Қирғизистан –америка мунасивәтлири нәгә йүзлиниду?


2006.12.18

manas-ayrodromi-qirghiiz.jpg
Бир америка һәрбий айропилани қирғизистандики манас айродромида..AFP

Қирғизистан - америка мунасивәтлири 6 - декабир күни манас һава армийә базисини қоғдаватқан бир америка бихәтәрлик хадиминиң, йеқилғу тошуйдиған бир қирғизистан шопурини етип ташлиғандин кейин соғуқлишишқа башлиған болуп, мәзкур вәқәдин кейин қирғизистан җамаитидә түрлүк инкаслар пәйда болған. Гәрчә америка тәрәп мәзкур бихәтәрлик сақлаш хадиминиң өзини қоғдаш үчүн қорал ишлитишкә мәҗбур болғанлиқи, чүнки өлгүчи қирғизистан шопуриниң униңға пичақ билән тәһдид салғанлиқини изаһлиған болсиму, лекин бу бәрибир қирғизистан җәмийитидики бир қисим кишиләр шуниңдәк һөкүмәт қатлимидики әрбабларниң наразилиқлирини басалмай, мәзкур мәсилә қирғизистан –америка оттурисидики һәл қилишқа тәгишлик мәсилигә айланди.

Оқуғучиларму наразилиқ билдүрди

Қирғизистан учур агәнтлиқлиридин "24 саәтниң " 13-дәкабир күни хәвәр қилишичә, бир қисим қирғизистан алий мәктәп оқуғучилири бишкәк шәһиридики америка әлчиханиси алдида топлинип, мәзкур қирғизистан пуқрасиниң өлтүрүлишигә наразилиқ билдүрүшни пиланлиған. Улар өз билдүрүшидә, " америкилиқлар пилимот басқан машинилар билән йүрүйду. Улар кимләр билән урушмақчи? улар билиши керәкки, талиблар афғанистанда, биз болсақ һөрмәт тәләп қилидиған тинч, әмма иптихарлиқ хәлқ, мундақ өлтүрүшниң йәнә йүз бәрмәсликигә капаләт барму?" дәп язған.

Оқуғучилар йәнә 2002-йили америка һәрбий базиси хадимлириниң икки нәпәр қизни машина билән урувәткәнлики қатарлиқ бир қатар әһвалларни мисал қилип, көрситип, америкиға наразилиқини ипадә қилған.

Америка базисида йүз бәргән бу вәқә қирғизистан сиясәт қатлимиғиму тәсир көрситип, парламент әзалири тәрипидин муназирә қилишқа шуниңдәк ташқи ишлар министирлиқиниң америка ташқи ишлар министирлиқиға нота тапшуришиға сәвәб болған. Учурлардин қариғанда, қирғизистан парламенти 15-декабир күни бир қарар лайиһиси мақуллап, һөкүмәттин америка билән 2001 - йили имзала'ған манас айродромини иҗаригә бериш келишимини вә қирғизистан җумһурийити земинини иҗаригә беришниң тоғра яки тоғра әмәсликини қайта көздин кәчүрүшни тәләп қилди. Қарар лайиһисидә " қирғиз хәлқи һава армийә базисида йүз бәргән вәқәдин әндишә қилипла қалмай, бәлки америка тәрәпниң тәкшүрүшкә тосалғулуқ қиливатқанлиқи вә бәзидә қирғиз тәрәпниң тәләплиригә сәл қараватқанлиқидин җиддий әндишә қилмақта" дейилгән.

Манас базиси мәсилисини һөкүмәт қайта қарап чиқиду

16-Декабир күни қирғизистан баш министири феликис қулоп бу мәсилә һәққидә өз көз қаришини оттуриға қоюп, қирғизистан һөкүмитиниң манас һава армийә базисиниң салаһийити мәсилисини қайта музакирә қилишни қарар қилғанлиқини, йеқин вақит ичидә қирғизистан ташқи ишлар министирлиқиниң бу мәсилини музакирә қилғандин кейин йеңи қарар чиқирип, министирлар кабинетиға тапшурудиғанлиқини әскәрткән.

