Америка президентиниң асия зияритидики муһим мәсилиләр


2005.11.14

US-BUSH-WAVE-19.jpg
Америка президенти буш 14-ноябир күни бир һәптилик асия сәпиригә учуштин бурун аяли билән кишиләргә қол пулаңшитмақта.AFP

Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, президент бушниң асия зияритидики түнҗи бекити японийә. У токйода японийә әмәлдарлири билән сода вә бихәтәрлик мәсилилири бойичә сөһбәт елип барғандин кейин, андин бу һәптиниң ахирлири җәнубий корийиниң басан шәһиридә өткүзүлидиған асия- тинч окян иқтисадий һәмкарлиқ тәшкилатиниң башлиқлар йиғиниға қатнишиду. У йиғинда асия дөләт рәһбәрлирини кәң көләмлик қирғинчилиқ характерлик қоралларни чәкләшкә күч чиқиришқа, қуш зукиминиң тарқилишиға тәйярлиқ көрүшкә вә шундақла әркин сода келишими сөһбитини илгири сүрүшкә чақириду.

Җорҗ бушниң арқидин хитайға қилидиған зиярити нурғунларниң диққәт етиварини тартмақта.

Хитайдики муһим күнтәртипләр

Ройтирс агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, хитай хәлқ пулиниң тегишиш қиммити вә әқлий мүлүк һоқуқи мәсилиси җорҗ бушниң хитайға елип баридиған зияритидики әң муһим күнтәртипләр һисаблиниду. Америкиниң 9 - айдики сода тәтүр баланиси 66 милярд доллардин ашқан. Америкиниң нурғун парламент әзалири вә карханилири, бу, хитайниң хәлқ пулиниң қиммитини қәстән төвән тутиватқанлиқи билән мунасивәтлик дәп қаримақта.

Президент җорҗ буш америкиниң дөләт ичидики сиясий бесим сәвәбидин, хитай дөләт рәиси хуҗинтав билән көрүшкәндә, сода мәсилидә қаттиқ позитсийдә туруши мумкин. Ройтирс агентлиқиниң йәнә көрситишичә, америка ширкәтлири хитайниң америкиниң мәһсулатлириниң әқлий мүлүк һоқуқини оғрилишиниң америка ширкәтлиригә ғайәт зор зиян селиватқанлиқини шикайәт қилмақта.

Далай лама маңа шуни дәп бәрдики , у президент буш билән көрүшкәндә, буш хитай дөләт рәһбәрлири билән болған учришишта диний әркинлик вә кишилик һоқуқ мәсилисини очуқ оттуриға қойидиғанлиқини тәкитлигән.

Президент җорҗ бушму йеқинда мәтбуатларға, җәнубий корийидә өткүзүлидиған асия- тинч окян иқтисадий һәмкарлиқ мунбиридә, әқлий мүлүк һоқуқини қоғдаш мәсилисини муһим нуқтиларниң бири қилип оттуриға қойидиғанлиқидин бишарәт бәргән.

Америка ғәрбий шәрқ университетиниң сиясәт профессори яң лийү әпәнди америкиға әң көп сода тәтүр баланиси кәлтүрүп чиқириватқан дөләтниң хитай икәнликини билдүрди:

"Америкиниң хитай билән шунчә көп сода тәтүр баланиси болушиниң бир нәччә түрлүк сәвәби бар. Буниң асаслиқ сәвәби, хитай хәлқ пулиниң тегишиш қиммитиниң төвән болуши. Илгири америка президенти хуҗинтав билән көрүшкәндә сиясий мәсилә муһим орунда, иқтисадий мәсилиләр арқидирақ туратти. Бу қетим хитай хәлқ пулиниң тигишиш қиммити биринчи орундики мәсилигә, андин әқлий мүлүк һоқуқини қоғдаш мәсилилири иккинчи орундики мәсилигә айлинипту. Хитай һөкүмити әқлий мүлүкләрниң патнент һоқуқини қоғдаш һәққидә қанчә қетимлап вәдә қилип болди. Әмма америка мәһсулатлириниң патнет һоқуқини оғрилаш әһваллири барғансири еғирлап кәтти. Шуңа америка тәрәп, хитайни пәқәт қуруқ вәдә бериватиду дәп қараватиду. Мениңчә, хитай ғәрб дөләтлириниң әқлий мүлүк һоқуқини қоғдашқа амалсиз қеливатиду. Немишқа десә, хитай шунчилик қалаймиған".

