Д у қ һәйитини түркийә җумһурийити алий рәһбәрлиридин буләнт аринч әпәнди ишханисида қобул қилди
2008.01.09

1- Айниң 8- күни чүштин кейин саәт 2 дә дуня уйғур қурултийи муавин башлиқи сейит түмтүрк әпәнди башчилиқидики 7 кишилик һәйәтни пешқәдәм сиясәтчи, сабиқ парламент башлиқи, баш министир рәҗәп тайип әрдоғанниң баш мәслиһәтчиси буләнт аринч әпәнди парламент бинасидики ишханисида қобул қилди.
Бу учришишта алди билән д у қ муавин башлиқи сейит түмтүрк әпәнди униңға д у қ рәиси рабийә қадир ханимниң салимини йәткүзгәндин кейин, уйғурларниң бүгүнки вәзийити һәққидә қисқичә мәлумат бәрди вә уйғурларниң бүгүнки вәзийити һәққидә д у қ тәрипидин тәйярланған` шәрқий түркистан мәсилиси вә чәтәлдики шәрқий түркистанлиқлар` мавзулуқ доклатни бәрди. Кейин буләнт аринч әпәнди сөз қилди.
Буләнт аринч әпәнди сөзидә, хитайларниң шәрқий түркистанлиқларға қиливатқан зулумниң балдуррақ ахирлишиши үчүн түркийә җумһурийитиниң қолидин кәлгән ярдәмни қилидиғанлиқини ейтип мундақ деди:"шәрқий түркистан мәсилиси йәни уйғурларниң ечинишлиқ әһвали һәммимизниң көңлини йерим қиливатиду. Бу мәсилигә көңүл бөлүп келиватимиз. Шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримизниң дәрдигә ортақлишимиз. Биз уйғурлар билән бир аилә. Уларниң дәрди бизниң дәрдимиз, бизниң дәрдимиз уларниң дәрдидур. Биз уйғурлар дучар болуватқан бу зулумниң балдуррақ ахирлишиши үчүн қолимиздин кәлгәнни қилишимиз керәк. Түркийидә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлириниң пидакарлиқ билән қиливатқан хизмәтлирини көрүп туруптимиз. Бу тәшкилатлар шәрқий түркистанниң вәзийити вә чәт' әлдә болуватқан паалийәтләргә йеқиндин диққәт қилип кәлмәктә. Мән парламент башлиқи болуп вәзипә өтәватқан мәзгилдиму шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлириниң мәсуллири мени көп қетим зиярәт қилған иди. Шәрқий түркистанниң ай юлтузлуқ көк байриқи давамлиқ үстилимдә туриду. Шәрқий түркистан мәсилисидә биз давамлиқ һалда уларни қоллап қувәтләймиз. Хитайларниң уйғур қериндашлиримизға қиливатқан зулуминиң балдуррақ ахирлишиши үчүн биз түркийә җумһурийити дөлити болуш сүпитимиз билән қолимиздин кәлгәнни қилимиз."
Буләнт аринч әпәнди сөзидә шәрқий түркистан мәсилиси пүтүн дуня дөләтлириниң күн тәртипигә кәлгәндә у йәрдики зулумниң азийидиғанлиқини ейтип мундақ деди:"бу мәсилини пүтүн дуня җамаәтчиликигә аңлитилиши керәк. Бу мәсилини пәқәтла түркийидә аңлитиш йетәрлик болмайду, америкида яврупа дөләтлиридә аңлитилиши керәк. Пүтүн дуня дөләтлиридә шәрқий түркистан мәсилиси күн тәртипкә келиши керәк. Әгәр бундақ болған тәқдирдә хитайларниң уйғурларға қиливатқан зулумини азайтқили, һәтта алдини алғили болиду. Мән шәрқий түркистан давасини қиливатқан шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримниң мувәппәқийәтлик болушини тиләймән. Шундақла пак йүрәк шәрқий түркистан хәлқиниң балдуррақ әркинликкә еришишини тиләймән."
