Бешкәктә сақчилар намайишчиларни тутқун қилди
2005.03.23
Қирғизистанниң бешкәк шәһиридә 23-март күни сайламдин нарази болған өктичи күчләр вә яшлар йиғилип, демократийини кеңәйтиш тәшәббусини оттуриға қойди һәмдә җалалабад вә ош вилайәтлиридики наразилиқ һәрикәтлирини қоллайдиғанлиқини билдүрди.
Йиғилишқа 400 дин артуқ яшлар қатнашқан болуп, 200 дин артуқ сақчи уларни қоршивалған вә йиғинға қатнашқанларни қопаллиқ билән һәйдигән вә урған.
Бу һәқтики тәпсилий мәлуматларни, бешкәктики ихтияри мухбиримиз турсун исламдин аңлаң.
©
2005 Radio Free Asia