Һезбий тәһрир диний тәшкилатиниң уйғур елидики тәсири зади қанчилик?
2005.08.31
Мәркизи бейҗиңдики хәлқара мунасивәтләр иниститутиниң мутәхәссиси фаң йинҗиң чаршәнбә күни пакистанниң пайтәхти ислам абадта "хәлқара террорчилиқ" һәққидә ечилған бир йиғинда сөз қилип, һезбий тәһрирни хитайниң бихәтәрлики үчүн әң муһим тәһдид дәп көрсәткән.
Фаңниң ейтишичә, 2001 - йили -11 сентәбирдин кейин һезбий тәһрир болупму, уйғур елиниң җәнубий районида тәсирини кеңәйтишкә башлиған. У йиғинда қилған сөзидә хитай һөкүмити мәдәний, сиясий вә иқтисадий вастиларни ишқа силиш һәмдә мәтбуаттин пайдилиниш арқилиқ террорчилиққа қарши көрәш елип бариду, деди.
Һезбий тәһрир фаң йинҗиң ейтқандәк хитай үчүн чоң бир тәһдидму? бу тәшкилатниң уйғур елидә тәсири барму ? канадада яшаватқан диний зат һүсәнҗан қаримниң хитай мутәхәссиси фаң йәнҗиң ейтқанлириға болған қариши қандақ? америкиниң һавай университетиниң профессори, оттура асияшунас дру гладни бу мәсилидә қандақ қарашта?