Биңтүән хитайлириниң һөкүмәткә болған наразилиқи күчәймәктә


2005.08.19

Хитай ичидә мәхпий қурулған җуңхуа милли азадлиқ бирләшмисиниң иҗраийә һәйәт әзаси ли чике әпәнди йеқинда, америкида нәшр қилиниватқан "улуқ ира гезити" мухбириниң зияритини қобул қилип, өзиниң 1980 - йилларниң ахирилири уйғур елидики мәлум бир қисимниң офитсери болуп ишлигәнликини мәлум қилиш билән бир вақитта, мәзкур җайдики ишләпчиқириш қурулуш армийиси йәни биңтүән һәққидә мәлумат бәргән.

Ли чике әпәнди хитай һөкүмитиниң уйғур елидә немә үчүн биңтүәнни қурғанлиқи, биңтүәндики хитай көчмәнлириниң турмуш сәвийисиниң охшаш әмәслики, улар өз юртлириға қайтип кетишни ойлисиму, хитай һөкүмитиниң буниңға йол қоймаватқанлиқини вә қәлби нәпрәткә тошқан биңтүән хәлқиниң өз һоқуқини қоғдаш үчүн һәрикәт елип бериш нийитигә кәлгәнликини ейтқан.

Бурун уйғур елидә узун йил биңтүәндә ишлигән, һазир малайшияда турушлуқ уйғур зиялийси әркин әпәнди зияритимизни қобул қилип, биңтүәндики хитай пуқралириниң турмуш сәвийисиниң һәқиқәтән охшаш әмәслики вә биңтүән хадимлириниң өз һоқуқини қоғдаш йолида һәрикәт елип бармақчи болуватқанлиқи һәққидә тохталди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.