Хитай хәлқ қурултийи "дөләтни парчилашқа қарши туруш қануни" ни мақуллайду


2005.03.01

SAHK980310203760.jpg
Бейҗиңдики хәлқ сарийидин бир көрүнүш. AFP

Хитай хәлқ қурултийиниң 1 - март күни башлинидиған 14 - нөвәтлик йиғинидики муһим күнтәртипләрниң бири, "дөләтни парчилашқа қарши туруш қануни" ни мақуллаш болуп һесаблиниду. Бейҗиңдики һоқуқдар затлар, мәзкур қанун лаһийисиниң асаси қанун характерлик һөҗҗәт болуп қалидиғанлиқини билдүрмәктә. Хитай мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, чиқирилиш алдидики қанунда дөләтни парчилаш йолидики һәрикәтләргә қарши қораллиқ күчләрни ишлитишниң алдинқи шәртлири бекитилидикән.

Бу қетимқи қурултайниң күнтәртипи бойичә, "дөләтни парчилашқа қарши туруш қануни" 3 - айниң 8 - күни қурултай вәкиллириниң мақуллушиға сунилиду. Қанун лаһийисигә хитай хәлқ қурултийиниң муавин мудири ваң җявго чүшәнчә беридикән. Хоңкоңда чиқидиған бейҗиңпәрәс "вен хуй гезити ", мәзкур қанунни тәйвән сияситиниң низамлаштурулуши, дәп көрсәтти. Мәзкур қанунниң чиқирилған мәзгили тәйвән боғузи икки қирғизи мунасвитиниң интайин назук дәвригә тоғра кәлмәктә.

Қанунниң мәқсиди тәйвән мәсилисидики пассип вәзийәткә хатимә бериш

Америка вескансон университити сияси пәнләр пакултитиниң мудири доктор ваң җйәнвей, мәзкур қанун тәйвән президенти чен шүйбйәнниң асаси қануниға түзүтүш киргүзүш һәрикитигә тақабил турушни мәқсәт қилиду, дәп көрсәтти. Ваң җйәнвей мундақ дәйду: " өткәнки бир қанчә йилдин бери чоң қуруқлуқниң тәйвән сияси пассип орунға чүшүп қалған. Бу қанун арқилиқ пассип вәзийәткә хатимә беришни ойлиған болуши мүмкин. Бирақ, әң муһим чен шүйбйәнниң асаси қанунға өзгәртиш киргүзүш һәрикитигә қарши турушни мәқсәт қилиду."

Тәйвән мәсилиси хитайниң нәзиридә қануни мәсилигә айланди

Тәйвән һөкүмити, хитайниң "дөләтни парчилашқа қарши туруш қануни" чиқириш тиртишчанлиқини, тәйвән боғузиниң һазирқи һалитини бир тәрәплимилик һалда өзгәртишкә қануни асас һазирлаш үчүн урунуш , дәп тәнқитлимәктә. Ваң җйәнвей, хитай һөкүмитиниң тәйвән мәсилисини бир қануни мәсилә дәп тонушқа башлиғанлиқини билдүрди. Униң көрситишичә, " хитай чоң қурулуқи тәйвән мәсилисини ноқул сияси, иқтисади вә һәрбий мәсилила әмәс, бәлки бу бир қануни мәсилә дәп тонушқа башлиған.

У, " тәйвән мәсилисидә америкиниң 'тәйвән мунасивәт қануни' бар. Америка мушу қануни бойичә тәйвәнгә ярдәм бериватиду. Тәйвәндә өткән йили 'омуми хәлқ авазиға қоюш қануни' мақулланди. Тәйвән чоң қуруқлуқниң мәҗбурлишиға учриса, мушу қанун бойичә тәйвәнниң һазирқи сияси орнини өзгәртиши мумкин", дәп көрсәтти.

Мәзкур қанун тәйвән боғузидики мунасивәтләргә пайдисиз

"Дөләтни парчилашқа қарши туруш қануни" ни чиқириш тәклипи, хитай баш министири вен җябав өткән йили лондонни зиярәт қилғанда, әнгилийидики хитай муһаҗирлар тәрипидин оттуриға қоюлған. Вен җябав, хитай муһаҗирларниң тәклипигә җидди муамилә қилидиғанлиқини билдүргән иди. Ваң җйәнвейниң билдүрүшичә "дөләтни парчилаш қануни" дики сөз - ибариләр кишиләрниң тәсәвуридәк қаттиқ болмаслиқи мумкин. Бирақ у, мәзкур қанунниң чиқирилиши яхши чарә, дәп қаримайдиғанлиқини билдүрди. У мундақ дәйду: " бу қанунни чиқиришниң яхши чарә икәнликигә мениң гуманим бар. Лекин һазирқи әһвалға қариғанда бу қанун чоқум чиқирилидиғандәк қилиду. Әһвалдин қариғанда қанундики сөз- ибариләр бәк қаттиқ болмаслиқи мүмкин."

У йәнә мәзкур қанун тәйвән боғузи икки қирғиқиниң һазирқи мунасивитини юмшутуш үчүн пайдилиқ болмаслиқи мумкин, дәп көрсәтти.

Қанун " шинҗаң" билән шизаңға тәсир көрситиду

Ваң җйән вей "дөләтни парчилашқа қарши туруш қануни" уйғурларға тәсир көрситидиғанлиқини билдүрди. У мундақ дәйду: "бу қанунниң шинҗаң вә шизаңлар үчүн мәлум тәсири болуши мумкин. Чүнки, мениңчә бу қанун ноқул тәйвәнгила қаритилған әмәс. Гәрчә асалиқи тәйвәнгә қаритилған болсиму болсиму, лекин қанун рамкиси ичигә шинҗаң вә шизаңлардики бөлгүнчилик һәрикәтләр кириши мумкин.

Мәзкур қанун лаһийиси өткән йилниң ахири хитай хәлқ қурултийиниң даими ишлар комитети тәрипидин тәстиқлинип, хәлқ қурултийиниң мақуллушиға сунулған. Хоңкоңдики бейҗиңпәрәс мәтбуатларниң ашкарилишичә, мәзкур қанун җәми 10 маддидин тәркип тепиши мүмкин. Қанун лаһийиси ху җиңтав қол қойғандин кейин күчкә игә болиду. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.