"Мухбирларни тәқдирләш бәлгилимиси" ниң мәқсиди немә?


2005.08.22

Йеқинда "хитай яшлар гезити" йеңидин бир хил мухбирларни тәқдирләш бәлгилимисини елан қилди. Мәзкур бәлгилимидә көрситилишичә, әгәр мухбирларниң язған мақалиси партийә вә һөкүмәт әмәлдарлириниң махтишиға еришәлисә, мақалә язғучи мухбирға мукапатлаш номури қошулидикән. Қошулидиған номур қанчә көп болса мақалә игиси шунчә көп пайда алидикән.

Әмәлдарларниң баһаси һәммидин қиммәтлик

Мәзкур бәлгилимидә гәрчә "баһалашта китабханларниң пикириму асас қилиниду" дейилгән болсиму, әмма амминиң баһалишиға берилидиғини пәқәт 50 номур икән. Әгәр йезилған мақалә иттипақ комитети рәһбәрлириниң махтишиға еришәлисә 80 номур, һөкүмәт рәһбәрлириниң махтишиға еришәлисә 100 номур, хитай тәшвиқат министирлиқиниң махтишиға еришәлисә 120 номур қошулидикән. Әң юқири дәриҗилик номур 300 болуп, бу номурни пәқәт мақалиси мәркизий комитет рәһбәрлириниң махтишиға еришкәндила андин қолға кәлтүргили болидикән. Демәк мақалиниң дәриҗиси адәттики китабханларни баһалишиға әмәс, бәлки һөкүмәт әмәлдарлириниң баһалишиға қарап өрләйдикән.

юқиридики бу бәлгилимә "хитай яшлар гезити" дә ишләйдиған хизмәтчиләрниң қаттиқ наразилиқини қозғиған. Мәлуматларда ейтилишичә, йеқинда "хитай яшлар гезити" ниң тәһрири ли датуң гезитхана рәһбәрлиригә 10 миң хәтлик нарази билдүрүш хети йезип, "хитай яшлири гезити" ниң баш тәһрири ли ерляң вә мәркизий иттипақ комитет секритари җав юңни қаттиқ тәнқидлигән.

Мәқсәт йәнила мәтбуатни қаттиқ контрол қилиш

Көплигән анализчилар "бу хил бәлгилиминиң оттуриға чиқиши, һөкүмәтниң мухбирларни қул орнида көрүватқанлиқини көрситип бериду" дәп билдүрмәктә. Улар йәнә "бу хил бәлгилимини бекитиштики мәқсәт, пәқәт кәң китабханларни әмәс, бәлки һоқуқдарларни хуш қилиш вә рази қилиш үчүндур, дәп көрсәтмәктә.

Вашингтондики хитай учур мәркизиниң мәсули ву хуңда әпәнди "хитай яшлар гезити" тәрипидин бекитилгән бу хил мухбирларни тәқдирләш бәлгилимисигә баһа берип мундақ деди:

"Мәнчә бу бәлгилимә, қаримаққа йеңи бир хил түзүмдәк көрүнгини билән, әмәлийәттә йәнила кона принсипни асас қилған. Йәни кона принсип бойичә, йеңи усул арқилиқ мәтбуатни контрол қилишниң тәдбири. Һәммимизгә мәлумки, хитай компартийисиниң ичидә тәшвиқат бөлүми дәп атилидиған алаһидә бир орган бар. Бу хил орган әйни чағда пәқәт гетлерниң фашист гуруһидила мәвҗут болған болуп, һазир коммунист хитайдин башқа һечқандақ дөләттә мәвҗут әмәс. Хитай компартийиси дәл мушу орган арқилиқ пүтүн мәтбуатларни контрол қилип кәлмәктә. Шуңа һазир гәрчә, сиз хитайда санаәт, йеза игилик, банка вә қатнаш қатарлиқ саһәләрдә көпләп мәбләғ селип, сода қилалиғиниңиз билән, маарип, нәшрият яки мәтбуат саһәлиридә һәргизму бундақ әркинликкә игә болалмайсиз, мәсилән, өз алдиңизға радио истансиси яки телевизийә истансиси дегәндәкләрни қурушиңиз һәргизму мумкин әмәс. Чүнки буларниң һәммиси хитай компатийисиниң җан томури болуп һесаблиниду. Бундин илгири коммунист хитай мәтбуат саһәсидә ишлигәнләрни коммунизм идийиси вә мав зедуң идийиси билән қоралландуратти, һазир болса хитайда һәммила адәм пулға интилидиған болғачқа, бу хил номур қоюп баһалаш вә мукапатлаш дегәндәк усулни қолланмақта. Мәқсәт йәнила мәтбуатни қаттиқ контрол қилип туруш".

Толиму күлкилик иш

Радиомизниң обзорчиси чиң җин суң әпәнди америка шундақла хитайниң ахбарат саһәсидики пәрқлири һәққидә тохтилип, өз көз қарашлирини мундақ баян қилди:

" Әгәр мухбирларниң язған мақалисини баһалаш һәққидики бу хил бәлгилимә америкиниң мәтбуат саһасидә чиқирилған болса, йәни "мухбирларниң язған мақалисини чоқум президент буш яки америка һөкүмәт әмәлдарлириниң баһалишиға қарап туруп мукапатлаш керәк" дегәндәк бәлгилимә оттуриға қоюлидикән, ундақта бу бәкму күлкилик бир иш болуп қалиду. Шундақла чоқум америкидики һәр қайси саһәләрниң қаттиқ қаршилиқиға учрайдиған бир иш болиду. Шуңа бу хил әһвалниң америкиға охшаш демократик ғәрб дөләтлиридә йүз бериши һәргизму мумкин әмәс. Чүнки һазирқи заман демократик дөләтләрдә мәтбуат болса өз алдиға мустәқил болған, йәни һөкүмәт орунлири билән һечқандақ алақиси болмиған бир орган болуп һесаблиниду, униң вәзиписи, пүтүн җәмийәтни вә шундақла һөкүмәт орунлирини назарәт қилиш вә кәң амма үчүн хизмәт қилип, уларни һәрхил учурлар билән тәминләштур. Хитайда болса дәл буниң әкси болуп, мәтбуат пүтүнләй хитай һөкүмитиниң вә шундақла хитай компартийисиниң хәлқни контрол қилидиған қоралиға айланған".

Вашингтондики хитай учур мәркизиниң мәсули ву хуңда әпәнди ахирида йәнә " йеқинқи йиллардин буян хитайниң мәтбуат саһасидә, бир қисим мухбирлар һәқиқәт үчүн яшаш, һәқиқәт үчүн раст гәп қилиш йолини таллимақта. Лекин бундақ мухбирлар йәнила наһайити аз санни игилигән болуп, көплигән мәтбуат хадимлири йәнила өз мәнпәәти үчүн, виҗданини сетип, коммунист хитайниң қули болуп яшаватиду" дәп билдүрди. (Меһрибан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.