Америка- японийә бихәтәрлик қошма баянати -тәйвән боғузиниң тинчлиқи үчүн
2005.02.22
Америкиниң ташқи ишлар министири райс ханим вә дөләт мудапиә министири рамисфелд әпәнди японийиниң ташқи ишлар министири нобутака макимура әпәнди вә мудапиә министири йошинори оһно әпәнди, 2005 - йили 2 - айниң 19 - күни, вашингтонда америка - японийә бихәтәрлики тоғрисида мәслиһәт өткүзүп, икки тәрәп бирликкә кәлгән мәсилиләр буйичә қошма баянат елан қилған иди.
< Баянатниң муһим ноқтиси америка билән японийә иттипақ түзүш
Америка билән японийидин ибарәт бу икки дөләт оттурисида бирликкә кәлгән 10 маддилиқ қошма баянатниң тулуқ текисти бесилған "көзүтүш" жорнилида баян қилинишичә, бу қошма баянатниң мәркизи ноқтиси америка билән японийә иттипақ түзүш, америка билән японийиниң бихәтәрликини вә иқтисади гүлләп яшнишини капаләтләндүрүш, район даирилик вә йәр шари характерлиқ тинчлиқни вә турақлиқини кучайтиштин ибарәт.
Бу қошма баянатта йәнә америка билән японийиниң афғанистан, ирақ қатарлиқ оттура шәрқ дөләтлири мәсилисидики һәмкарлиқиниң мувәппиқийәтлирини тәрәққи қилдуруш, қарши дөләтләрниң башқурилидиған бомба системисини тосуш иқтидарини ашуруш, шимали корийини шәртсиз һалда атом қораллирни әмәлдин қалдуруш сөһбитигә елип келип, пүтүн корийә йерим арилиниң бирликкә кәлтүрүлүшини илгири сүрүш, хәлқаралиқ терроризмни вә ядро қоралларниң тарилип кетишини тосуш, хитайниң һәрбий тәйярлиқини учуқ - йоруқ қилиш, русийини асия - тинчлиқ окян районида муһим рол ойнашқа риғбәтләндүрүш, японийини бирләшкән дөләтләр тәшкилати бихәтәрлик кеңишиниң даимий әза дөләт салаһитигә йәткүзүш, хәлқарада терорчилиқни йилтизидин қурутуш қатарлиқ мәсилиләрдә көз қараш бирлики һасил болғанлиқи җазаланған.
Коң чуән: тәйвән җоңгониң айрилмас бир қисми
"Асия малийә гезити" ниң хәвәр қилишичә, америка - японийә бихәтәрлик қошма баянатида тәйвән боғузидики җиддийликни пәсәйтиш америка билән японийиниң "ортақ истратегийилик нишани" дәп җакарланғанлиқиға, хитайни тәйвән арилиға қарита 600 данә башқурилидиған бомба орунлаштурди, дәп әйибләп, буниң үчүн хитайниң "һәрбий муддиаси учуқ - йоруқ булуши керәк" тәкитлигәнликигә қарита, хитай ташқи ишлар министирликиниң баянатчиси коң чүән әпәнди наразилиқ билдүрүп "тәйвән хитайниң айрилмас бир қисми. 1949 - Йили, хитайдики гоминдаң партийиси ички урушта хәлқтин айрилип қечип бу арални бесивалғандин буян, бу арал қайтидин бирликкә кәлтүрүшни күтүп турмақта. Хитай бу баянатта оттуриға қуюлған көз қарашларға қарши туриду. Америка билән японийә тәйвән мәсилиси тоғрисида өзлири бейҗиңниң "бир җоңго" сияситигә қошулуп бәргән вәдиләргә әмәл қилиши керәк" дегән.
Тәйвәнгә қаритилған "қизил террорлуқ"
"Дуня гезити" дә баян қилинишичә, бейҗиңниң "дөләтниң бөлүнишигә қарши туруш" үчүн түзмәкчи болған қануни тәйвән боғузидики икки тәрәпниң мәдәнийәт алмаштуруш асасини үзүл - кесил йоқ қилиду. Шундақла у , тәйвәндики чен шуйбйән һөкүмитиниң буниңға қарши һалда "қошивелишқа қарши туруш қануни" түзүп чиқишини кәлтүрүп чиқириши мумкин. Бейҗиңниң "бөлүнүшкә қарши туруш қануни" түзүш һәрикити, әмәлийәттә коммунист партийиниң уруш қилиш һоқуқини қанунлаштурушни мәқсәт қилиду, бу, тәлтөкүс "қизил террорлуқ".
Тәйвәнгә чеқилиш -- америка - японийә бихәтәрлик келишимигә чеқилғанлиқ
Тәйвәндә чиқидиған "хитай вақит гезити" дә баян қилинишичә, бу қетим америка билән японийә бирлишип бихәтәрлик мәсилиси бойичә җакарлиған қошма баянат - хитайға тәйвәнгә қарита һәрбий тәвәккулчилик қилиштин қол үзүш тоғрисида агаһландуруш беришни вә тәйвән боғузиниң торақлиқлиқини сақлашни мәқсәт қилиду.
Тәйвәнниң көп санлиқ қанун палата әзалири америка билән японийә бирлишип тәйвән боғузини өзиниң ортақ нишани қилғанлиқи тәйвәнниң мәпәәтигә уйғун, дәп қарайду. Коммунист хитай 1996 - йили, сабиқ совет иттипақиниң җәндисигә варслиқ қилип чоң һәрбий мәшиқ елип берип, америка билән японийиниң бихәтәрлик килишимини тәсәввурдики дүшмән қилип нишанлиғандин кейин, 1997 - йили, америка - японийә бурунқи бихәтәрлик кишилимигә қайтидин түзүтүш киргүзүп "тәйвәнни өз ичигә алған әтраптики җайларда һәрбий вәқә йүз бәрсә, у америка - японийә бихәтәрлик килишимигә қаритилғанлиқ болиду" дәп җакарлиған иди. Бу қетимқи америка - японийә бихәтәрлик қошма баянатини йәнә коммунист хитайниң "бөлүнүшкә қарши туруш қануни" түзмәкчи болғанлиқи кәлтүрүп чиқарди. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка вә японийә тәйвән мәсилисини ортақ бихәтәрлик рамкиси ичигә алди
- японийә - хитай мунасивитидә сүркилишләр мәйданға кәлмәктә
- Америкида тәйвән билән дипломатик мунасибәтни әслигә кәлтүрүш лайиһиси оттуриға қойди
- Америка тәйвәндики депломатлирини актип вәзипидики һәрбийләрдин таллайду
- Хитайниң "бөлүнүшкә қарши туруш қануни" тәрәпләрниң диққитини қозғиди