Уйғур елидики су мәсилиси
2004.10.21
Нөвәттә су мәсилиси оттура асия җүмлидин уйғур елидики екологийә, иҗтимаий-иқтисадий, миллий вә хәлқара мунасивәтләргә тутишидиған муһим мәсилиләрниң биригә айланмақта.
Оттура асияниң бипаян деһқанчилиқ вә чарвичилиқ районлирини тәминләйдиған су мәнбәлири тәңри тағлири, қара қурум , алтай вә алтун тағлириниң музлуқ чоққилиридин башлинип, әтраптики нәччилигән мустәқил дөләтләр һәмдә нәччә йүзлигән милләтләр шуниңдәк милйонлиған аһалиларға һаятлиқ ата қилиш билән уларни бир-бири билән зич бағлайду.
Уйғур елидә аһалиниң үзлүксиз түрдә көпийиши, йәр асти байлиқлирини қалаймиқан ечиш һәмдә су мәнбәлиридин қалаймиқан пайдилиниш, пилансиз боз йәр өзләштүрүш, муһитниң булғиниши шуниңдәк башқа һәр хил базар қоғлашқан иҗтимаий-иқтисадий сәвәбләр уйғур елиниң аран 10٪ кә йәтмәйдиған адәм яшаш мумкинчилики бар земинлирини түрлүк екологийилик мәсилиләргә гириптар қилмақта.