Хитайда хәлқ, һөкүмәтниң сәһийә саһәсидики ислаһатидин нарази болмақта


2005.08.23

Йеқинда, хитай яшлар гезити тәрипидин елан қилинған бир қетимлиқ тәкшүрүштә ейтилишичә, хитайда һазир 90٪ хәлқ, хитайниң йеқинқи 10 йилдин буян давалаш саһәсидә елип бериливатқан ислаһатидин нарази болған. Көп сандики хәлқниң инкасидин мәлум болушичә, йеқинқи йиллардин буян, хитайда дохтурханиларниң сани барғансери көпәйгән, лекин давалиниш һәққи йилдин - йилға өрлигәнликтин, бимарларниң дохтурға көринәлиши техиму тәскә тохтиған.

Баһаниң юқирилиқи, бимарларни дохтурханидин йирақлаштурмақта

Радиомизниң зияритини қобул қилған әйдиз паалийәтчиси ху җя әпәнди "һазир хитайда, алаһидә һоқуққа игә болған бир қисим юқири қатламдикиләрни һесаблимиғанда, адәттики пуқраларниң һәммиси дегидәк дохтурханиға бериштин қачиду. Чүнки әгәр дохтурханиға баридикән, адәттики бир зукам кесили үчүнму, миң йүәнгә йеқин пул хәҗлиши мумкин. Шуңа кишиләрниң, кесәл болуп қалса алди билән ойлайдиғини, дохтурға беришқа әрзимду, әрзимәмду дегән мәсилә болуп қалди. Чүнки мәйли қандақ дохтурханида болсун, дохтурларниң һәммиси дегидәк дора содигиригә айлинип қалған. Улар һә десә кесәлләргә қиммәт баһалиқ һәтта кесәл билән анчә мунасивити болмиған дориларни йезип бериду. Ислаһат елип бериш җәрянида йүз бериватқан, бу хил давалаш вә дора һәққиниң һәддидин ташқири өрләш әһвали дохтур вә дохтурханиларға пайда елип кәлгини билән, кәң хәлққә тағдәк бесим болуп, уларға зор зиян йәткүзмәктә" дәп билдүрди.

Мәсилә дөләт түзүлмиси мәсилисигә берип тақишиду

Америка сәһийә иниститутиниң тәтқиқатчиси паң йү биң әпәндиму хитайниң давалаш саһәсидә елип бериватқан ислаһатини "тоғра болмиди" дәп қариған болуп, у мундақ дәйду:

" Мәнчә бу хил ислаһат елип бериш тоғра болмиди, давалаш саһәсидә бундақ мәсилиләрниң йүз беришини, пәқәт дохтурхана вә дохтурларғила артип қойсақ болмайду. Бу хил әһвал, пүтүн җәмийәттә йүз бериватқан болмиғур ишларниң дохтурханиларға болған тәсиридин келип чиққан. Кесип ейтқанда, давалаш саһәсидә йүз бериватқан бу мәсилиләр, дөләт түзүлмиси мәсилисигә берип тақишиду. Шуңа мәсилини қуруқ ислаһат елип бериш арқилиқ һәл қилиш һәргизму мумкин әмәс, чүнки һазир, нурғунлиған кишиләрниң дохтурға көрүнишкиму қудрити йәтмигини билән, йәнә бир қисим пули бар һоқуқдарлар наһайити алий дәриҗилик давалаш мулазимәтлиридин бәһриман болмақта ".

Һазир дохтурханиларниң вәзиписи адәм қутқузуш әмәс …

Әйдиз паалийәтчиси ху җя әпәнди "хитайниң давалаш саһәсидә елип бериватқан ислаһати дохтурханиларни пүтүнләй базарлаштуривәтти. Һазир дохтурханиларниң вәзиписи адәм қутқузуш әмәс, бәлки бимарлардин пул буливелиш болуп қалди " дәп тәкитләп, өз көз - қарашлирини мундақ оттуриға қойди :

" Бухил һаләтниң шәкиллиниши давалаш сестимисида ортақ мәвҗүт болуп туриватқан чирикликтин келип чиққан. Мәсилән, дора баһаси мәсилисигә кәлсәк, дора ишләпчиқиридиған завутлар һәр хил йоллар арқилиқ дохтурхана вә дохтурлар билән бирлишивалған. Худди һөкүмәт идарилириға охшаш, дохтурхана башлиқи, доригәр, дохтур, һәтта сестиралардин тартип һәммиси дегидәк чириклишип болған. Шуңа улар өз- ара бир - биригә чапан йепип, өзигә пайда келидиған ишнила ойлап, дориларниң баһасини нәччә һәссә өрлитивалған. Шуниң билән әң чоң зиян тартқучи йәнила бичарә деһқанлар болуп һесаблиниду. Улар юқири баһалиқ дориларға еришәлмигәнликтин, әслидә дора ичип даваланса сақийидиған кесәлдин бара - бара еғирлишип, ахириға берип өлүп кетидиған әһваллар йүз бериватиду. " (Меһрибан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.