Хитай һөкүмити миллий аптономийә мәсилилири бойичә ақ ташлиқ китаб елан қилди
2005.02.28
Хитай дөләт кабинти 28 - феврал күни "хитайдики миллий аптономийилик җайлар" намида миллий мәсилиләр бойичә, җәмий 12 миң хәтлик ақ ташлиқ китабни елан қилди.
Китабта хитайдики һәр қайси милләтләрниң һоқуқта баравәрлики, 1949 - йили 9- айдин башлап аз санлиқ милләтләргә йүргүзүлгән миллий аптономийә сияситиниң зор мувәппәқийәтләргә еришкәнлики, 2003 - йилғичә хитайда җәмий 155аптономийилик җай қурулғанлиқи, буниң ичидә 5 миллий аптонум район, 30 аптонум област һәмдә 120 аптонум наһийә қатарлиқ аптономийилик җайлардики милләтләрниң аптономийә һоқуқидин толуқ бәһриман қилинғанлиқлири тилға елинип, миллий аптоном райондин башқа, аз санлиқ милләтләрниң топлишип олтурақлишиш алаһидикигә қарап, аптоном област, аптонум наһийә қатарлиқ аптономийә сиясәтлирини қоллинип милләтләрниң өз өзини идарә қилиш һоқуқини капаләткә игә қилғанлиқи тәкитләнгән.
Миллий аптономийилик мәсилиләр һәққидики тунҗи ақ ташлиқ китаб
Бу хитайниң миллий аптономийилик мәсилиләр һәққидә тунҗи қетим ақ ташлиқ китаб елан қилиши болуп һесаблиниду. Ақ ташлиқ китабта хитай һөкүмитиниң йүргүзүватқан миллий аптономийә сияситиниң милләтләрни қайси һоқуқлардин бәһриман қилғанлиқи омумий җәһәттин йәкүнлинип, аптономийилик җайларниң қанун чиқириш, тил -йезиқни тәрәққий қилдуруш, диний етиқад әркинлики шундақла өрп -адәтлирини қоғдаш әркинлики барлиқи илгири сүрүлгән.
Аз санлиқ милләтләр әмәс, өзиниң хитай миллитиниңму әң асасий кишилик һоқуқи капаләткә игә қилинмиған бүгүнки хитайда, башқа аз санлиқ милләтләрниң һоқуқидин техиму сөз ачалмаймиз.
Ақ ташлиқ китабта йәнә хитай йеқинқи заман тарихида һәр қайси милләтләрниң иттипақлишип, хитайни парчилашни мәқсәт қилған тибәт мустәқилчилири, шәрқий түркистан мустәқилчилири, манҗурийә мустәқилчилиригә охшаш бөлгүнчи күчләргә бирликтә зәрбә берип, хитайниң бирликини ишқа ашуруп бирликтә тәрәққий қиливатқанлиқи тәкитлигән.
Уйғурлар аптономийидин бәһриман болуп бақмиған
Хитай һөкүмитиниң миллий мәсилиләр һәққидә ақ ташлиқ китабни елан қилиши, чәтәлләрдики тибәт һәм уйғур тәшкилатлириниң күчлүк қаршилиқ инкаслирини мәйданға кәлтүрди. Улар хәлқара мәтбуатлири арқилиқ хитай һөкүмитиниң миллий аптономийилик мәсилиләр һәққидә елан қилған ақ ташлиқ китабқа рәддийә бәрмәктә.
Тәйвән мәркизи ахбарати һәмдә америкидики бир қанчә хәлқаралиқ мәтбуат орунлириниң зияритини қобул қилған дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит әпәнди, хитай һөкүмитиниң аптономийә сияситиниң уйғур ели вә башқа аз санлиқ милләт районлирида охшашла күчкә игә болмай келиватқанлиқини әскәртип, хитайниң бу китабни елан қилиштики мәқситиниң хәлқараниң көзини бояш икәнлики, өз рәһбәрлирини сайлаш вә әң аддий инсан һоқуқлириға еришмигән уйғурларда, аптономийә һоқуқидин еғиз ечиш мумкин әмәсликини, мустәқиллиққа еришмигичә һәқиқи инсан һоқуқидин бәһриман болушниң мумкин әмәсликини ейтти.
