Хитайда "намратлар" дегән сөзниң орниға "ақ көңүл адәмләр" дәп қоллиниш омумлашмақта
2005.11.07
"Көзитиш жорнили" ниң 11 - айниң 6 - күнидики санида баян қилинишичә, "форбес" жорнили йеқинда бейҗиңда 2005 - йилида йетишип чиққан байларниң тизимликини елан қилған. Мушу бир йил ичидә , бултурқи байлар тизимликидики 200 адәм 400 гә йәткән.
Уларниң байлиқи мушу бир йил ичидә оттура һесаб билән 38%дин көпийип, еришкән мүлки оттура һесаб билән 5 йүз милйон юәндин ашқан. "Форбес жорнили" ниң баш муһәррири мухбирларға әһвал тонуштурғанда "бу асасән, хитайда дөләт игиликидики карханиларни хусусийлаштуруш җәрянида йетишип чиққан байлар. Буниң ичидә өй-земин тиҗарити вә интернет тиҗарити билән шуғуллинип тиз бейиғанлар әң көп. Буниңда кишини әндишигә салидиған бир мәсилә бар, у болсиму иқтисадий мазғап мәсилиси, мушу икки хил тиҗарәттә мазғап әң көп. Шуңлашқа буларда һазир, худди шаңхәйдә өй баһаси бирдинла чүшүп кәткәндәк һадисә йүз бериши мумкин" дегән.
Ақ көңул адәмләр намратлар арисида қалди
"Көзүтүш жорнили" да хитай җәмийитидики байлар билән намратлар һәққидә елип берилған мулаһизиләрдә баян қилинишичә, хитай җәмийитидә һазир тиз бай болуп кәткән кишиләрни һечким "ақ көңүл адәм" дәп атимайду. Әмма бирким "ақ көңүл адәм" дәп аталса, кишиләр униң чирикләшкән коммунист әмәлдарлири әмәс, бәлки , чоқум намрат адәм икәнликини билиду. Хитай җәмийитидә һазир намратларни "ақ көңүл адәм" дәп аташ омумлишиватиду. Шәһәрләрдә йол сориғанларға һәқсиз йол көрситип беридиған, сориған суаллириға растчиллиқ билән җаваб беридиған, тиләмчиләргә янчуқида қалған бир нәччә ярмақни беривитидиған, кәлгүси әвлатлар үчүн қурулған "үмид фонди" ға көңүл - көксидин көйүнүп ианә беридиған, һаҗәтмәнләргә халисанә ярдәм беридиған, йирақтин уруқ -туғқанлири кәлсә, өзлири йейишкә көңли қиймиған қери тохусини өлтүрүп меһман қилидиған адәмләр адәттә "ақ көңүл адәм" дәп атилатти. Бундақ адәмләр һазир пәқәт намратлар арисидила қалди. Хитайда һелиму өмүр бойи өзлири йемәй-ичмәй пул йиғип балилирини оқутидиған деһқанлар бар, өмүр бойи "дөләт мәнпәәти" дейилгән мәнпәәт үчүн өзлириниң хусусий мәнпәәтини пүтүнләй қурбан қиливетип, адәттә дәрт ейтмай, тапа-тәнә қилмай ғурбәтчиликкә чидап яшаватқан ишчилар бар. Хитайда деһқанлар вә ишчилар ичидә көп санлиқни тәшкил қилидиған бундақ ақ көңүл адәмләр "төвән тәбиқидикиләр" дәп атилиду. Байлар һазир мушу тәбиқидикиләрни "намрат" дәп аташниң орниға "ақ көңүл адәм" дегән сөзни қоллинидиған болған. Хитайда 50 нәччә йилдин буян "әң чоң капиталист" дәп атилип келиватқан роң йирен әпәнди йеқинда өлгән иди, хитай һөкүмити уни "коммунизм җәңчиси" дәп елан қилди. Шуңлашқа һазир байларни, болупму намәлум сәвәбләр билән тиздинла бай болуп кәткән кишиләрни һечким "ақ көңүл адәм" дәп атимайду.
Мәктәптә берилгән тәрбийә натоғра
"Көзитиш жорнили" да елан қилинған байлар билән намратларниң әхлақий пәрқи һәққидики мулаһизиләрдә, хитайдики мәктәп тәрбийиси вә аиливи тәрбийини көзитишкә әһмийәт берилгән. Униңда баян қилинишичә, мәктәптә балиларға адәттә "дөләт үчүн ярамлиқ адәм болуш", "4 ни заманивилаштуруш үчүн һәссә қошуш" дәп тәрбийә берилиду. Буниң билән балилар кәлгүсидә дөләт әмәлдари болушқа реғбәтләндүрүлгән. Әмма һечқандақ бир мәктәптә балиларни кәлгүсидә "ақ көңүл адәм" дәп атилидиған деһқан болушқа йетәклимәйду. Маарип саһәсидә қандашлиқ мунасивәт сүрүштүрүш интайин әвҗ алған. Оқушта нәтиҗиси һәр қанчә юқири болсиму, һөкүмәт билән мунасивити болмиған "ақ көңүл адәм" ләрниң сиясий җәһәттә чоң мувәппәқийәт қазиниши мумкин әмәс. Бу хитай җәмийитидики бирхил интайин ғәлитә әһвал. Хитайда сиясийонлар қолидин кәлгән һелә-нәйрәңниң һәммисини қоллиниду, содигәрләрму қолидин кәлгән рәңвазлиқниң һәммисини қилиду. Уларни бирким чәклийәлмәйду. Җәмийәтниң бузулуши алди билән зиялилар қатлимидин башланған. Хитай җәмийитидә һазир "ақ көңүл адәм" болуш пәқәт намратларниңла "патент һоқуқи" болуп қалған.
"Көзитиш жорнили" да елан қилинған байлар билән намратларниң әхлақий пәрқи һәқтики мулаһизиләрдә баян қилинишичә, хитайда һазир техника хадимлири кам әмәс, миллий қәһриманлар кам әмәс, әгәр бирнәрсә кам дейилсә, пәқәт җәмийәтни бәднийәтләрдин хали қилип, униң бир нәччә миң йилдин буян қурутулмай келиватқан йилтизини қурутуп, дөләтни буниңдин кейин пүтүн дуняға маслишидиған йолға башлашқа бәл бағлиған ақ көңүл мутәпәккүрләр вә ақ көңүл идийә кам. (Вәли)