Хитайниң хәлқарадики тәсир даирисини кеңәйтиши, енергийә үчүн
2005.07.26
Хитайниң хәлқарадики иқтисадий вә дипломатик паалийәтлирини барғансери көпәйтиши сәл қарашқа болидиған мәсилә әмәс. Америка енергийә вә бихәтәрлик мутәхәссислири буниң арқисидики әң чоң һәрикәтләндүргүч күчниң, хитайниң күнсайин ешиватқан енергийә еһтияҗи икәнликини билдүрмәктә. Әлбәттә бу йәрдә хитайниң актип енергийә истратегийисигә қарита америка һөкүмити қандақ қилиши керәк һәмдә хитайниң йеқинқи мәзгилдин буян пүтүн дуняда актиплиқ билән тәсир даирисини кеңәйтишкә тиришишидики мәқсәт-муддиалириға қандақ қараш керәк? дегәнгә охшаш бир қатар мәсилиләр мәйданға келиду.
Америка дөләт мәҗлисиниң америка-хитай иқтисадий вә бихәтәрлик тәкшүрүш комитети бу мунасивәт билән "хитайниң дуняда ешиватқан тәсири" дегән темида бир испат бериш йиғини өткүзди. Йиғинда мәзкур комитет рәиси ричард дамато сөз қилип мундақ деди:
"Хитайниң депломатийә, иқтисат вә һәрбий саһәләрдики хәлқаралиқ тәсири барғансери күчийиватиду. Хитайниң енергийә вә маддий әшяға болған еһтияҗи, униң дуня миқясидики паалийәтлиригә сәвәб болған муһим амилдур".
Хитайниң хәлқарадики тәсир даириси қанчилик кеңийиватиду?
Мәзкур комитетниң муавин рәиси роҗер робенсон испат бериш йиғинида, америка һөкүмитиниң хитайниң дунядики күнсайин ешиватқан тәсиригә йеқиндин көңүл бөливатқанлиқини билдүрди. У сөзидә йәнә, хитайниң германийә, исраилийә вә австралийигә охшаш америкиниң узун йиллиқ иттипақдашлириға йеқинлишипла қалмай, бәлки йәнә куба, иран, судан вә зимбабуви қатарлиқ, америка еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичилик әһвали мәвҗут дәп қариған дөләтләр биләнму йеқин мунасивәт орнитиватқанлиқини оттуриға қойди. Шундақла робенсон әпәндиму охшашла хитайниң асаслиқи бу дөләтләрдин енергийә вә маддий әшяға еришишни мәқсәт қилидиғанлиқини билдүрди.
Робенсон әпәнди сөзидә йәнә шуни агаһландуруп, хитайниң америкиниң иттипақдаш дөләтлири билән болған мунасивити мушундақ күчийип меңивәрсә, буниң кәлгүсидә бу дөләтләрниң бәзи мәсилиләрдә америка билән хитай оттурисида бириниң мәйданини таллишиға тоғра келиштәк вәзийәт шәкилинидиғанлиқини билдүрди. Шуңа у америкиниң чоқум хитайниң пүтүн дунядики иқтисадий вә бихәтәрлик истратегийисини техиму яхши чүшиниши керәкликини тәкитлиди, шундақла буниң билән бир вақитта йәнә, америкиниң иттипақдаш дөләтлириниң, пәқәт қисқа мәзгиллик иқтисадий вә малийә пайдисини дәпла узун мәзгиллик бихәтәрлик мәнпәәтни қурбан қилмаслиқини агаһландурди.
Хитайниң ғәрбий йерим шардики тәсири
Мәзкур испат бериш йиғинида йәнә, вашингтондики дуня бихәтәрлик анализ тәтқиқат орниниң иҗраийә мудири гәл лафт әпәнди сөз қилди. У енергийиниң, хитайниң пүтүн дунядики тәсир даирисини күчәйтишигә сәвәб болған әң муһим амил икәнликини ейтти. У йәнә, һазир хитайниң енергийә истратегийисиниң пүтүн дуняға кеңийватқанлиқини шундақла униң ғәрбий йерим шарда үзлүксиз күчәйтиватқан тәсир даирисиниң америкиниң енергийә бихәтәрлик мәнпәәтигә тәсир йәткүзүши мумкинликини оттуриға қоюп мундақ деди:
"Хитайниң ғәрбий йерим шардики енергийә контроллуқи, америкиниң муқимсиз һаләттики оттура шәрқ райониға болған беқиндичилиқини ашуриду. Нөвәттә америка импорт қиливатқан нефитниң йерими ғәрбий йерим шардики районлардин келиду. Хитай җәнубий вә шималий америка қитәсидин бир бак нефит сетивалди дегәнлик, америка бир бак нефиттин қуруқ қалди дегәнлик болиду. Бундақ болғанда америка ғәрбий африқа, ички деңиз райони вә оттура шәрққә охшаш техиму йирақ вә муқим болмиған нефит мәнбәсигә тайинип қалиду".
Анализчилар: америка енергийигә болған еһтияҗини контрол қилиши керәк
Гәл лафт әпәнди йиғинда йәнә, гәрчә сәудий әрәбистан нөвәттә америкиниң бихәтәрлик қоғдаш ярдимигә таянсиму, лекин навада америка билән сәудий әрәбистан оттурисидики мунасивәт, сәудиларниң террорлуқ һәрикәтлиригә четилиши сәвәбидин бузулса, шундақла буниң билән бир вақитта, хитай һәрбий күчини мушундақ тохтимай тәрәққий қилдурса, у чағда буниң америка билән хитай оттурисида тоқунуш пәйда қилидиғанлиқини билдүрди.
Йиғинда йәнә бир қисим мутәхәссисләр, америка һөкүмитиниң енергийигә болған сияситигә қарита тәләп-пикирлирини оттуриға қоюп, америкиниң хитайниң енергийә истратегийисини йеқиндин көзитип туруши зөрүр болуштин сирт йәнә, америка һөкүмитиниң қилишқа тегишлик йәнә бир муһим ишиниң, өзиниң енергийигә болған еһтияҗини контрол қилиш икәнликини билдүрди. Мутәхәссисләр америка енергийисиниң 2/3 қисминиң қатнашқа ишлитидиғанлиқини, шуңа америкиниң нефитниң орниға машиниларға ишләткили болидиған башқа йеқилғуни издисә болидиғанлиқини билдүрди. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай нефит ширкити америкиниң Unocal нефит ширкитини сетивелиш үчүн баһа талашти
- Баку-тифлис-җейхан нефит турубисидин нефит еқишқа башлиди
- Мутәхәссисләр америка вә хитайниң енергийә саһәсидики риқабити вә һәмкарлиқини музакирә қилди
- Хитай нефит ширкәтлири канадада һәрикәтләнмәктә
- Хитай-русийә-японийә мунасивәтлиридики енергийә мәсилиси
- Путинниң хитай зиярити вә енергийә мәсилиси