Ричиң җаши: аз санлиқ милләтләрниң һоқуқидин техиму сөз ачалмаймиз
Хитайдики миллий мәсилиләр өткүр районниң йәнә бири - тибәт аптонум райони. Чәтәлләрдә һәрикәт қиливатқан тибәт тәшкилатлириму тибәт хәлқиниңму охшашла һечқачан хитайниң аталмиш аптономийә һоқоқидин бәһриман болуп бақмиғанлиқини илгири сүриду, шундақла улар бирдәк хитай елан қилған миллий мәсилиләр һәққидики ақ ташлиқ китабниң мәзмунлирини инкар қилмақта. Амеркидики хәлқара тибәт һәрикити тәшкилатидин ричиң җаши бу һәқтә радиомизға баянат бәрди:
"Хитайниң миллий аптономийилик мәсилиләр һәққидә елан қилған ақ ташлиқ китабида һич бир йеңилиқ йоқ. Хитай һөкүмити йәнила, тәшвиқатида барлиқ милләтләр баравәрдәк, уларниң һоқуқлири капаләткә игә қилинғандәк көрсүтүпту. Бирақ, аз санлиқ милләтләр әмәс, өзиниң хитай миллитиниңму әң асасий кишилик һоқуқи капаләткә игә қилинмиған бүгүнки хитайда, башқа аз санлиқ милләтләрниң һоқуқидин техиму сөз ачалмаймиз.
Хитай коммунистик һөкүмити хитай дегән көп милләтлик бир дөләт дәп көрситиду, әмма бизни аз санлиқ милләт дәп айрийду, буниң өзидила зиддийәт бар, хитай һөкүмити милләтләрниң һоқуқи барлиқини көрситиш үчүнла уларни милләтләргә һәм миллий районларға айрийду, районларниң өзиниму йәнә нәччә районға айрийду. Әмәлийәттә, уларниң һоқуқи капаләтләнмигән. Аптонум районларни башқуридиған секритарларниң һәммиси хитай. Бу мәсилиниң өзила бу аз санлиқ милләтләрдә әң асасий сиясий һоқуқниң йоқлиқини көрситиду".
Арқа көрүнүш
Хитай һөкүмитиниң миллий аптономийилик мәсилиләр һәққидики ақ ташлиқ китабини америка ташқи ишлар министирлиқиниң хитайниң кишилик һоқуқ йиллиқ доклатини елан қилиши билән бир күндә елан қилиши ташқи дуняниң сәзгүрликини қозғимақта.
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат әпәнди хитай һөкүмитиниң бу мәзгилдә сәзгүр болған миллий мәсилиләр һәққидә мәхсус ақ ташлиқ китаб елан қилишидики мәқсиди һәққидә тохтилип, америка ташқи ишлар министирлиқи хитайниң кишилик һоқуқ йиллиқ доклатини елан қиливатқан, хәлқара җәмийәтниң хитайдики кишилик һоқуқниң дәпсәндә қилиниватқанлиқини аңлитиватқан вә б д т кишилик һоқуқ йиғиниға аз қалған мушундақ бир пәйттә, хәлқараниң көзини бояш үчүн икәнликини оттуриға қойди.
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң, хитайниң дүшәнбә күни миллий аптономийилик мәсилиләр бойичә елан қилған ақ ташлиқ китабиниң мәзмунлириға қандақ баһа беридиғанлиқи, бу китабниң хитай кишилик һоқуқ йиллиқ доклати билән тәң елан қилинишидики тасадипийлиққа қандақ қарайдиғанлиқиға җаваб елиш үчүн телефон қилғинимизда, хитай ишлириға мәсул кәтрина ханим бу һәқтә сәйшәнбә күни мәтбуатларниң зияритини рәсми қобул қилидиғанлиқини билдүрди. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайниң "миллий территорийилик аптономийиси" намлиқ ақ ташлиқ китабидики тарихи асасларниң асаси барму?
- Америка ташқи ишлар министирлиқи йиллиқ кишилик һоқуқ доклатини елан қилди
- Кишилик һоқуқ күзитиш тәшкилатиниң 2004 - йиллиқ доклати
- Америка дөләт мәҗлиси хитайниң кишилик һоқуқ хатирисини әйиплиди
- Америка хитайниң "мудапиә ақ ташлиқ китаби" ға инкас қайтурди