсләйдиған әшу нуқтилар бар".

Нурсулран назарбайевниң бу қетимқи зияритиниң күн тәртип бойичә, у 27 -28 –сентәбир күнлири пайтәхт вашингтонда америка һөкүмити вә дөләт мәҗлисиниң бир қисим рәһбәрлири билән көрүшиду шуниңдәк йәнә 28-сентәбир күни қазақистанниң вашиңтондики әлчихаси алдиға ясалған қазақистан мустәқиллиқи мунарисиниң йопуғини ачиду. Җүмә күни нурсултан назарбайев ақ сарайда президент җорҗи буш тәрипидин рәсмий рәвиштә күтивелинип, сөһбәт елип берилиду.

Америка –қазақистан һәмкарлиқиниң асасий нуқтиси

Қазақистан мәркизий асиядики мол нефит вә тәбиий газ записиға игә дөләт болуп, униң омумий нефит записиниң 24 милярд баррәл икәнлики пәрәз қилинмақта. Франсийә учур агентлиқиниң хәвиригә асасланғанда, қазақистан гәрчә америка тәрипидин илгири демократийәниң чәкиниши вә инсан һоқуқиниң бузулуши җәһәтләрдә тәнқидләнгән болсиму, бирақ униң әнә шундақ мол нефит записи вә иқтисадий асаси америкиниң қазақистанға диққәт қилишини кәлтүрүп чиқарди.

Көзәткүчиләрниң қаришичә, бу мәсилиниң бир тәрипи болуп, йәнә бир муһим нуқтиси қазақистанниң алаһидә җуғрапийилик орнидур. У, шәрқтә хитай, ғәрб вә шималда русийә, түркмәнистан, өзбекистан, җәнупта қирғизистан қатарлиқ дөләтләр билән чегриланғандин сирт йәнә кәспий дәңиз арқилиқ иран вә кавказийә дөләтлири билән қошна. Каспий бойи америкиниң һәрбий –сиясий вә енергийә истратегийә чәмбирикигә киргән җайлардур.

Өткән йилидики әнҗан вәқәсидин кейин америкиниң өзбекистан билән болған мунасивәтлириниң бузулуши билән америка оттура асияда йеңи иттипақчи таллашқа тутуш қилған болуп, қазақистан униң нәзиридин орун алди. 5-Айда америка муавин президенти дик ченийниң астана сәпири америкиниң қазақистанға тутқан позитсийисини ипадилигән иди.

Һазир, америка қазақистандики әң чоң мәбләғ салғучи мәмликәт болуп, 1993-йилидин буян салған мәблиғи 12 милярд доллардин ешип кәтти.

Буш билән назарбайев арисида демократийә мәсилиси тилға елиниши мумкин

Җүмә күни нурсултан назарбайев ақ сарайда җорҗи буш тәрипидин күтивелинғанда, улар арисида болидиған сөһбәтләрниң мәзмуни һазирчә ениқ болсиму, бирақ, бу җәрянда қазақистанниң демократийилишиш мәсилисиниңму тилға елиниши пәрәз қилинмақта.

Қазақистанлиқ мухбири елена соколованиң учур беришичә, җүмә күни буш билән назарбайев демократийини илгири сүрүш, терроризимға қарши уруш, енергийә һәмкарлиқи шуниңдәк икки мәмликәт үчүн ортақ болған бихәтәрлик вә әркинлик ишлириниң раваҗлинишини илгири сүрүш қатарлиқ темиларда пикир алмаштурилиду. Франсийә учур агентлиқи болса, америка ташқи ишлар министири кондализа райисниң сөзини нәқил кәлтүрүп, америкиниң қазақистан билән болған мунасивәтлириниң йәнила ислаһатни илгирилитиш тәлипини өз ичигә алған коп қирлиқ мунасивәт болидиғанлиқини көрситиду. Америка йәнә назарбайевниң 2009-йили явропа бихәтәрлики һәм һәмкарлиқи тәшкилатиниң рәиси болушини қоллимақта.

Назарбайев тот қетим америкини зиярәт қилған

Назарбайәв тунҗи қетим 1992- йили америкини зиярәт қилған. Униң иккинчи қетимлиқ зиярити 1994-йили болған. Бу қетим у президент клинтон билән қазақистан-америка һәмкарлиқ келишимигә қол қойған.

1997-Йили йәнә бир қетим вашингтонни зиярәт қилип, президент клинтон билән нефит- тәбиий газ, иқтисадий һәмкарлиқ қатарлиқ тәрәпләрдә келишимләр имзалиған. 2001-Йили болса, вашингтонда президент буш билән көрүшүп, америка билән қазақистанниң узун мәзгиллик истратегийилик һәмкарлиқ келишими имзалиған иди. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.