Д у қ қирғизистан һөкүмитини, қазақистандики уйғурларниң кишилик һоқуқини һөрмәт қилишқа чақирди


2004.12.23

1989 – Йили қурулған қирғизистан уйғур "иттипақ" тәшкилати қурулғанлиқиниң 15 йиллиқи мунасивити билән, 17 – декабир қирғизистан дөләтлик тиятирида өткүзүлмәкчи болған хатириләш паалийити қирғизистан һөкүмити тәрипидин тохтилитилғандин кейин, дуня уйғур қурултийи баянат елан қилип, қирғизистан һөкүмитини, қирғизистандики уйғурларниң кишилик һоқуқиға һөрмәт қилишқа чақирди.

Қирғизистан дөләт катипи вә ташқи ишлар министири ибраһимоф хатириләш паалийитиниң тохтотилғанлиқиниң сәвәби һәққидә тохтилип, "иттипақ" ниң рәиси рози мәмәт абдулбақийифниң бешкәктә чиқидиған ”ағим“ гезитигә бәргән баянатида, һәр бир уйғур кәлгүсидә уйғуристан - шәрқи түркистанниң мүстәқиллиқиға еришидиғанлиқиға ишиниду дигән баянатни елан қилиши, хитай - қирғизистан мунасивәтлирини мүрәккәпләштүрвәтти" дегән.

Бу мунасивәт билән мухбиримиз әқидә дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси мәмәт тохти әпәндини зиярәт қилди. Буниң тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.