Яврупа бирлики хитайниң "дөләтни парчилашқа қарши қанун" ниға инкас билдүрди
2005.03.15
Ғәрб мәтбуатлири, яврупа бирлики даимий һәйәт әзалириниң бир ариға келип, хитайниң "дөләтни парчилашқа қарши қанун лайиһиси" һәққидә мәхсус баянат елан қилғанлиқини билдүрди.
Мәзкур баянатта, яврупа бирлики хитайниң һәрқандақ шәкилдә тәйвәнгә қарита қорал ишлитиш һәрикити елип беришиға қәтий қарши икәнликини оттуриға қоюш билән биргә, бейҗиң билән тәйбей арисида чоқум диалог орнитиши керәкликини тәләп қилди.
Икки қирғақ вәзийитини җиддиләштурушкә болмайду
яврупа иттипақиниң нөвәттики рәисиму бу һәқтә баянат елан қилип, охшашла, яврупа бирликиниң қәти түрдә бейҗиң билән тәйбей оттурисида қорал тоқунуши йүз беришигә йол қоймайдиғанлиқини һәмдә икки тәрәпниң һәргизму тәйвән боғизиниң һалитини җиддиләштүридиған бир һәрикәттә болмаслиқини тәшәббүс қилди.
яврупа бирлики баянатида йәнә, "бир җоңго пиринсипи" да чиң туридиғанлиқини тәкитлигән болсиму, бирақ тәйвән боғизи икки қирғиқиниң чоқум тенчлиқ усули билән ихтилапларни йоқутушини, пәқәт мушу хил йол биләнла икки қирғақ муқимлиқини қолға кәлтүргили болидиғанлиқини қайта - қайта тәкитлиди.
Баянатта, хитай һөкүмитиниң тенчлиқтин һалқиған мәзкур қануни лайиһисиниң, икки қирғақ оттурисидики сүркилишниң техиму чоңқурлишишиға йол ачидиғанлиқи бу хил вәзийәтниң нөвәттә яврупа бирликини қаттиқ әндишигә селиватқанлиқи көрситилгән.
Хитайға чоң көләмдики һәрбий техника вә қорал сетилмайду
Гәрчә яврупа бирликиниң бу һәқтики баянатида, хитайға қаритилған қорал имбаргосини бикар қилиш һәққидә һечқандақ сөз ибариләр оттуриға қоюлмиған болсиму, бирақ күзәткүчиләрниң ейтишичә, хитайниң " дөләтни парчилашқа қарши қанун лаһийиси" йәнила юқирида тәкитләнгән қорал имбаргосини бикар қилиш тәшәббуси үчүн көләңгә чүшүридикән.
Бу һәқтә тохталған яврупа бирлики комититиниң әзалири, яврупа бирликиниң хитайниң мәзкур қануни сәвәбидин, асия районлиридики истратегийилик сияситидики тәңпуңлуқни өзгәртмәйдиғанлиқини, хитайғиму һечқачан чоң көләмдики һәрбий техника вә қоралларни сетип бәрмәйдиғанлиқини билдүрди.
Германийидики йешиллар партийисиниң рәиси яврупа бирликини, қорал чәклимисини бикар қилмаслиққа чақирди. У сөзидә : " тәйвән боғизи икки қирғиқиниң хәтәрлик тәрәққиятиниң алдини елиш үчүн, қорал имбаргосини бикар қилиш мәсилисини алдинқи шәрт қилип, хитайға бесим ишлитиш керәк" деди.
Хитай қилич арқилиқ мәқситигә йәтмәкчи
Сәйшәнбә күни франсийидики көплигән мәтбуатлар, хитайға қаритилған қорал имбаргосини бикар қилмаслиқни тәшәббүс қилған мақалиларни елан қилди. Франсийидә чиқидиған "арсас" гезитидә елан қилинған бир парчә обзорда, "бейҗиңниң бу һәрикитидин шуни көривилишқа болидики, хитай нөвәттә иқтисадий бөсүш вә пүтүн йәр шаридики базарни игиливилиш қәдими биләнму чоң дөләтләрниң орнини басалмайватиду, шуңа қилич арқилиқ мәқситигә йәтмәкчи боливатиду" дейилгән.
Русийиниң әндишиси
Бу арида, русийдики бир қисим мутәхәссисләрму, хитайниң " дөләтни парчилашқа қарши қанун лайиһиси" гә қәти қарши икәнликини билдүрүп, хитайниң кәлгүсидә өзлири үчүн бир тәһдит болуп қилишидин әндишилиниватқанлиқини тәкитлиди.
Уларниң қаришичә, гәрчә русийә билән хитай икки тәрәпниң земин вә чегра мәсилиси бир тәрәп қилинған болсиму, бирақ хитайниң оқутуш матирияллирида әйни заманда чар русийиниң қанунсиз һалда хитай зиминини бесивалғанлиқиға аит тарихи зиддийәтләр та һазирға қәдәр тилға илинмақта икән.
Шуңа русийә мутәхәссислири " хитай тәйвән мәсилисини бир тәрәп қилип болуп, нәзирини йирақ шәрққә йәни сибирийигә қаритиду, у чағда хитай русийигә һәқиқи тәһдит һесаблиниду, шуңа тәйвән мәсилиси бир тәрәп болмиған шараитта русийиниң бихәтәрликигә капаләтлик қилғили болиду" дийишмәктә.(Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай хәлқ қурултийи "дөләтни парчилашқа қарши туруш қануни" ни мақуллиди
- Тәйвән һөкүмити хитайниң "дөләтни парчилашқа қарши қануни" ға күчлүк қаршилиқ билдүрди
- Хитай хәлқ қурултийи "дөләтни парчилашқа қарши туруш қануни" ни мақуллайду
- Америка- японийә бихәтәрлик қошма баянати -тәйвән боғузиниң тинчлиқи үчүн
- Хитайниң "бөлүнүшкә қарши туруш қануни" тәрәпләрниң диққитини қозғиди