Хитай вә уйғур елидики әйдиз йетимлириниң сани һәссиләп көпәймәктә
2005.08.05
Кәлгүси бәш йил ичидә хитайдики әйдиз йетимләр сани һазирқи 76 миңдин 266 миңға өрләйдикән. Хитай һөкүмити тәрипидин берилгән санлиқ статистикидин мәлум болушичә, әйдиз кесилиниң тәсиригә учраватқан 15 яштин төвә н, аписи яки дадисидин айрилған балиларниң сани һазирниң өзидә 76 миңдин ашқан болуп 2010 - йилиға барғанда, ата - аниси әйдиз кесили түпәйлидин өлүп кәткәнликтин йетим қалған балилар сани һазирқидин 3 йерим һәссә көпийидикән.
Әйдиз йетимлири көпәймәктә
Тәңритағ тор бетидә берилгән хәвәрдә көрситилишичә, хитайдики әйдиз вируси билән юқумланған ата - анилар нисбитиниң өрлиши билән бир вақитта, әйдиз йетимлири мәсилиси наһайити җиддий бир мәсилигә айланған.
Биз уйғур елидики әйдиз йетимлири һәққидә ениқ бир санлиқ мәлуматқа еришиш үчүн, мәзкур райондики сәһийә назаритигә көп қетим телефон қилдуқ, зияритимизни қобул қилған мәзкур идариниң әйдиз бөлүми мәсули гәрчә бу һәқтә ениқ санлиқ мәлумат берәлмигән болсиму: "йеқинқи бир - икки йилдин буян, уйғур елидә зәһәрлик чекимлик чәккүчиләр сани наһайити тез сүрәттә көпийиватиду, бу хил әһвал кесәлни техиму еғирлаштуруп, өлүп кетиш нисбитини тәбиий һалда өрлитиватиду. Бундақ шараит астида өлгәнләрдин йетим қалған балилар саниму барғансери көпийиватиду" дәп билдүрди.
Хитай, әйдиз йетимлири мәсилиси әң еғир болған дөләт
Көплигән әйдиз паалийәтчилириниң мәлум қилишичә: хитай дуня бойичә әйдиз йетимлири мәсилиси әң еғир болған дөләт болуп һесаблинидикән. Хитайдики "кейинки әвладларға көңүл бөлүш комитети йеқинда, буһәқтә мәхсус доклат елан қилип, хитайда һазир әйдиз йетимлирини өз ичигә алған әйдиз кесилиниң тәсиригә учраватқан балилар саниниң 1 милйондин ашқанлиқи һәмдә уларниң мәйли роһий җәһәттә болсун яки турмуш җәһәттә болсун, җәмийәт вә башқилар тәрипидин зор бесим вә кәмситишләргә дуч келиватқанлиқини мисаллар арқилиқ ашкарилиған.
Америкидики җон хопкинс университетиниң әйдиз мутәхәссиси бейрә крүс әйдиз йетимлири мәсилиси хитайда һәқиқәтән еғир, чүнки хитайда әйдиз вируси билән юқумланғанларниң көп сандикиси той қилған ата - анилар" дәп көрсәтти.
Радиомизниң зияритини қобул қилған әйдиз мутәхәссиси бейрә крүс әпәнди сөзидә йәнә : "шуниси ениқ болуш керәкки, әйдиз вируси билән юқумланған балилар вә әйдиз йетимлири дегинимиз бир - биридин пәриқлиниду. Йәни әйдиз йетимлириниң ата- аниси әйдиз бимари болғини билән, уларниң өзи әйдиз болуши натайин, пәқәт туғулғанда аниси әйдиз вируси билән юқумланған болса, балиниң әйдиз вируси билән юқумлиниш мумкинчилики бар, лекин көп сандики балилар ата- аниси әйдиз болғанлиқтинла әйдиз болуп қалмайду. " Дәп тәкитлиди:
"Хитай һөкүмити мәхсус балиларни давалайдиған әйдиз дохтурини көпләп тәрбийилиши керәк"
Әйдиз мутәхәссиси бейрә крүс әпәнди сөһбәт җәрянида йәнә : хитайдики әйдиз вируси билән юқумланған балилар саниниңму күнсери көпийиватқанлиқини тәкитләп, " хитайда һазир мәхсус балиларни давалайдиған әйдиз дохтурлири йоқ дийәрлик, хитай һөкүмити бу һәқтә дәрһал җиддий чарә - тәдбирләрни қоллиниши керәк, йәни мәхсус әйдиз вируси билән юқумланған балиларни давалайдиған балилар дохтури, балилар сестираси вә балилар доригәрлирини көпләп тәрбийилиши керәк. Әгәр бундақ болмайдикән, әһвал техиму бәк еғирлишиду" дәп көсәтти.
Хитайда, та бүгүнгә қәдәр балиларға хас болған әйдизни давалаш дориси йоқ
27 - Июл күни тәңритағ тор бетидә берилгән хәвәрдә ейтилишичә, хитай һөкүмити бу йил ичидә түнҗи түркүмдики 200 нәпәр әйдиз вируси билән юқумланған балиларни, мәхсус балиларға хас болған дора билән давалаш пиланини оттуриға қойған. Лекин көплигән әйдиз мутәхәссис вә әйдиз паалийәтчилириниң билдүрүшичә, хитайда, та бүгүнгә қәдәр мәхсус балиларни давалайдиған әйдиз дориси йоқ икән.
Йеқинда радиомизниң зияритини қобул қилған даңлиқ әйдиз паалийәтчиси ху җя әпәнди бу һәқтә тохтилип, " һазир әйдиз вируси билән юқумланған балилар үчүн мәхсус ишләпчиқирилған дора болмиғанлиқтин, балилар ағриққа бәрдашлиқ берәлмигән чағлирида, илаҗи йоқ чоңлар ичидиған дорини иккигә бөлүп ичмәктә, лекин бу хил дориларниң әкс тәсири наһайити күчлүк, адәттә чоңларму бәрдашлиқ берәлмәйду, балилар болса, бу хил дорини ичкәндин кейин, беши қейип, көңли елишип, техиму қийнилип кетиватиду" дәп билдүрди.
Хитай сәһийә министерлиқи йеқинда әйдиз вируси билән юқумланған балилар вә ата - анисиз қалған әйдиз йетимлири мәсилисини бир тәрәп қилиш үчүн, бу йил ахириғичә, йеңи қанун түзүп чиқмақчи болуватқанлиқини мәлум қилған. (Меһрибан).
Мунасивәтлик мақалилар
- Зәһәрлик чекимликкә қарши турушта паш қилғучиларни мукапатлаш йолға қоюлмақчи
- Хитай вә уйғур елидики әйдиз вируси билән юқумланған балиларниң әһвали еғир болмақта (2)
- Хитай вә уйғур елидики әйдиз вируси билән юқумланған балиларниң әһвали еғир болмақта (1)
- Уйғур елиниң зәһәрлик чекимлик вәзийити уйғурларни әндишигә салмақта
- Уйғур елиниң зәһәрлик чекимлик вәзийити җиддий тәдбир қоллинишқа муһтаҗ
- Хитайдики зәһәрлик чекимлик чәккүчиләрниң сани 790 миңға йәтти
- Истратегийә тәтқиқат мәркизи - уйғур ели әйдиз әһвалиниң еғирлиқи хитай бойичә иккинчи орунда