Уйғур аптоном районида уйғурлар әркинликтин мәһрум қалдурулған


2007.02.12

Радиомизниң һәқсиз телефон линийиси арқилиқ телефон қилған бир уйғурниң баян қилишичә, уйғур аптоном районида уйғурлар әркинликтин мәһрум қалдурулған. Уйғурлар төт әтрапи хитайниң һәрбий қисимлири билән қоршалған һалда, сиқинчи ичидә яшайду. Уйғур аптоном районида уйғурлар өз тилини қоллиналмайду, мәктәпләрдә өз тилида дәрс аңлиялмайду, өзлириниң мәтбуати йоқ, пүтүнләй хитайниң мустәмликиси һаләттә яшайду, әркинлик йоқ.

Радиомизниң һәқсиз телефон линийиси арқилиқ телефон қилған бу уйғурниң баян қилишичә, уйғур аптоном районида уйғур рәһбәрләр қорчаққа айландурулған, уйғурларниң инкасини аңлимайду, уларниң шәкли уйғур, әмма хитай һөкүмитиниңла гепини қилиду, бир иш болсила сиясийға четивелип, уйғурларни сәвәбсизла "террорчи" ларға четип ейибләйду.

Радиомизниң һәқсиз телефон линийиси арқилиқ телефон қилған бу уйғурниң баян қилишичә, уйғур аптоном районидики "миллий көрүнүш" ләрниң һәммиси хитай һөкүмити көп мәбләғ селип ясап чиқилған "миллий шәкил". Нормал әһвалда сап уйғурлар бир сәһнидә топлишип олтуруп, уйғурчә сөләп, бәхтлик һалда күлүп - яйрап кетидиған әһвал йоқ, бу пәқәт чәтәлләргә уйғурларниң дад-пәрядини йошуруш үчүн уюштурулған шәкил.

Радиомизниң һәқсиз телефон линийиси арқилиқ телефон қилған бу уйғурниң баян қилишичә, уйғур аптоном районида хитайлар уйғурларни ашкара бозәк қилиду, уйғурлар билән хитайлар инақ өтиватқини йоқ. Уйғурлар үчүн аччиқини ютуштин өзгә амал йоқ.

Радиомизниң һәқсиз телефон линийиси арқилиқ телефон қилған бу уйғурниң баян қилишичә, уйғур аптоном районида хитай һөкүмитиниң сиясәтлиригә ярдәмлишиватқан кишиләр пәқәт хитай кичикидин тартип шәкли уйғур миҗәзи хитай қилип тәрбийиләп, мәнпәәтдар қилип келиватқан кишиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.