Б д т әмәлдари уйғур аптоном районида мәһбуслар билән сөһбәт елип бариду


2005.08.24

Б д т кишилик һоқуқ комитетиниң тән җазасини тәкшүрүш мәсилилири бойичә пәвқуладдә әмәлдари манфрид новак, бу йил 11 - айниң 21 - күнидин 12 - айниң башлириғичә уйғур аптоном райониниң үрүмчи, ғулҗа шәһәрлири, тибәтниң лхаса, хитайниң бейҗиң вә җинән шәһәрлиридә тәкшүрүш елип бариду.

Манфрид новакниң сәйшәнбә күни ашкарилишичә, хитай һөкүмити униң юқириқи районлардики түрмиләрни алдинала уқтуруш қилмай туруп тәкшүрүш вә мәһбуслар билән хали сөһбәт елип беришкә қошулған. Әмма хитай һөкүмитиниң вәдисидин гуман қилғучилар, бейҗиң даирилириниң вәдисигә ишинуип кәткили болмайду, дәп агаһландурмақта.

Тунҗи қетимлиқ зиярәт

Мәсилиниң йәнила мәвҗут болуп турушидики сәвәп, хитайда идарә - органлар ислаһати елип берип, түрмә сақчилириға әгәр улар мәһбусларни қийниса яки кәмситсә җавабкарлиққа тартилидиғанлиқини билдүрүшниң зөрүрликидур.

Б д т ниң тән җазасини тәкшүрүш мәсилилири бойичә пәвқуладдә тәкшүрүш әмәлдари манфрид новак сәйшәнбә күни мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүп, хитай һөкүмитиниң юқирқи районларда тәкшүрүш елип беришкә тәклип қилғанлиқини билдүрди. Әгәр новакниң зиярити тосалғусиз әмәлгә ашса, бу б д т юқири дәриҗилик әмәлдариниң тунҗи қетим уйғур аптоном районидики түрмиләрни зиярәт қилиши шундақла уйғур мәһбуслар билән сөһбәт елип бериши болуп қалиду.

Көзәткүчиләр, б д т кишилик һоқуқ әмәлдариниң уйғур аптоном районидики зиярити, хәлқара җәмийәтниң мәзкур райондики кишилик һоқуқ вәзийити вә мәһбуслар мәсилисидин җидди әндишә қиливатқанлиқини көрситиду, дәп қаримақта.

Манфрид новак: хитай һөкүмитиниң қошулғанлиқиға хурсәнмән

Новакниң хитайдики тәкшүрүш паалийити 21 - күнидин 12 - айниң башлириға қәдәр давамлишиду. Униң америка авази радиосиға ашкарилишичә, бейҗиң һөкүмити униң халиған түрмидә тәкшүрүш елип беришиға рухсәт қилған. У, бәзи хас дилолар үстидин тәкшүрүш елип баридиғанлиқини билдүрди. Манфрид новак мундақ дәйду:

" Илгири мениң вәзипәмдики әмәлдар хитайни зиярәт қилишни илтимас қилған иди. Бу б д т ниң тан җазасини тәкшүрүшкә мәсул пәвқуладдә әлчисиниң адәттики тәкшүрүш усули. Бирақ бу зиярәт хитай һөкүмитиниң қошулуши астидила әмәлгә ашиду. Узун мәзгиллик сөһбәтләрдин кейин хитай һөкүмитиниң тәкшүрүш нишанлиримизни қобул қилғанлиқидин хурсәнмән. Бу дегәнлик мән алдинала уқтуруш қилмай туруп өзәм халиған түрмини шундақла түрмидики һәрқандақ бир мәһбус билән хали сөһбәт елип бараламән дегәнликтур. Мән йәнә хитайниң һәр қайси җайлиридики түрмиләрни тәкшүрәләймән. Әпсуски хитай болса земини чоң дөләт. Мениң зиярәт сәпирим икки һәптилик. Шуңа санақлиқ бир қанчә түрмини тәкшүрәлишим мумкин."

Сиясий мәһбусларға өлүм җазаси берилидиған санақлиқ районниң бири

Манфрид новакниң тәкшүрүш пилани бойичә, у алди билән бейҗиңда хитай һөкүмәт әмәлдарлири билән сөһбәт елип барғандин кейин, уйғур аптоном райони билән тибәт аптоном районидики түрмиләрни тәкшүриду.