Америка- хитай мунасивити мурәккәп

Америка президенти җорҗ буш йеқинда , хоңкоңдики бир телевизийә истансисиниң зияритини қобул қилғанда, йәнә " мурәккәп" дегән сөз билән америка- хитай мунасивитини тәсвирлигән.

Профессор яң лийү, америка- хитай мунасивитиниң һәқиқәтән мурәккәп, һәр тәрәплимә икәнликини билдүрди:

"Америка- хитай мунасивити интайин мурәккәп, четилидиған даириләрму интайин көп. Америка билән хитайниң техи истратегийилик һәмкарлиқ мунасивити йоқ. Шуңа икки дөләт мунасивитидә, ихтилап, тоқунуш, һәмкарлиқ, зиддийәт, тақабил туруш қатарлиқларниң һәммиси бар".

Кишилик һоқуқ мәсилисиниң орни нәдә?

Америка президенти җорҗ буш бу йилниң башлири президентлиқ вәзиписини тапшурувелиш мурасимида, дуняда демократийә вә әркинликни илгири сүрүдиғанлиқи һәққидә вәдә бәргән. У кишилик һоқуқ мәсилисини америкиниң ташқи сияситиниң ул теши дәп көрсәткән иди. Ундақта җорҗ буш бу қетим хитай дөләт рәһбәрлири билән көрүшкәндә , кишилик һоқуқ мәсилиси бир муһим мәсилә сүпитидә оттуриға чиқамду?

Америкидики даңлиқ "вашингтон почтиси гезити" йәкшәнбә күни бу һәқтә обзор елан қилип, америка һөкүмитиниң хитайға қаратқан сияситидә әмилийәтни чиқиш қиливатқанлиқи мулаһизә қилинған.

Обзорда ейтилишичә, америка һөкүмити, хитай билән болған мунасивәттә иқтисадий вә бихәтәрлик мәсилилиригә техиму көңүл бөлүп, идеологийә җәһәттики сиясәтлиридә болса зил, юмшақ вастиләрни қолланмақта. Йәни очуқ- ашкара хитайни оңайсизландуруштин өзини тартмақта. Гәрчә бушниң сиясий гурупписи ичидики консирватиплар бушни кишилик һоқуқ вә диний мәсилиләрдә хитайға техиму қаттиқ бир сиясәт йүргүзүшкә чақириватқан болсиму, әмма җорҗ буш җумһурийәтчиләр партийисидики карханичиларниң тәсиригә техиму көп учрап, иқтисадий тәрәққият арқилиқ хитайниң хәлқара җәмийәткә йоғурулишини илгири сүрүшни үмид қилмақта.

Бирақ, вашингтон почтиси гезитиниң билдүрүшичә, җорҗ бушниң өткән һәптә ақ сарайда тибәтниң диний даһиси далай лама билән көрүшүши, буш һөкүмитиниң йәнила хитайниң кишилик һоқуқ вә диний әркинлик мәсилисигә көңүл бөлүватқанлиқини көрситидикән.

Бушниң хитайдики кишилик һоқуққа көңүл бөлиду

Профессор яң лйүниң билдүрүшичиму, әмдила җорҗ буш билән көрүшкән далай ламаниң өзигә, җорҗ бушниң хитайдики демократийә вә кишилик һоқуқ мәсилигә көңүл бөлүдиғанлиқини тәкитлигәнликини ейтип бәргән:

" Далай лама маңа шуни дәп бәрдики , у президент буш билән көрүшкәндә, буш хитай дөләт рәһбәрлири билән болған учришишта диний әркинлик вә кишилик һоқуқ мәсилисини очуқ оттуриға қойидиғанлиқини тәкитлигән".

Әмма йәнә бир қисим анализчилар, америкиниң шималий корийә ядро мәсилисидә хитайға һаҗити чүшидиғанлиқи үчүн, хитайни кишилик һоқуқ вәзийити җәһәттин бәк қистивәтмәслики мумкинликини билдүрмәктә. Уларниң қаришичә, демократийә вә кишилик һоқуқ америкиниң хитайға қаратқан сияситидики бир муһим нуқта болсиму, әмма әң муһим нуқта болалиши натайин икән. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.