"Армийини һимайә қилиш" дегән уйғур хәлқиғә мәҗбурий теңилған сиясий һәрикәт


2006.07.31

armiye-yertwresh-200.jpg
2003 – Йили февралда чоңқурчақта йәр тәвригәндин кейин, бир хитай азадлиқ армийиси әскири йолда поста турмақта. AFP

"Шинхуа агентлиқи", "шинҗаң гезити", иқтисад гезити" қатарлиқ хитайчә учур тармақлириниң хәвәр қилишичә, 7 ‏- айниң 31 ‏- күни үрүмчидә армийини һимайә қилиш, хәлқни сөйүш нәмуничилирини мукапатлаш чоң йиғини" дәп аталған бир чоң йиғин ечилған. Йиғинда хитай коммунист партийә мәркизий комитети сиясий бюросиниң әзаси ваң лечуән ғулҗа шәһиридики сайбойи аһалилар комитети қатарлиқ армийини сөйүш" буйичә нәмуничи орунларға, қадир бақи қатарлиқ армийини сөйүш" вә "милләтләр иттипақлиқи нәмуничилири" дегән шәхсийләргә, хитай армийисиниң "хәлқни сөйүш буйичә нәмуничи орун" дегән қисимлириға шәрәп мукапати бәргән. Бу йиғинға ләнҗу һәрбий райониниң комессариму келип қатнашқан.

Хитайниң учур - вастә тармақлири уйғур аптоном райони 50 нәччә йилдин буян хитайниң дөләт мудапиә қисимлири үчүн 2 милярд 500 милйон йүәндин артуқ пул мәбләғ салғанлиқи; 3 милйон 400 миң модин артуқ йәр -земин аҗритип бәргәнлики; хитай дөләт мудапиә қисимлиридин чекингән һәрбийләрдин 200 миңдин артуқ кишини қобул қилип вәзипигә орунлаштурғанлиқи; хитайниң дөләт мудапиә қисимлириниң аилә тәвәлиридин 60 миңидин артуқ кишини ишқа орунлаштурғанлиқи; хитайниң дөләт мудапиә қисим хадимлириниң балилиридин 110 миңдин артуқ кишини мәктәпләргә қобул қилғанлиқи қатарлиқларни уйғур аптонум райониниң хитайниң дөләт мудапиә қисимлири үчүн қошқан төһпилири дәп алаһидә гәвдиләндүрүп мәдһийилигән.

Баш штаби германийидики дуня уйғур қурултийиниң баш катиби долқун әйса әпәнди бу мунасивәт билән зияритимизни қобул қилип, немә үчүн хитай һөкүмити 1 ‏- авғуст армийә байримини уйғурларға қарита алаһидә сиясий түс билән елип баридиғанлиқиниң сәвәблирини тәһлил қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.