Уйғур паалийәтчилири кофи аннанни кишилик һоқуқ мәсилисидә хитайға бесим ишлитишкә чақирди


2005.12.01

Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң баш катиби кофи аннан 4 - декабир күнидин 7 - декабир күнигичә хитайда зиярәттә болиду. У хитайдики зиярити җәрянида хәлқара вә район характерлик мәсилиләр шуниңдәк икки тәрәп оттурисидики һәмкарлиқ мунасивити қатарлиқ тәрәпләрдә музакирә елип бармақчи.

Кофи аннанниң бу бир қанчә күн ичидә хитайда елип бармақчи боливатқан зиярити, әлвәттә хәлқара кәчүрүм тәшкилати вә дуня кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатлири һәмдә чәтәлләрдә паалийәт елип бериватқан уйғур тәшкилатлириниң йеқиндин диққитини қозғиған болуп, уйғурларниң мәниви аниси, мәшһур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир ханим вә америка уйғур бирләшмисиниң рәиси нури түркәл әпәндиләр кофи аннанға айрим - айрим мәктуп йоллап, униңға уйғурларниң нөвәттики вәзийитини аңлитиш билән биргә, уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилилирини яхшилиши үчүн хитайға бесим ишлитишини тәләп қилди.

Бу мунасивәт билән биз мәшһур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир ханим вә америка уйғур бирләшмисиниң рәиси нури түркәл әпәндини зиярәт қилдуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.