Мутәхәссисләр: хитайниң миллий аптономийә қануни қәғәз йүзидики "пәдәз"
2005.04.14
Хитай һөкүмити 100 милйон пуқраниң чегра районлардики бәш миллий аптоном районда яшайдиғанлиқини елгири сүрмәктә. Хитай нопусиниң ٪ 9 гә йәтмәйдиған юқириқи районлардики милләтләр, хитай территорийисиниң ٪ 60 земинида яшайду.
Америкидики хитайниң миллий аптономийә қануни шундақла хитайдики етник мәсилиләр тәтқиқати билән шуғуллинидиған мутәхәссисләр, алдинқи күни дөләт мәҗлисиниң хитай ишлар комитетидики испат бериш йиғинида, етник милләтләрниң аптономийә қанунидики һоқуқи қәғәз йүзидә қалғанлиқини тәкитлиди.
Аптономийә қануниниң мәқсиди милләтләрниң һоқуқини әмәс, хитайниң бирликини қоғдаш
Гәрчә хитай асаси қануниниң 35 - маддисида пуқраларниң сөз қилиш, йиғилиш өткүзүш вә мәтбуат әркинлики бар, дәп көрситилгән болсиму, амма нурғун кишиләр сөзлигәнлики, язғанлиқи, намайиш қилғанлиқи яки тинч йоллар билән йиғилиш өткүзгәнлики үчүн җазаланған. Пакитлар шуни көрсәтмәктики, бу чәклимиләр уйғурларға охшаш хитай болмиған милләтләргә техиму қаттиқ йүргүзүлмәктә.
Хитай асаси қануниниң 4 - маддисида хитайдики һәр қайси милләтләрниң тәң - баравәрлики шундақла милләтләрниң қануни һоқуқи, мәнпәәти, баравәрлики вә иттипақлиқини қоғдаш қанунниң капалитигә игә, дәп җакарлиған. Хитайниң һазирқи аптономийә қануни бойичә етник милләтләрниң өз районида аптономийә қуруш шундақла йәрлик дәриҗилик аптоном органларни тәсис қилиш һоқуқи бар. Амма мутәхәссисләр, аптономийә қануни милләтләрниң өз тәқдирини үзи бәлгиләш һоқуқини әмәс, бәлки дөләт мәнпәәти вә дөләтниң бирликини қоғдашни чиқиш қилғанлиқини билдүрди.
Қанунниң "ички ишлар" маддисини чүшәндүрүштики ихтилаплар
Миллий аптономийә қанунида хитай болмиған милләтләр " ички ишлирини өзлири идарә қилиду," дейилгән. Йиғинда, индияна университетиниң профессори гарднер бовиңдон, уйғур аптоном районидики сияси талаш - тартишларниң мәркизидә , " ички ишлар" дегән бу аталғуға қандақ тәдбир бериш мәсилиси ятқанлиқини билдүрди. Қануниниң конкрет маддилирида һәр бир милләтниң сайлаш вә сайлиниш һоқуқи барлиқини тәкитлигән бовиңдон, қанунда уларниң башқилар билән тәң- баравәт муамилә учрайдиғанлиқини, ана тилини ишлитиш шундақла миллий мәдәнийитини тәрәққий қилдуруш һоқуқи барлиқини бәлгилигән, дәп көрсәтти.
Аптоном һоқуқиға игә милләтләрниң "ички ишлири" мудахилигә учримақтикән
Бовиңдун мундақ дәйду: " уйғур аптоном районида һәр бир мәсилидә аптономийә һоқуқини йүргүзүш үчүн, юқири дәриҗилик органларниң тәстиқини елишкә тоғра келиду." У, уйғурларниң көчмәнләрни чәкләш, су вә тәбиий байлиқлар, йәр - земинларни ечиш , тил вә маарипни тәрәққий қилдуруш, диний ибадәт қатарлиқ " ички ишлиримиз" бейҗиң һөкүмити тәрипидин мудахилигә учриди, дәп қарарйдиғанлиқини әскәртти. Бовиңдун мундақ дәйду :
"Гәрчә хитай асаси қануниниң 35 - маддисида пуқраларниң сөз қилиш, йиғилиш өткүзүш вә мәтбуат әркинлики бар, дәп көрситилгән болсиму, амма нурғун кишиләр сөзлигәнлики, язғанлиқи, намайиш қилғанлиқи яки тинч йоллар билән йиғилиш өткүзгәнлики үчүн җазаланған. Пакитлар шуни көрсәтмәктики, бу чәклимиләр уйғурларға охшаш хитай болмиған милләтләргә техиму қаттиқ йүргүзүлмәктә."
Бовиңдон: аптономийә қанунидики һоқуқлар капаләткә игә әмәс
Хитай һөкүмитиниң 2000 - йилдин кейин бастуруш һәрикитини техиму еғирлаштурғанлиқини тәкитлигән бовиңдун, хитайларниң китаб көйдүрүш вә шинҗаңдики қораллиқ қисимларниң санини көпәйтиш қатарлиқ усуллар арқилиқ уйғурларни чөчүтишкә уруниватқанлиқини илгири сүрди. У, уйғур аптоном районидики чоң шәһәрләрдә қәд көтәргән игиз биналар йәрликләрни мәнпәәтдар қилалмиди, дәп көрсәтти.
Бовиңдунниң тәкитлишичә, хитайда етник милләтләрниң һоқуқи қәғәз йүзидә пәдәзләнгән болсиму, амма бу һоқуқни капаләткә игә қилидиған назарәт миханизими йоқ икән. У, миллий аптономийә қанунида етник милләтләргә берилгән һоқуқлар рәт қилинса қандақ қилиш яки миллий һоқуқни қоғдаш йолида қайси органға әрз қилиш тоғрисида конкерт бәлгилимиләр йоқлиқини билдүрди.
Хитай " ш у а р" дики сиясити кишилик һоқуқ органлириниң тәнқидигә учриған
Бу қетимқи йиғин, кишилик һоқуқни көзүтүш тәшкилатиниң уйғурлардики диний ибадәт әркинлики кәң көләмдә бузғунчилиққа учраватқанлиқи тоғрисидики доклати елан қилинған мәзгилдә чақирилди.
Кишилик һоқуқни көзүтүш тәшкилатиниң доклатида, хитай даирилириниң исламни уйғур миллий кимликиниң асаси, дәп қарап, уйғурлардики диний ибадәт вә диндарларға кәң көләмдә зиянкәшлик қиливатқанлиқини тәнқидлигән. Дөләт мәҗлиси билән америка һөкүмитиниң һәмкарлиқидики хитай ишлар комитетиниң алдинқи күнки йиғинида, индияна университитиниң ярдәмчи пруфиссори кристофир әтвуд ички моңғолийә вәзийити, харвард университитиниң алди елиш мәркизидики дәйвид филип, тибәт мәсилиси һәққидә доклат бәрди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай – тибәт сөһбитигә һәр хил қарашлар
- Хитай һөкүмити миллий аптономийә мәсилилири бойичә ақ ташлиқ китаб елан қилди
- Хитайниң "миллий территорийилик аптономийиси" намлиқ ақ ташлиқ китабидики тарихи асасларниң асаси барму?
- Имин турсун индиана университетида доклат бәрди
- Индиана университетида оттура явро - асия илмий муһакимә йиғини ечилди