Америкидики бир қисим парламент әзалири, хитайни җазалашни тәләп қилди
2005.02.10
Америкиниң хитай билән болған мәңгүлүк нормал сода мунасивитиниң ақивити орнитиши америкидики бир қисим парламент әзалириниң күчлүк қаршилиқиға учриди. Парламент әзалири илгириму буниңға охшаш қарарни оттуриға қойған болуп, бирақ бу қетим бурунқи қетимқилардин алаһидә күчлүк тәләпләр оттуриға қоюлди.
Америка содисиға елип келидиған тәсири
Чаршәнбә күни, җумһурийәт партийиси, демократлар партийиси вә партийисиз гуруһларниң әзалири бир ариға келип, ахбарат елан қилиш залиниң сәһнисигә чиқип бирдин - бирдин сөз қилип, америка парламентиниң 2000 -йили хитайға берилгән мәңгүлүк сода алақиси һоқуқини қайтуривилишини тәләп қилди.
Вермонт шитатидин кәлгән, партийисиз гуроһниң әзаси саңдес, бу қетимқи һәрикәтниң башламчиси болуп, саңдесниң ейтишичә, хитайға берилгән мәңгүлүк сода алақиси һоқуқи билән һөкүмәтниң сода сиясити сәвәбидин, америкида сода саһәсидә зор чекиниш мәйданға кәлгән, у бу һәқтә тохтулуп мундақ диди: " биз шуниңға диққәт қилишимиз керәкки, әгәр биз хитай билән мәңгүлүк сода алақиси елип барсақ, америка бәрпа қилған өзигә хас санаәт саһәсини пүтүнләй йоқ қилип ташлаймиз, нәччә милйонлиған юқири техника, учур саһәси хизмәт пурсәтлириниң битчит болишға йол ачимиз".
Шималий каролайна шитатидин кәлгән, җумһурийәтчиләр партийисиниң әзаси җинс әпәндиниң билдүришичә, хитайға берилгән мәңгүлүк сода алақиси һоқуқи, шималй каролайна шитатиға ечинишлиқ ақивәтләрни елип кәлгән. У бу һәқтә тохтулуп мундақ дәйду:
"Бизниң хитай билән болған мунасивитимиз барәвәр болиши керәк, хитайға берилгән бу һоқуқ сәвәбидин, нөвәттә мән вәкиллик қиливатқан шималий каролайна шитатида нәччә он миңлиған ишчи хизмитидин айрилди. Буниң қанчилик зиянларни елип кәлгәнликини тәсәввур қилиш толиму қейин. Шуниң үчүн биз бу хил сода келишимигә җидди бир позитсийидә болишимиз керәк".
Бурунқи үмид
2000 -Йили, хитайға мәңгүлүк сода һоқуқи бериш һәққидә беләт ташлиған бир қисим парламент әзалири "хитайға берилгән мәзкур һоқуқ бир тәрәптин хитайниң иқтисадий тәрәққиятини илгири сүрүшкә ярдәм бериду, йәнә бир тәрәптин хитайни демократийигә елип маңиду" дәп қариған иди.
Бирақ, көплигән парламент әзалири болса, хитайниң әмәлий әһвали юқириқи пикирләрни оттуриға қойған парламент әзалириниң ойлиғинидин наһайитиму йирақ икәнликини билдүрмәктә.
Калифорнийидин кәлгән, җумһурийәтчиләр партийисиниң әзаси бак әпәндиниң қариши болса йәнә башқичә болуп, у бу тоғрилиқ мундақ дәйду:
" Бир қисим кишиләр бизгә, әгәр хитайниң иқтисадий тәрәққий қилип мәлум бир дәриҗигә йәткәндә, улар чоқум сиясий ислаһат елип бариду" дегән иди, бирақ хитайда һазирғичә сиясий ислаһат елип берилмиди.
Хитай илгириләшкә қарап меңиватиду
Лекин, вашингтондики демократчилар партийисиниң әзаси майкни өз ичигә алған көплигән парламент әзалири, өз вақтида берилгән қарарниң тоғра икәнликини билдүрмәктә.
Бу һәқтә мухбирларниң зияритини қобул қилған майк әпәнди мундақ дигән: " биз хитайда йүз бериватқан өзгиришләргә қаришимиз керәк, мән 1997 -йили хитайға барған идим, һазир мән 1997 -йилдин һазирға қәдәр хитайда интайин зор өзгиришләрниң мәйданға кәлгәнликини байқидим, гәрчә уларда йәнила бир қисим мәсилиләр мәвҗүт болсиму, әмма мәсилиләрни һәл қилғили болмайдиған дәриҗидә әмәс, мениңчә хитай һазир актиплиқ билән илгирләшкә қарап меңиватиду".
Хитайға қарита мәңгүлүк нормал сода мунасивити орнитиш һоқуқи беришни бикар қилишқа йетәкчилик рол ойниған саңдес әпәнди, хитайға берилгән мәңгүлүк нормал сода һоқуқини бикар қилиш қарариниң 50 нәччә парламент әзалири тәрипидин қоллашқа еришкәнликини билдүрүп: " шуниңға ишинимәнки, бизниң тиришчанлиқимиз чоқум нәтиҗә көрситиду, бизниң сепимизгә йәнә нурғун парламент әзалири қошулуп, һөкүмәттин, хитайға берилгән бу һоқуқ үстидә әстайидиллиқ билән күзитиш елип беришни тәләп қилиду" дәп көрсәтти. (Әқидә)
Америка хитай мунасивәтлири
- Хитай билән америка һәрбий мунасивәтләр бойичә сөһбәт елип барди
- Әнглийә билән америкиниң хитай вә иран мәсилисидики қариши бирдәк болмиди
- Кейинки төт йилдики америка-хитай мунасивәтлири
- Президент бушниң рәсмий вәзипә тапшурувелиш мурасимида сөзлигән нутқи
- "Буш принсипи" вә коммунист хитай һөкүмитиниң тәқдири
- Америка йәттә хитай ширкитигә иқтисадий җаза бәрди
- Америка сода министири хитайни зиярәт қилди
- Америкидики мутәхәссисләр хитайниң баш көтүрүшигә қандақ қарайду?
- Америка тәкшүрүш органлири, һөкүмәтниң хитайға тутқан сода сияситини өзгәртишини тәләп қилди