Уйғур әдәбияти хирсқа дуч келиватиду
2005.11.11
"ява кәптәр" намлиқ әсәрниң язғучиси нурмуһәммәт ясин 10 йиллиқ түрмә җазасиға һөкүм қилинғандин кейин, мәзкур әсәрни нәшр қилған "қәшқәр әдәбияти" жорнилиниң баш муһәррири күрәш һүсәйин хитай һөкүмити тәрипидин үч йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған.
Бу мунасивәт билән канадада турушлуқ шаир вә сиясий паалийәтчи әхмәтҗан осман канададики ихтияри мухбиримиз әхмәт турсунниң зияритини қобул қилип, бу һәқтә қарашлирини оттуриға қойди.
©
2005 Radio Free Asia