Уйғур аптоном райони дуня бойичә сияси мәһбусларға өлүм җазаси бериш вә уларға тән җазаси бериш билән даң чиқарған санақлиқ районларниң бири. Б д т кишилик һоқуқ комитетидики әмәлдарлар илгири уйғур аптоном районида тәкшүрүш елип беришни көп қетим тәләп қилған. Өткән б д т ниң тән җазасини тәкшүрүш мәсилилири бойичә манфрид новактин илгирики пәвқулладә әмәлдари тйо вән бовен, хитай һөкүмити униң уйғур аптоном районида тәкшүрүш елип беришни тәлипини рәт қилғанлиқи сәвәбидин хитайда елип баридиған тәкшүрүшини кечиктүргән иди.

Манфид новакниң тәкитлишичә, у тәкшүрүш җәрянида еришкән биринчи қол матирялларға асасән имканийәтниң баричә әмәлийәткә уйғун доклат һазирлашқа тиришидикән. Новак мундақ дәйду: " икки һәптилик тәкшүрүш паалийити ахирлашвандин кейин, мән мухбирларни күтүвелишйиғини чақирип, дәсләпки тәкшүрүш нәтиҗисидин мәлумат беримән. Келәр йили баһарда б д т кишилик һоқуқ комитетиға тәкшүрүш доклатини сунимиз".

Тән җазаси бериш уйғур аптонум районида омумйүзлүк әһвал

Америка авази радиосиниң хәвәр қилишичә, хитайда турушлуқ америка әлчиханиси бейҗиң даирилириниң б д т тән җазасини тәкшүрүш әмәлдари билән сөһбәт елип барған мәһбуслардин, кейин өч алмайдиғанлиқини вәдә қилған. Әмма хитай түрмисидә йетип баққан мәһбусларниң агаһландурушичә, хитай даирилириниң вәдисигә йәңгиллик билән ишәнгили болмайдикән.

Хитай дуня бойичә мәһбуслар сани әң көп дөләт. Гәрчә хитай һөкүмити мәһбусларға тән җазаси беришни әйибләп, сот вә тәптиш даирилирини җавабкарларға һөкүм елан қилғанда зиядә қәтий болушниң алдини елиш тоғрисида агаһландурсиму, әмма күзәткүчиләр мәһбусларни тән җазаси билән иқрар қилдуруш вә уларниң мәҗбури иқрари бойичә һөкүм елан қилиш истилиниң уйғур аптоном районида омумйүзлүк әһвал икәнликини илгири сүрмәктә.

Тән җазаси бәргәнләрниң җавабкарлиқини сүрүштүрүш муһим

Хәлқара кәчүрүм тәшкилатидики марк әллисенниң тәкитлишичә, хитайда тән җазасиниң алдини елиш үчүн хитай әдлийә системисида қурулма характерлик ислаһати елип беришкә тоғра келидикән. У, мундақ дәйду: " мәсилиниң йәнила мәвҗут болуп турушидики сәвәп, хитайда идарә - органлар ислаһати елип берип, түрмә сақчилириға әгәр улар мәһбусларни қийниса яки кәмситсә җавабкарлиққа тартилидиғанлиқини билдүрүшниң зөрүрликидур."

Хитай һөкүмити 2004 - йили елан қилған кишилик һоқуқ тоғрисидики ақ ташлиқ китабта, али тәптиш мәһкимиси мәмликәт бойичә дөләт хадимлириниң халиғанчә қолға елиш, қийнап иқрар қилдуруш, тән җазаси бериш, мәһбусларни кәмситиш кишилик қилмишлири үстидин тәкшүрүш паалийити йолға қойғанлиқини билдүргән иди.

Ақ ташлиқ китабта тәкитлишичә, хитайда мәмликәт бойичә 90 ٪ тин артуқ түрмә, тутуп туруш орни, әмгәк билән өзгәртиш лагири вә нөвәтчи хадимларниң лаяқити өлчәмгә тошудикән шундақла мәһбусларниң қануни һоқуқи қоғдалмақтикән. Хитай һөкүмити йеқинқи йиллардин бери хәлқара җәмийәтниң хитайда кишилик һоқуқ мәсилилири бойичә тәкшүрүш елип беришиға қисмән йол қойған болсиму, әмма тәкшүрүш хадимлириниң мәһбусларға тән җазаси бериливатқанлиқи тоғрисидики тәнқидини рәт қилмақта. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.