Уйғур енсклопедийиси қандақ тунҗуқтурулди ?
2006.05.22
80 – Йилларниң оттурилирида, уйғур җамаитиниң уйғур енсклопедийисини йоруқлуққа чиқириш тәклипи билән, "шинҗаң университети" дә уйғур енсклопедийисини түзүш гурупписи қурулған вә һөкүмәт даирилири бу ишқа мәхсус мәбләғ аҗратқан иди.
Уйғур җамаитиниң бу ишқа җидди тутуш қилиши нәтиҗисидә, қисқа вақит ичидә енсклопедийиниң биринчи томиниң синақ нусхиси нәшр қилинип, җамаәт билән йүз көрүшкән иди. Әмма, уйғурниң хушаллиқи узун давам қилмиди. Хитай даирилири бир буйруқ биләнла уйғур енсклопедийисини тохтитип қойди вә буниңға аҗритилған мәхсус пулни қазақ енсклопедийисигә аҗратти. Шуниң билән уйғур енсклопедийиси босуғида тунҗуқтурулди.
Бу мунасивәт билән, ихтияри мухбиримиз камил турсун бурун уйғур енсклопедийисини түзүш хизмитигә қатнашқан, һазир канадада яшаватқан мәмәт турсун әпәндини зиярәт қилип, тәпсили мәмулат игилиди.