NED Ниң д у қ ға ярдәм бәргәнлики мунасивити билән әркин алиптекинни зиярәт

Дуня уйғур қурултийиниң сәйшәнбә күни билдүрүшичә, америка дөләтлик демократийини илгири сүрүш фонди җәмийити, икки йил давамлашқан сөһбәтләрдин кейин, дуня уйғур қурултийиниң демократийә вә кишилик һоқуқ паалийәтлиригә йилда 90 миң америка доллири пул ярдәм беришни қобул қилған.

Дуня уйғур қурултийи мәсуллириниң ейтишичә, америка дөләтлик демократийини илгири сүрүш фонди җәмийити 6‏-айниң 9‏- күни, дуня уйғур қурултийиниң уйғур миллий һәрикитиниң рәһбәрлирини демократийә вә кишилик һоқуқ мәсилсидә тәрбийиләш программисиға йиллиқ 90 миң америка доллири мәбләғ аҗритишни қарар қилған. Америка дөләтлик демократийини илгири сүрүш фонди җәмийитиниң бу қарари, дуня уйғур қурултийиниң паалийәтлиригә қандақ тәсир көрситиду?

Бу һәқтә, мухбиримиз өмәр қанатниң дуня уйғур қурултийиниң рәиси әркин алиптекин билән өткүзгән сөһбитини аңлаң.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org