Буләнт аринч әпәнди сөзи ахирлашқандин кейин бизниң суалимизға җаваб бәрди. У, сиз парламент башлиқлиқи вәзиписини өтәватқан мәзгилдә болсун, кейинки күнләрдә болсун хитай алий рәһбәрлири сизни көп қетим зиярәт қилди, сиз дәп өткән шәрқий түркистан мәсилисини уларға дедиңизму дегән суалимизға җаваб берип мундақ деди:"мән парламент башлиқи болуп вәзипә өтәватқан мәзгилдә хитайдин наһайити муһим һәйәтләр кәлди. Һазир исми ядимға кәлмәйватиду. 4-5 Қетим хитай алий рәһбәрлири мени зиярәт қилди. Улар билән учрашқанда шәрқий түркистан мәсилисини уларға аңлаттим. Түркләрниң шәрқий түркистан мәсилисигә көңүл болидиғанлиқини, уйғурларға елип бериливатқан зулумға түркләрниң қарши икәнликини, хитай дөлитиниң бу җәһәттә инсан һәқлирини дәпсәндә қилмаслиқи керәкликини, түркләр билән тили, дини вә миллити бир болған уйғурларға яхши муамилә қилған тәқдирдә хитайлар билән яхши дост болалайдиғанлиқимизни давамлиқ дәп келиватимиз."
Буләнт аринч әпәнди өткән 5 йил ичидә хитай хәлқ қурултийиниң өзини 5 қетим хитайға тәклип қилғанлиқини, әмма хитайниң шәрқий түркистанлиқларға қиливатқан зулумиға болған наразилиқини билдүрүш үчүн хитайға бармиғанлиқини ейтип мундақ деди:"мән парламент башлиқи болуп ишләватқан мәзгилдә хитайлар мени көп қетим хитайға тәклип қилди. Әмма мән бармидим. Бу тәклипни билип туруп қобул қилмидим. 5 Йил парламент башлиқи болуп ишлигән мәзгилимдә хитайлар шәрқий түркистанлиқларға зулум қиливатса хитайни зиярәт қилишни мувапиқ көрмидим. Әмма башқа кишиләр берип зиярәт қилип кәлди. Хитай билән болған мунасивитимиздә шәрқий түркистан мәсилисиниң наһайити муһим икәнликини билимән. Шәрқий түркистан мәсилисиниң хитайларниң наһайити назук бир мәсилиси икәнликиниму билимән. Биз шәрқий түркистандики қериндашлиримизниң балдуррақ зулумдин қутулушини үмид қилимиз. Шәрқий түркистанлиқларниң әркинликкә еришиши үчүн бизгә чүшкән вәзипиләрни ада қилишқа тиришиватимиз." ( Әркин тарим)
Мунасивәтлик мақалилар
- Дуня уйғур қурултейи һәйити түркийә баш министири рәҗәп тайип әрдоған билән көрүшти
- Дуня уйғур қурултейи һәйәтлири түркийә парламентида
- Түркийә вәтәндеши болуш асанлашти
- Түрк дуняси мукапатиға еришкәнләр елан қилинди
- Истанбулда йеңи йил хатириләнди
- Қирғизистан парламентида уйғур вәкили - пәрһат һаҗи
- Уйғурлар 2008 - йилидин немиләрни күтмәктә
- Түрк мәтбуатида хитай һәққидә муназирә
- Түркийә һава армийиси ирақтики курдларға һуҗум қозғиди
- Түрк дуняси ортақ елипбәси түзүлмәкчи
- Истанбулниң җаваһер меһманханисида ечилған хәлқаралиқ йиғинда уйғурларниң әһвали тонуштурулди
- Демократийиниң инсан һәқлиригә болған тәсири
- Истанбулдики уйғурлар дуня инсан һәқлири күни мунасивити билән намайиш өткүзди