Қирғизистан һөкүмити қирғизистан пуқрасини өлтүргән әскәрни сораққа тартиш қатарлиқларни өз ичигә алған мәсилиләр бойичә америкиниң қирғизистандики әлчиханисиға хәт язған болуп, 18-дәкабир күни америка әлчиси бу хәткә җаваб қайтурған, "қабар "агентлиқиниң учуридин қариғанда, америка әлчиси қирғизистанға үч парчә дипломатик нота тапшуруп, америка қошма шитатлириниң қирғизистан җамаәт хәвпсизлик министирлиқиниң америка һава армийисигә тәвә мәхсус тәкшүрүш оргини хадимиға қирғизстанлиқни өлтүргән мәзкур һәрбий хадим һәққидә соалларини әвәтишигә болидиғанлиқи шуниңдәк йәнә америка һөкүмитиниң қирғизистан ташқи ишлар министирлиқиниң манас һава армийә базисиға мунасивәтлик өз ара наразилиқ мәсилилирини бирликтә қарап чиқидиған америка –қирғизистан ташқи ишлар министирлиқиниң бирләшмә комиссийәси қуруш тәклипини қоллайдиғанлиқини билдүргән шуниң билән бир вақитта йәнә келишимигә бинаән мәзкур әскәрни америка тәрәпниң өзиниң бир тәрәп қилидиғанлиқини әскәрткән. Шаңхәй һәмкарлиқи америка базилирини тақашни тәләп қилған иди.

Нөвәттә, қирғизистандики һава армийә базисида 1000 дәк америка әскири вәзипә өтимәктә. Бу базиниң иҗарә һәққи қирғизистанниң муһим малийә кирими болуп қалған. Әмма, 2005-йили астанада ечилған шаңхәй һәмкарлиқиға әза дөләт башлиқлири йиғинида, астана хитапнамиси елан қилинип, америкиниң оттура асиядики һәрбий базилирини тақаш тәләп қилинғандин кейин, алди билән өзбекистан америкиниң қарши-хан абадтики һәрбий базисини тақиған. Қирғизистан тәрәп болса, ашкара ипадә билдүрмәй, узун отмәйла америкидин һәрбий базиниң кира һәққини өстүрүшни һәмдә екологийилик муһитни бузғанлиқиға нисбәтән төләм төләшни тәләп қилип, һәр йили 200 милйон доллар беришни оттуриға қойған. Қирғизистан парламенти бу мәсилидә чиң туруп, әгәрдә америкиниң кира һәққини өстүрүшкә қошулмиса, базини тақайдиғанлиқини оттуриға қойған болсиму, лекин бу йил язда икки тәрәп келишим һасил қилип, қирғизистан һөкүмити америка базисиниң давамлиқ турушиға қошулған иди.

Қирғизистан русийә вә хитай билән қоюқ мунасивәттә

Қирғизистанниң бишкәк шәһири йәнидики қәнт районида русийә һава армийә базиси әсқәр ақайев дәвридә қурулған болуп, йеңи һөкүмәт һакимийәткә чиққандин русийә билән болған мунасивәтни техиму күчәйтти. Русийә һава армийә базиси кеңәйди шуниңдәк русийә билән қирғизистанниң һәмдә хитай билән қирғизистанниң һәрбий-сияси, иқтисадий мунасивәтлири шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати вә колләктип бихәтәрлик келишими тәшкилати рамкиси астида техиму қоюқлашти. Америка һәрбий базиси хитай вә русийини биарам қилған болуп, 13- дәкабир күни русийә парламентиниң әзаси сергей иваноп русийә думасидики йиғинда, " қирғизистандики америка һәрбий базисини тақаш керәк" дәп көрсәтти. У, америка әскири өлтүргән мәзкур қирғизистан пуқраси йәни рус миллитидин болған анатолий иванопни " бизниң вәтәндәшимиз" дәп аташ арқилиқ русийә парламентини қирғизистандики русларға игә чиқишқа дәвәт қилған.

Нөвәттә, қирғизистан –америка мунасивәтлири йәнә қандақ тәрәпкә йүзлиниду? буниңда русийә вә хитайниң роли қандақ болиду? дегән соалларниң қоюливатқанлиқи мәлум. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.