Доктор әркин әкрәмниң қаришичә, хитай қошна дөләт яки милләтләр билән тарихни бирликтә тәтқиқ қилип ортақ чүшәнчигә келидиған дөләт әмәс


2006.11.20

11 ‏- Айниң 18 ‏- күни, вйетнамниң хануй шәһиридә ечилған асия-тинч окян иқтисадий һәмкарлиқ тәшкилатниң алий дәриҗилик йиғинида, японийә билән хитай оттурисида, йиллардин буян тоқунуш пәйда қилип келиватқан тарихий вәқәләрни икки дөләт бирликтә тәтқиқ қилип, ортақ чүшәнчә һасил қилишқа келишкән. Буни һазир бир қисим учур вастилири, хитай билән японийиниң йиллардин буян тоқунуш пәйда қилип келиватқан тарихий вәқәләрни икки дөләт бирликтә тәтқиқ қилип, ортақ чүшәнчә һасил қилишқа келишкәнликиниң өзила бир әһмийәтлик иш, дәп қаримақта. 'Йеңи әсир журнили'да елан қилинған бир обзорда болса хитайни техи бир номал дөләт әмәс, дәп тәһилил қилип, уни японийигә охшаш бир нормал дөләткә айлинишқа, 'тарихтики вәқәләр' гә есиливелипла турмай, кәлгүсигә нәзәр селишқа чақирған. Униңда баян қилинишичә, японийиниң заманниң илгирилишигә әгишип, интайин нормал бир дөләткә айланғанлиқи пүтүн дуняға аян. Хитайму шундақ бир нормал дөләт болуши лазим иди әлвәттә. Әмма хитай техи ундақ әмәс. Әгәр хитай японийиниң нормал роһи һаләттики дөләт икәнликини чүшинип йетәлисә, андин хитайниму нормал дөләт дегили болатти. Мавзедоң дәвридики 'оңчилар' ниң қалпиқини елип ташлиған бир күн болғанға охшаш, хитай тәрипидин 'уруш хинайәтчиси' дәп ативелинған иккинчи дуня урушидики бир қисим японлуқниңму қалпиқини 60 йилдин кейин елип ташлайдиған бир күн болуши керәк. японийиниң түзүми яки сиясити пәйда қилған мәсилини япон хәлқи өзи бир тәрәп қилиши керәк, униңға хитай чат керивалмаслиқи керәк. Хитай японийиниң қошна дөләтләр билән яхши өтүшни халайдиған тинчлиқ сияситигә көз юмуп, 'тарихтики вәқәләр'гила есиливелипла турмай, кәлгүсигә нәзәр селиши керәк. Заманимизда пакитларға һөрмәт қилмайдиған дөләтни нормал дөләт дегили болмайду.

Һазир тәйвәндики чиңйүн университетиниң оттура асия тәтқиқат орнида тәтқиқат билән шуғуллиниватқан уйғур тарихчиси доктор әркин әкрәм әпәндиниң қаришичә, гәрчә хитай японийә билән йиллардин буян тоқунуш пәйда қилип келиватқан тарихий вәқәләрни икки дөләт бирликтә тәтқиқ қилип, ортақ чүшәнчә һасил қилишқа келишкән, хитайниң зиялийлири японийә билән бирликтә обиктипрақ бир тарих йезип чиқалиши мумкин болсиму, әмма хитай дөләт сүпитидә японийә билән бирликтә тарих йезип чиқалмайду. Һазир бирликтә тәтқиқ қилимиз дегини, пәқәт бу икки дөләт оттурисидики һазирқи җиддийликни пәсәйтиш үчүнла ейтилған сөз болуши мумкин.

Хәлқарада бир қисим учур вастилири һазир хитай билән японийиниң йиллардин буян тоқунуш пәйда қилип келиватқан тарихий вәқәләрни икки дөләт бирликтә тәтқиқ қилип, ортақ чүшәнчә һасил қилишқа келишкәнликиниң әһмийитини тәһлил қилип, буни охшимиған дөләт яки охшимиған милләт оттурисида узундин буян бирликкә келинмигән, тоқунуш пәйда қиливатқан тарихий мәсилиләрни һәл қилиш үчүн пайдилинишқа болидиған йеңи чарә яки йеңи үлгә болуп қелиши мумкин, дәп тәһлил қилишқан иди. Әмма доктор әркин әкрәм әпәнди бу җәһәттә хитайдин, болупму, уйғур-хитай мунасивитидә тоқунуш пәйда қилип келиватқан тарихий мәсилиләрни һәл қилиш җәһәттә хитайдин һәргиз үмид күтмәйдиғанлиқини билдүрди. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.