Хитай билән русийә қазақистан нефитини талашмақта


2005.10.31

RUSSIA-LUKOIL-PUTIN-ALEK-53.jpg
Русийә президенти путин 28-өктәбир күни кремлин сарийида русийә LUKoil нефит ширкити президенти Vagit Alekperov ни мукапатлиди.AFP

Қазақистан оттура асиядики мол нефит записиға игә мәмликәт. Қазақистан һөкүмитиниң қазақистанниң бу йәр асти байлиқидин пайдилинип, бу мәмликәтни дунядики иқтисадий тәрәққи қилған, бай нефит дөлитигә айландурушни пиланлаватқанлиқи шуниңдәк йәнә қазақистанниң енергийә муһтаҗлиқи түпәйлидин өзиниң кәлгүси вә бүгүнки еһтияҗи үчүн енергийә мәнбәлирини издәватқан хитай вә русийиниң мәнпәәт тоқунушиға дуч келиватқанлиқи һәққидә көп анализлар елан қилинмақта.

Хитайлар қазақистан нефит ширкитини сетивалди

Йеқинда хитай дөләтлик нефит вә тәбиий газ ширкитиниң қазақистанниң "петро қазақистан" нефит вә тәбиий газ ширкитиниң пай чәклирини сетивелиш мәсилиси хәлқара енергийә саһәси үчүн бир йеңилиқ болди. Қазақистанниң чоң ширкәтлиридин болған " петро-қазақистан" намлиқ хәлқаралиқ нефит ширкити канадада рәсмийәт беҗирип, тизимланғанлиқи үчүн хитайниң бу ширкәтни сетивәлиши канада соти билән бағлинишлиқ болуп қалди. Ахири канада соти хитайниң "петро-қазақистан" нефит ширкитиниң пай чәклирини сетивелишини тәстиқлиди.

Русийә мәтбуатлириниң йезишичә, мәзкур қазақистан нефит ширкитини сетивелишқа русийиму қатнашқан болуп, русийиниң "лукоил" намлиқ нефит вә тәбиий газ ширкити хитай билән охшаш баһа қойған болсиму, әмма қазақистан тәрәп русийини әмәс бәлки, хитайни таллиған. Бу мәсилә русийиликләрни биарам қилған.

Әмәлийәттә узундин буян русийә билән хитай мәзкур қазақистан нефит ширкитинила әмәс бәлки қазақистан нефитиниму талишишни давамлаштурған иди.

Енергийә мулаһизичиси амина җәлилованиң оттура асия учур агентлиқиниң интернет сәһиписидә елан қилған мақалисидә оттуриға қоюшичә, бу қетим русийиниң " лукоил" нефит ширкитиниң "петро қазақистан" ширкитиниң пайчәклирини сетивелишқа туюқсиздинла көкрәк кирип чиққан болуп, русийиликләр канада сот мәһкимиси бу ширкәтниң пай чекини хитайға сетип бериш делоси һәққидә ахирқи хуласә чиқиришқа төт күн қалғанда өзлириниң төт милярд долларлиқ баһасини оттуриға қоюп, қазақистанни бу ширкәтниң пай чәклирини өзлиригә сетип беришкә дәвәт қилған. Әмма, қазақистан бәрибир бу тәклипни қобул қилмиған.

Сәвәб нәдә?

Енергийә мәсилилири анализчиси амина җәлилованиң қәйт қилишичә, қазақистанниң мәзкур нефит ширкитиниң пай чәклирини русийигә әмәс бәлки хитайға сетип беришиниң сәвәби қазақистанниң өз тәсирини кеңәйтиш мәқсити билән мунасивәтликтур. Қазақистандики иқтисадшунас шерипҗан надиропниң чүшәндүрүшичә, илгири қазақистан өз нефитлирини русийигә яки русийә арқилиқ ғәрб дөләтлиригә әрзан баһада сетишқа мәҗбур болған. Русийә әмәлийәттә қазақистан нефитлирини контрол қилған болуп, қазақистанниң алидиған пайдилири анчә көп болмиған. Хитай 90-йилларниң оттурлиридин башлап, қазақистан нефит ширкәтлириниң пай чәклирини сетивелип, қазақистанда зор имтиязларға әришти.

Хәвәрләргә қариғанда президент нурсултан назарбайев йеқинда қазақистан билән хитайни туташтуридиған атасу-алатав нефит аққузуш туруба қурулушиниң 12-айда рәсми пүтүдиғанлиқини елан қилған.

Хитайниң мәнпәәтлиригә наһайити уйғун бу туруба йоли арқилиқ қазақистан 2006-йилидин башлап йилиға 10 милйон тоннидин 20 милйон тонниғичә нефит маңдуруши мумкин.

Русийә-хитай нефит мунасивити вә қазақистан

Хитайниң нефиткә болған еһтияҗи күнсайин ашмақта. Шу сәвәбтин хитай русийә билән һәмкарлишиш йолини таллиған болуп, хитай русийиниң ангарский районидин хитайниң дачиңғичә болған арилиқта нефит аққузуш турубиси ятқузуш лайиһисини оттуриға қойған. Әмма русийә тәрәп узун йиллар қарар бәрмәй ,ахири японлар тәклип қилған ангарский-находка туруба линийисини таллаш билән хитайға зәрбә бәргән иди.

Русийидин үмид үзгән хитай қазақистан билән болған һәмкарлиқни әмәлгә ашуруп, ахири атасу-алатав нефит туруба қурулушини қолға кәлтүрди. Бу хитайниң арзусиға вә қазақистанниң мәнпәәтигиму уйғун кәлгән болуп, узундин буян русийиниң контроллуқида қелип, өз нефитлирини пәқәт ғәрбий линийә бойичә сетишқа тайинип қалған қазақистан атасу- алатав линийиси арқилиқ өз нефитлирини хитайға һәтта шәрқий җәнубий асия әллиригә сатмақчи болди. Қазақистан һөкүмити бу мәсилидә русийиниң көңлигә тәгмәслик үчүн халиса русийиниңму мәзкур туруба йоли арқилиқ өз нефитлирини хитайға сетишқа тәшәббус қилди.

Демәк бундақ болғанда русийә аста-аста қазақистан вә кейинчә кәспий деңизи бойидики нефит мәнбәлиридин айрилип қелиши мумкинликини, бу орунни хитай билән америкиниң игилишиниң еһтималлиқи зорлуқини чүшинип йетип, қайтидин өзиниң оттура асия сияситини тәңшәп, қазақистан қатарлиқ дөләтләрдики русийә тәсирини қайтидин тикләшкә башлиди. Һәтта, аммиви ахбарат вастилирида қазақистан билән русийиниң бирлишип, бир иттипақдаш дөләткә айлинишқа тәйярлиқ қиливатқанлиқи һәққидә учурлар тарқалди.Әмма,31-өктәбир күни қазақистан ташқи ишлар миниситир тоқайев баянат елан қилип, қазақистан билән русийиниң иттипақдаш болуши һәққидики учурларни инкар қилди.

Бирақ, мулаһизичиләр, русийиниң бу қетим қазақистан нефит ширкитини сетивелишқа мәйданға чүшүши униң хитайниң бу җайда үстүнлүккә игә болувелишини чәкләш тактикисиниң бир қисими болуш мумкин икән. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.