Хитайда әхлақ өлчиминиң әң төвән чәклимисиму бузуп ташланған
2005.12.08
Хитайниң хейлоңҗаң өлкисидики харбин медитсина университетиниң дохтурханисида пенсийигә чиққан бир ишчи 67 күн давалинип өлүп кәткән, у давалиниш һәққи үчүн 5 милйон 500 миң йүән пул тапшурған бир ғәлитә вәқә йүз бәргән. Бу вәқә "шинҗинбав гезити" дә паш қилинған. Йеқинда "йеңи әсир җурнили"да хитайниң хебей өлкисидики иқтисадшунас чи йәнчен әпәнди, хоңкоңдики сияси мулаһизичи люфусән әпәндиләрниң бу һәқтики обзорлири елан қилинди.
Хебей өлкисидики иқтисадшунас чи йәнчен әпәндиниң баян қилишичә, харбин медитсина университетиға қарашлиқ 2 - дохтурханида 67 күн даваланған бир кишигә 88 күнлүк давалаш һәққи һесабланғанлиқила әмәс, бәлки давалиниш һәққи үчүн 5 милйон 500 миң йүән тапшурғанлиқиниң җәряни бир ғәлитә вәқә. Техиму ғәлитә йери шуки, бу вәқә мәркизи интизам тәкшүрүш комитети вә җамаәт хәвпсизлик министирлиқиниң диққитини қозғиғандин кейин, бимарни давалиған мәсул дохтур из-дерәксиз йоқалған. Әһвалдин қариғанда, бу вәқәниң сирини ечип ташлаш наһайити қийин болуши мумкин.
Кәспий әхлақ өлчәмлири
Иқтисадшунас чи йәнчен әпәндиниң мулаһизә қилишичә, инсанийәттә риайә қилишқа тегишлик кәспий әхлақ өлчәмлири сиясий әхлақ, қануний әхлақи, давалаш әхлақи дегәндин ибарәт 3 чоң даирини өз ичигә алиду. Сиясий, кишиләрни кәлгүсигә қарита толуп ташқан ишәнч вә үмид билән бәхтлик яшайдиған қилишни көзләйду. Әгәр сиясий әхлақ бузулса, инсанийәттә етиқат кризиси пәйда болуп, кишиләрдә өз - ара ишәнч йоқилиду, җәмийәт омумйүзлүк давалғуш һалитигә өтиду. Қанун кишиләрниң тәртиплик яшишини вә қолға кәлтүридиған мәнпәәтлирини капаләткә игә қилишни мәқсәт қилиду. Әгәр қануний әхлақ бузулса, җәмийәттә һечким һечкимни қутқазмайдиған, инсанпәрвәрлик түгигән һаләт шәкиллиниду. Давалаш саһәси кишиләрниң һаят турушини, узун өмүр көрүшини мәқсәт қилиду. Әгәр давалаш әхлақи бузулса, җәмийәттә өзидин башқа кишиниң һаяти билән кари болмайдиған, һәтта зиянкәшлик қиливеридиған һаләт шәкиллиниду.
Хитайда һазир сияси саһә хәлққә җинайәт тоқуйду, хәлқниң етиқадини чәкләйду, әмәлдарлири хиянәтчи. Сиясий қанун пүтүн җәмийәткә бипәрвалиқ билән муамилә қиливатқанлиқидин җәмийәттң қурулмиси бузулуп, қанлиқ өч елиш вәқәлири келип чиқмақта. Давалаш саһәсидә болса, кишиләрниң һаятлиқини дәпсәндә қилидиған һадисиләр еғир. юқарқилар хитайда инсанийәттә риайә қилишқа тигишлик әхлақ өлчәмлириниң әң төвән чәклимисиму бузуп ташланғанлиқиниң бәлгиси. Бу һазир пүтүн җәмийәтни мәнтиқә җәһәттин бузуп, омумйүзлүк партлаш һалитигә башлимақта.
Әқилгә сиғқусиз давалаш һәққи
Хоңкоңдики сиясий мулаһизичи лю фусәнниң баян қилишичә, харбин шәһиридә пенсийигә чиққан 74 яшлиқ вен фамилилик бир ишчи яман характерлик лимфа өсмиси кесили билән харбин медитсина университетиға қарашлиқ 2 - дохтурханида 67 күн даваланғанлиқи үчүн 1 милйон 397 миң йүән нәқ пул тапшурған, буниңдин башқа йәнә 4 милйон йүәнлик дора сетивелип дохтурханиға өткүзүп бәргән.
Демәк дохтурхана униңдин җәмий 5 милйон 500 миң йүән пул алған. Пул елиш талунидики тизимлик бәкла ғәлитә. 7 - Айниң 31 - күни бимарға 22 миң 197 йүәнлик қан салған. Шу күни бимарға томуридин 106 ботулка тузлуқ су маңғузулған. Бу адәм бәдинигә қандақ сиғиду? бу қәдәр көп суюқлуқ адәмгә әмәс пәқәт деңиздики әң келәңсиз һайван һесаблинидиған китқа мувапиқ келиши мумкин. Талунларда хатириләнгән тизимлик наһайити ениқ, әмма шу дориларниң һәммиси мушу бимарниң өзигә ишлитилгәнму яки башқа кишиләргиму, бу ни баш сестра уқмайду, мәсул дохтур уқмайду, практикант дохтурму уқмайду. Пенсийигә чиққан 74 яшлиқ бу бимарда шунчилик пул барлиқиниму һечким билмәйду. Әмма талунниң һәммисидә бимарниң имзаси бар. Харбиндики бу дохтурханида пенсийигә чиққан бир ишчидин шуқәдәр көп пул "тапшурувелип" йолға қоюлған бундақ "давалашниң" сирини интизам тәкшүрүш комитетиму билишкә алдириған.
Мулаһизичи люфусәнниң баян қилишичә, хитайниң хейлоңҗаң өлкисидә буниңдин бурун әмәлдарлар адәм бастурувәткән мерсидес вәқәси, юқури дәриҗилик әмәлдарларниң мәнсәп сетиш вәқәси , 100 дин артуқ оқуғучи өлүп кәткән ниңән башланғуч мәктәп вәқәси , 161 адәм өлүп кәткән читәйхе көмүр кени вәқәси, суңхуаҗяң дәряси рак кесилини кәлтүрүп чиқиридиған зәһәрлик маддилар билән булғиниш вәқәси дегәндәк бир қатар чоң мөҗизиләр йүз бәргән иди. Әмди харбин медитсина университетиниң дохтурханисида йәнә пенсийигә чиққан бир ишчи 67 күн давалинип өлгәндә 5 милйон 500 миң йүән давалаш һәққи төлигән йәнә бир муҗизә йүз бәргән. Бундақ инсанийәт қобул қилалмайдиған "мөҗизиләр" ни худди мавзедоң дегәндәк, дуняда һечқачан болуп бақмиған һәр қандақ муҗизә хитайда коммунист партийә рәһбәрликидә адәттә иҗат қилинивириду, дегән сөз билән чүшәндүрүшкә болса керәк. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур җәмийитидики начар илләтләрниң пәйда болушидики түп сәвәб нәдә?
- Хитай 4 нәпәр хәлқ қурултийи вәкилиниң вәзиписини елип ташлиди
- Хитайдики "һөкүмәт ичидики һадисиләр" һәққидә мулаһизиләр
- Хитай тәптиш мәһкимиси һесабат мәсилисидә йәнә бир қетим тәкшүрүш елип барди
- Уйғур елидики йәп- ичиш шамили күз кириши билән йәнә күчәйди