Уйғурлар ана тилини қоғдаш үчүн немиләрни қилалайду?(1)
2006.05.23
Тил һәр қандақ бир милләтниң мәвҗут болуп туруши вә мәдәнийәт тәрәққиятидики һәл қилғуч амилниң бири. Җүмлидин уйғур тилиму уйғурларниң мәдәнийити, әқил идраки, тарихи шундақла кимликиниң испати сүпитидә сақлинип кәлгән. Дәвримизгә кәлгәндә хитай һөкүмитиниң уйғурларниң мәдәнийити, ана тили маарипиға йүргүзгән натоғра сиясәтлири түпәйлидин уйғур ана тили паҗиәләргә йүзләнмәктә. Йәни хитай компартийисиниң уйғур елигә қойған секретари ваң лечуән очуқ - ашкара һалда уйғур тили нөвәттики илим - пән тәрәққиятиға маслишалмай қалди дәп көрситип, һәтта уйғур елидики барлиқ алий мәктәпләрдә хитайчә дәрс өтүшни омумлаштурди һәмдә маарипта хитайчини асас қилидиған бир вәзийәт барғанчә күчәймәктә.
Хитай һөкүмитиниң бу хил сиясәтлиригә һәтта нур бәкригә охшаш уйғур кадирларму аваз қошуп " туңганларниңму тили йоқ, бәрибир милләт болуп туруватидиғу ?! уйғурлар хитайчини өгәнсә немә бопту " дегәндәк сәпсәтиләрни оттуриға қоюп, уйғурларға хитай тилини мәҗбурий таңидиған, уйғурлар хитай тили билмисә чиқиш йоли тапалмайдиған бир вәзийәт шәкилләнди. Мана мушуниңға охшаш сәвәбләр уйғурниң ана тилиниң мәвҗутлиқиға әҗәллик зәрбә бәрмәктә.
Уйғурлар өз ана тилиниң тәқдири, өзиниң тәқдири үстидә ойлиниватқан, әндишигә чүшкән мушундақ кәскин вәзийәттә, ана тилимизни қоғдаш үчүн немиләрни қилалаймиз? дегән соалларға җаваб издимәктә. Шундақла буниңға җаваб тепиштин илгири, дәвирниң сәвәблиридин башқа ана тилиға игә чиқиш, мәсул болуш вә қоғдаш һәққидиму мулаһизиләр йүзгүзмәктә.
Бу һәқтики тәпсили мәлуматларни, мухбиримиз гүлчеһрәниң мәхсус программисидин аңлаң.
- Тәйвәндә интернет арқилиқ уйғур тили өгитиш программиси тәйярланмақта
- Тилшунас темур хоҗаоғли уйғур тилини қандақ сақлап қелиш һәққидә тохталди
- Уйғур миллити ахирқи нәписини еливатиду(2)
- Уйғур миллити ахирқи нәписини еливатиду(1)
- Хәлқара ана тил күни мунасивити билән руслан арзийоф уйғур тили һәққидә тохталди
- Алматидики уйғур оқуғучилар "идиқут" романини муһакимә қилди
- Хитай тилиниң омумилишиши уйғур тилиниң бузулушини кәлтүрүп чиқармақта